Кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғур районида диний затларни йиғивелинип, җиназа намизи чүшүрүшкә адәм қалмиғанлиқини тәнқид қилди

Мухбиримиз әркин
2018.01.10
ikki-yuzlimichi-sazayi.jpg Ақту наһийә пилал йеза тазилиқ кәнтидин “икки йүзлимичи диний зат” дегән қалпақ билән тартип чиқирилип, амма алдида сазайи қилиниватқан әбәйдулла ясин һаҗим. 2017-Йил 3-июл, ақту пилал йезиси.
xjakt.gov.cn

Йеқиндин буян уйғур районда той-төкүн, өлүм-йетим, нәзир чирағ ишлирида никаһ оқуш, хәтмә-қуран қилиш яки җиназа намизини чүшүрүшкә диний зат тепилмаслиқ еғир вәзийәт пәйда болған.

Йәрлик аһалиләрниң радиомизға билдүрүшичә, уйғур районида никаһ оқуш, җиназа намизи чүшүрүш, хәтмә қуран қилишқа диний зат қалмаслиқтәк бу еғир әһвални хитай даирилириниң 2016‏-йилниң ахирлиридин башлап уйғур районида имам-хатип, мәзин вә диний затларни кәң көләмлик тутқун қилип, йепиқ тәрбийиләш мәркәзлиригә солиши яки қамақ җазалириға һөкүм қилиши кәлтүрүп чиқарған. Йәрлик аһалиләр, бәзи районларда диний затлар асасән қалмиғанлиқини билдүргән иди.

Мәзкур әһвал чаршәнбә күни бәзи хәлқара диний әркинлик тәшкилатлириниң диққитини қозғиди вә уларниң тәнқидигә учриди. Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси тина муфурт ханим чаршәнбә күни уйғур районидики юқири вәзийәткә инкас қайтуруп, “бу хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға қилған йәнә бир чөчүтәрлик һәрикити” дәп көрсәтти. 

Тина муффурт мундақ дәйду: “диний затларни гөрүгә еливелиштәк бундақ һәрикити тәсәввурдин һалқиған бир қилмиш. Бу шу мәсилини оттуриға қойиду. Хитай һөкүмити йәнә қанчилик алдиға кетәләйду. Униң уйғур мусулманлириға қойған диний әркинлик вә башқа җәһәтләрдики чәклимиси бәк узун давам қилип кәтти. Бәк көп чәклимә вә бәк көп бастуруш елип берилди. Улар йәнә қанчилик алға маңалайду. Улар һәрқанчә қилди, дегәндиму йәнила диний әркинликни бастурушниң йеңи сиясити, йеңи йоллирини иҗра қилиду шу. юқирида мән ейтқандәк униң юқириқи һәрикити кишиниң тәсәввуридин һалқиған һәрикәт. Бу хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға қилған йәнә бир чөчүтәрлик қилмишидур.” 

Уйғур районида җиназә намизи чүшүрүшкә диний зат қалмаслиқтәк вәзийәт келип чиққанлиқини йеқинда уйғур районидики бир йәрлик аһалә радиойимизниң хоңкоңдики мухбириға бәргән учурида ашкарилиған. Или областида олтурушлуқ бу аһалиниң қәйт қилишичә, уйғур районидики нурғун җайларда диний зат қалмиған. 

У мундақ дәйду: “шинҗаңдики бурунқи қазақ диний затлар шинҗаң ислам институти яки гәнсу ислам институтини пүттүргәндин кейин уларға диний затлиқ кинишкиси тарқитип берилгән иди. Лекин уларниң һәммиси кейин бир-бирләп тутқун қилинди. Һазир диний затларни көрәлмәйдиған болдуқ. Нурғун мәсчидләрниң қуббисидики айниң бәлгиси елип ташланди. Диний затларниң тутулғанлири тутулди, қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлири қамақ җазасиға һөкүм қилинди. Сиясий тәрбийәләргә елип кетилгәнлири сиясий тәрбийигә елип кетилди. Өлгәнлири өлди. Диний затлар асасән қалмиди.” 

Биз чаршәнбә күни уйғур районидики алақидар орунларға телефон қилип, йәрлик даириләрниң бу әһвални қандақ бир тәрәп қиливатқанлиқини сүрүштүрдуқ. Мәйли йәрлик аһалиләр болсун яки йәрлик һөкүмәт хадимлири болсун һечким бу әһвални рәт қилмиған болсиму, лекин бу әһвал һәққидә учур беришкә яки пикир баян қилишқа петиналмиди. Ақсуниң тоқсу наһийисидики бир һөкүмәт оргининиң кәчлик хитай нөвәтчи хадими, телефонимизни “хата уруп қапсиз” дәп қоювәтти. 

