Бәзи хитай паалийәтчилири хитай һөкүмитини уйғурларға қаритилған кәмситишни тохтитишқа чақирди
2014.03.10

1-Март “кунмиң вәқәси” дин кейин, хитай һөкүмити уйғурларға қаритилған бастурушни давамлиқ күчәйтип, һәр хил қаршилиқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини җакарлиған иди. Бирақ һөкүмәтниң бастурушидин башқа, ичкиридики уйғурлар хитай җәмийитиниң еғир кәмситишигә дуч келип, кишилик һоқуқ паалийәтчилиридә әндишә қозғиди. Бәзи паалийәтчиләр уйғурларға қаритилған кәмситишни тохтитишқа чақирди.
Паалийәтчиләр “кунмиң вәқәси” дин кейин хитай җәмийитидә қозғалған уйғурларға қарши кәмситиш вә чәткә қеқиш қилмишлирини тәнқидләп, буниң миллий тоқунушни чоңқурлаштуруветидиғанлиқини агаһланди. Улар уйғурларниң меһманханида яталмаслиқ, өй иҗарә алалмаслиқ, такси туталмаслиқ, аптобус қатарлиқ аммиви қатнаш васитилиригә олтуралмаслиқ әһвалиға дуч келиватқанлиқини әскәртип, ичкиридики бәзи ресторан, меһманхана вә аммиви сорунларға “уйғурлар қарши елинмайду” дегән еланларниң чапланғанлиқи әйиблиди. Хитай тор бәтлиридики уйғурларға қаритилған һуҗум, һақарәт вә кәмситишни тохтитишни тәләп қилди.
Хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җия, бүгүн уйғурларниң “террорчи” дәп әйиблинип меһманханида яталмаслиқ, коча яймичилиқ һарвилири бузғунчилиққа учраш қатарлиқ бир қатар кәмситишкә дуч келиватқанлиқини әскәртип, тор арқилиқ бу хил кәмситишкә алақидар нурғун һадисиләрдин хәвәр тапқанлиқини билдүрди. Уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиниң адвокати ли фаңпиң болса, бу әһвал миллий ихтилапни чоңқурлаштурупла қалмай, уйғурларниң әһвалини қийинлаштуруветидиғанлиқини агаһландурди.
Америкида олтурушлуқ иқтисадшунас хе чиңлйән ханим, һөкүмәтниң бу вәқәгә чекидин ашуруп инкас қайтурғанлиқини тәнқид қилди.
У: һөкүмәтниң инкаси һәқиқәтән ешип кәтти. Қәйәрдә ашурувәтти? әгәр сән шинҗаңлиқларниң қайтип кетишини тәләп қилсаң, сениң бир пиланиң болуши керәк. Әқәллийси уларға мәлум вақит берип, уларниң пойиз белитини елип бериш лазим. Йәнә бәзи уйғурлар шу йәрдә ашхана ачқан. Әгәр улар йәрлик билән яхши өтүватқан болса уларни қайтурушниң һаҗити йоқ. Әгәр көчмә нопус болуп хизмити болмиса, уларни өз юртиға апирип хизмәткә орунлаштуруш керәк. Бирақ, уларни кочиға һәйдәп чиқириш қобул қилинмайду. Уларни бу соғуқ һавада кочиға чиқириветиш тоңлап өл дегәнлик. Һөкүмәт бундақ чекидин ашқан тәдбир қолланмаслиқи керәк, дәп көрсәтти.
Лекин, бәзи хитай зиялийлириниң қаришичә, хитай җәмийитидики уйғурларға қарши дүшмәнлик кәйпиятиға хитай һөкүмити қутратқулуқ қиливатиду.
Америкида турушлуқ хитай анализчи чен куйде әпәнди, хитай һөкүмитиниң уйғур сиясити өзгәртиши керәкликини билдүрди.
У мундақ дәйду: улар бу хил кәйпиятни тосмайла қалмай астиртин қутратқулуқ қиливатиду. Бу хил әһвал һазир тәрәққий қилип техиму кәскинлишип кәтти. Әмәлийәттә, бу бир хил ирқий айримичилиқ түсини елип, ирқий айримичилиқ пәйда қилди. Бу интайин ақиланә болмиған сиясәт. У бир җәһәттин, дуня еқимиға зит, йәнә бир җәһәттин, хәнзулар билән уйғурларниң өз-ара бир-бирини чүшиниш, өз ара тәң мәвҗут болуп туруш еһтималлиқини йоққа чиқириватиду. Бу йирақни көрәрлик әмәс. Чүнки болмиди дегәндә уйғурлар билән хәнзулар кәлгүси биргә яшиялайдиған бир еһтималлиқ қоюп қоюш керәк. Сән һәр икки хәлққә тәң баравәр, адил вә мувапиқ муамилә қилип, уларниң һоқуқиға һөрмәт қилғанда узун мәзгиллик муқимлиқ болиду. Һазир уйғур мәсилиси җуңгодики әң өткүр миллий зиддийәткә айлинип қалди. Шуңа, җуңго бу мәсилини башқидин ойлиши керәк.
