Хотәндә үндидар, кю - кю қатарлиқ 17 хил иҗтимаий учур вастилири тақиветилгән
2014.06.20

Игилишимизчә, уйғур елиниң хотән вилайитидә үндидар, кю - кю қатарлиқ 17 хил иҗтимаий учур вә алақә вастилириниң тақиветилгәнлики мәлум.
Бүгүн хотән тәвәсидин зияритимизни қобул қилған, әмма кимликини ашкарилашни халимайдиған бирәйләнниң билдүрүшичә, йәрлик даириләр өткән айниң 27 - күнидин етибарән бу буйруқни иҗра қилишқа башлиған.
Мәлумки, үндидар қатарлиқ иҗтимаий учур вә алақә вастилири алдинқи йилларда уйғур аһалилири арисида кәң даиридә ишлитилип келингән. Ваһаләнки, бу йил 5 - айда үрүмчидә йүз бәргән икки қетимлиқ қанлиқ вәқәдин кейин хитай даирилири уйғур елида интернет вә иҗтимаий учур вастилиригә болған чәклимини һәссиләп күчәйтишкә башлиған.
Нәқ мәйдан телефон зияритидин мәлум болушичә, 27 - май кәчқурун хотән вилайити тәвәсидики барлиқ телефон абонтлириға җуңго көчмә телефон вә бирләшмә телефон баш аппаратидин бирдәк учур кәлгән. Учурда “хотән вилайитиниң муқимлиқиға капаләтлик қилиш” үчүн үндидар қатарлиқ 17 хил иҗтимаий учур вә алақә вастилириниң мулазимитини вақтинчә тохтатқанлиқи уқтурулған. Дегәндәк шу күни кечә саәт 12 дин башлап хотән вилайити тәвәсидә үндидар вә башқа аммивий учур вастилири бирдәк тохтитилған.
Хәвәр тепишимизчә, бир айдин буян йәрлик даириләр хотәнниң җай - җайлирида тәкшүрүш нуқтилири тәсис қилип, пуқраларниң, болупму уйғур яшлириниң телефонидики шәхсий учурлирини тәкшүрмәктикән. Тәкшүрүш нуқтилирида сақчилар алди билән һәрқандақ йолучиниң телефонини елип тәкшүргән. Бәзи гуманлиқ дәп қаралған кишиләрниң телефонини елип қелип, телефонда аллиқачан өчүриветилгән илгирики учурларниму мәхсус ишләнгән юмшақ деталларниң ярдими билән әслигә кәлтүрүп тәкшүрүватқанлиқи мәлум.
Бир қисим аңлармәнләрниң учуриға қариғанда, хотән хәлқи даириләрниң бесими вә аваричилиқидин әнсирәп, айфон, сумсуң галаксий қатарлиқ торға улинидиған йоқири иқтидарлиқ телефонлардин ваз кечишкә мәҗбур болған. Нөвәттә хәлқ торға уланмайдиған илгирики кунупкилиқ номур тахтиси бар аддий телефонларни ишлитишкә башлиған. Буниңға әгишип хотән базирида йоқири иқтидарлиқ, торға улиғили болидиған вә екран арқилиқ мәшғулат қилидиған телефонларниң баһаси бирақла чүшүп кәткән. Адәттики кунупкилиқ номур тахтиси бар телефонлар қайта базарни игиләшкә башлиған.