Қәшқәр маралбеши наһийисигә қарашлиқ сериқбуя базири сақчи понкитида кәчлик нөвәтчилик қиливатқан бир уйғур аманлиқ хадими өзиниң “бундақ бир шикайәтни аңлап бақмиғанлиқи” ни билдүрди. 

У мундақ дәйду: “бу сериқбуя сақчиханиси, ундақ әһвални биз уқмайдикәнмиз. Бу сақчи понкити кәчлик нөвәтчиханисиниң номури. Биз ундақ әһвални уқмайдикәнмиз. Биз бу йәрдә сақчиханиниң дәрвазиси түвидә нөвәтчилик қилимиз. Бизгә ундақ шикайәт келип бақмиди. Биз ярдәмчи сақчи болғачқа биз асаслиқ дәрваза билән телефонға қараймиз. Сиз дегән аву ишларни уқмайдикәнмиз.” 

Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи 2014‏-йили мақуллиған “шинҗаң уйғур аптоном райониниң диний ишларни башқуруш низами” вә 2017‏-йили 3‏-айда мақуллиған “әсәбийликни түгитиш низами” да кинишкисиз диний затларниң той-төкүн, нәзир-чирағ, өлүм-йитимләрдә никаһ оқуши, хәтмә-қуран қилиши яки җиназа намизини чүшүрүши чәкләнгән. Хилаплиқ қилғучиларниң “қанунсиз диний паалийәтчи”, “диний әсәбийлик” билән қаттиқ җазалинидиғанлиқи агаһландурулған иди. 

Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, юқириқи бәлгилимиләрдә кинишкисиз диний затларниң никаһ оқуши, нәзир-чирағларда хәтмә-қуран қилиши яки җиназа намизи чүшүрүши чәкләнгәчкә бу юқириқидәк мурасимларда тегишлик диний зөрүрийәтләрни бәҗа кәлтүрүшкә адәм тепилмаслиқтәк әһвални техиму еғирлаштурувәткән. 

Америка хәлқара диний әркинлик комитетидики тина муффарт ханим, хитай даирилириниң юқириқи бәлгилимиси вә униң уйғур районида юқириқи вәзийәтни кәлтүрүп чиқиши хәлқара диний әркинлик өлчәмлиригә пүтүнләй хилап икән.

У мундақ дәйду: “бу хәлқара өлчәмләргә йүз пирсәнт хилап. Бу йәрдә хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириниң мәнпәәтини көздә тутмайватқанлиқи наһайити ениқ. У қандақ вастиларни қоллинип, хәлқара җамаәтни әхмәқ қилмисун, лекин биз хәлқара диний әркинлик комитети, америка вә дунядики башқа органлар вә кишиләр униңға әхмәқ болмайду. Улар ағзида немә десә десун, лекин биз униң әмәлийәттә немә иш қиливатқанлиқиға қараймиз. Униң қиливатқан әмәлийәттики һәрикити пүтүн шинҗаңда уйғур мусулманлирини бастуруп, уларниң әң әқәллий диний әркинлик һәққини тартивелиш, уларниң күндилик һаятиниң барлиқ саһәлиригә арилишиш болуватиду”. 

Америка дөләт ишлар министирлиқи йеқинда хитайни йәнә бир қетим 2018‏-йили диний әркинлик вәзийити алаһидә көзүтилидиған дөләтләр тизимликигә киргүзгән. Хитай америка дөләт мәҗлиси 1998‏-йили хәлқара диний әркинлик қануни мақуллап, америка һөкүмитигә диний әркинликни дәпсәндә қилғучи дөләтләрни җазалаш һоқуқи бәргәндин буян изчил бу тизимликкә киргүзүлүп кәлгән иди. 

Тина муффартниң билдүрүшичә, хитайниң бу йил йәнә бу тизимликкә киргүзүлүши униң характерини өзгәртәлмисиму, бирақ бу америкиниң уни көзитиватқанлиқини көрситидикән. 

Тина муффарт: “хитайниң алаһидә көзитилидиған дөләтләр тизимликигә киргүзүлүши бәлким униң характерини өзгәртәлмәслики мумкин. Бирақ бу уларға америка һөкүмитиниң уларни көзитип туруватқанлиқини хатирилитип туриду. Биз униң җавабкарлиққа тартилишини үмид қилимиз. Биз униң уйғур мусулманлири вә хитайдики башқа барлиқ диний муритларниң диний етиқадини системилиқ вә қопаллиқ билән дәпсәндә қилип, җазасиз қелишиға йол қоймаймиз” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.