Чен куйде әпәндиниң қаришичә, җуңго һөкүмитиниң уйғур сиясити мәғлуп болған, униң сияситини өзгәртмәй һазирқи һаләтни давамлаштуруши интайин хәтәрлик. У: җуңго һөкүмитиниң шинҗаң сиясити болупму йеқинқи 20 дин буянқи сиясити, әлвәттә бурунқи сияситидә нурғун мәсилә бар иди. Бирақ,йеқинқи 20 йиллиқ сиясити пүтүнләй мәғлуп болди. Әмәлийәттә шинҗаңдики миллий зиддийәт барғанчә өткүрлишип һәл қилиш қийинлишип кәтти. Җуңго компартийәси һазир уйғурларниң аптономийә, мәдәнийәт, тил вә әнәнилиригә һөрмәт қилиш тәләплирини “бөлгүнчилик” дәп бекитти. Әгәр тоқунуш партлап уйғурлар қилған болса “террорлуқ” дәп елан қилиду. Бу әһвал миллий мунасивәтни,болупму җуңго һөкүмити билән уйғурларниң мунасивитини техиму яманлаштурувәтти. Бу әһвалниң давамлишиши интайин хәтәрлик.
У һалда хитай һөкүмити уйғур мәсилисини қандақ һәл қилиши керәк?
Чен куйде қаришичә, уйғур мәсилисини һәл қилишниң ачқучи уйғурларниң мәдәнийити, диний, тили, әнәнилиригә һөрмәт қилип, униң аптоном һоқуқини һәқиқий әмәлийләштүрүшкә бағлиқ. Чүнки бу уларниң хитай асаси қанунидики негизлик һоқуқи.
Бирақ, хе чиңлйән ханимниң қаришичә, уйғур мәсилисиниң түгүни қандақ сиясәт йүргүзүшкә бағлиқ әмәс, бәлки хәнзу көчмәнләр мәсилисигә бағлиқтур.
У мундақ деди: әмәлийәттә, шинҗаң мәсилиси һөкүмәтниң сиясити билән тәңшигили болидиған мәсилә әмәс. Мениң йеқинда елан қилған мақаләмдә мәйли шинҗаң мәсилиси болсун, мәйли шизаң мәсилиси болсун, бу йәрдики мәсилиниң түгүнини зор көләмлик көчмәнләр кәлтүрүп чиқарған. Шинҗаңдин ибарәт бу районниң иқтисади бостанлиқ игилики. Бу йәрниң екологийиси интайин аҗиз. Су бар йәрләр парчә-парчә бостанлиқлар. Бу бостанлиқлар зор көләмлик көчмәнләр көчүп кирип олтурақлишиштин бурун өз өзини аран қамдайтти. Турпанға охшаш бәзи районлар кариз арқилиқ өзиниң су еһтияҗини қамдап кәлгән. Бу шинҗаңдики уйғурлар нәччә миң йиллиқ тарихида бу хил турмуш вә ишләпчиқириш усулини бәрпа қилған.
Хе чинлйән ханимниң қаришичә, бейҗиң һөкүмитиниң хәнзу көчмәнләрни көпләп йөткәп келип байлиқ ечиши уйғур елиниң екологийилик тәңпуңлуқиға бузғунчилиқ қилған.
У: шинҗаң мәсилисидики хаталиқни бир қанчә нуқтиға йиғинчақлашқа болиду. Буниң биринчиси, шинҗаңға зор көләмлик хәнзу көчмәнлирини көчүрүш. Буниңда пәқәт иқтисади үнүмла көздә тутулуп, шу җайниң мәркәзгә болған садақитини күчәйтиш нишан қилинған. Бирақ, у җайниң екологийилик системисиниң көтүрүш иқтидари көздә тутулмиған. Бу нәтиҗидә, һазирқи шинҗаң екилогийәсиниң еғир бузғунчилиққа учришини кәлтүрүп чиқарған. Қумлишиш көлими кеңийип, районниң нопуси вә байлиқида еғир тәңпуңсизлиқ пәйда қилған.
Хе чиңлйән ханим, хитай һөкүмити уйғурлар билән сөзлишип мәсилини һәл қилишниң бир ортақ нуқтисини тепип чиқиши керәкликини билдүрди. Униң илгири сүрүшичә, бу хил ортақ нуқтиларниң бири көчмәнләрни азайтип, уйғурларниң турмуш бошлуқини давамлиқ тарайтмаслиқтур.
У: бу нуқтида бирликкә келинсә, уйғурлар һазирқидәк ундақ шиддәтлик қаршилиқ көрсәтмәслики мумкин, дәп ойлаймән, деди.