Хотәндә архип идарисиниң башлиқи вә хәлқ һөкүмитиниң катипи 11 йиллиқтин кесиветилгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.05.18
xoten-saqchi-herbiy-mukapatlash.jpg “террорчилар” ни тутушта төһпә қошқанларни мукапатлаш йиғинида аманлиқни қоғдаватқан қораллиқ күчләр. 2014-Йили 3-авғуст, хотән.
AFP

Хотән вилайәтлик архип идарисиниң башлиқи өмәрҗан һәсән билән керийә наһийилик хәлқ һөкүмитиниң катипи елиҗан әхмәтниң бултур 5 ‏-айда икки йүзлимичилик билән әйиблинип 11 йиллиқтин кесиветилгәнлики ашкариланди. Хотән вә керийәдики алақидар хадимлар уларниң нөвәттә иш орнида йоқлуқини дәлиллигән болсиму, әмма кесиветилгәнлики һәққидә еғиз ачмиди. Өмәрҗан һәсән билән елиҗан әхмәтниң муһаҗирәттики достлири у иккисиниң корлидики җаза лагерида икәнликидин ишәнчлик мәнбәләр арқилиқ хәвәр тапқанлиқини ейтти.

Йеқинда вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бири радийомизға учур йоллап, хотән вилайәтлик архип идарисиниң башлиқи өмәрҗан һәсән билән керийә наһийилик хәлқ һөкүмитиниң катипи елиҗан әхмәтниң бултур 5 ‏-айда “икки йүзлимичилик” билән әйиблинип 11 йиллиқтин кесилгәнликини мәлум қилди. Униң баян қилишичә бу йил 39 вә 35 яшларда болған өмәрҗан билән елиҗан шинҗаң университетиниң тарих вә игилик башқуруш факултетлирини пүттүргән болуп, хизмәткә чиққандин кейин кәспий җәһәттики үстүнлүки билән хизмәттә тез көзгә көрүнгән вә муһим орунларға вәзипигә қоюлған. Йиллардин бери әтиварлинип ишлитилип келиватқан бу икки кадир, бултур уйғур районида “икки йүзлимичилик” кә зәрбә бериш һәрикити башланғанда, дәсләпки зәрбә нишанлириға айланған. Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң баян қилишичә, бу иккиси хизмәт орнида хитайға қарши һәрқандақ бир ашкара сөз һәрикәтләрдә болмиған болсиму, әмма өзидин үстүн әмәлдарларға хушамәт қилип кәтмигәнлики, аталмиш “үч хил күч” ләргә қарши қәсәмяд йиғинлирида актиплиқ билән алдиға чиқмиғанлиқи үчүнла зәрбә нишаниға айланған. Йәнә униң баян қилишичә, сотта уларниң “икки йүзлимичилик” билән әйиблинишигә, уларниң бирқанчә йил илгири 1989-йили бейҗиңда йүз бәргән тйәнәнмин оқуғучилар һәрикити һәққидики инглизчә бир хәвәрни тордин көргәнлики баһанә қилинған. 

Биз вәзийәттин хәвәрдар кишиниң бу баянлириниң тоғра хаталиқини ениқлаш үчүн хотәндики алақидар идарә органларға телефон қилдуқ. Хотән вилайәтлик парткомниң бир хадими, өмәрҗан һәсән исимлик бир идарә башлиқиниң болғанлиқиниму инкар қилди. Керийә наһийилик хәлқ һөкүмитиниң алақидар мәсули, бу йәрдә елиҗан әхмәт исимлик бир кадирниң болғанлиқи вә униң җазаланғанлиқиниму инкар қилмиди. У елиҗан әхмәт һәққидә наһийилик җ х идарисидин мәлумат соришимизни тәвсийә қилди. Биз униңдин елиҗан әхмәтниң аилә әһвалини ениқлайдиғанлиқимизни билдүрүп, уйғур рәһбирий кадирлардин бирини чақирип беришини соридуқ. У чақирип бәргән уйғур рәһбири кадир елиҗан әхмәтниң исмини тилға елишимиз билән сөзидин тохтап қалди. У елиҗан әхмәт һәққидики һәрқандақ бир соалимизға җаваб беришкә петиналмиди:

- Ундақ болса, елиҗан әхмәт иш орнида бар, ишләватиду дейәләмсиз? 

- ...... 

- Елиҗан әхмәтниң аяли қайси орунда ишләйду? 

- ...... 

Керийә наһийилик һөкүмәтниң йәнә бир хадимиму, өзиниң бу орунға йеңи икәнликини сәвәб көрситип, соаллиримизға җаваб бериштин өзини қачурди. 

Нөвәттә норвегийәдә яшаватқан, илгири уйғур районида төвәнгә чүшкән хизмәт гурупписи қатарида керийәдә икки йил хизмәт қилған, сиясий көзәткүчи зумрәт ханим, өмәрҗан һәсән билән елиҗан әхмәтниң һәр иккисини тонуйдиғанлиқини, уларниң бултур кесилгәнлики һәққидә бирқанчә кишидин ениқ учур алғанлиқини баян қилди. 

Өмәрҗан һәсән билән елиҗан әхмәтниң өзидә әтраплиқ билими вә дурус кишилик пәзилити билән тәсир қалдурғанлиқини баян қилған зумрәт ханим, бу иккисиниң кесилишигә, уйғур районида нөвәттә әвҗигә чиққан сиясий боран-чапқунниң сәвәб болғанлиқини илгири сүрди. Икки мәһкумни бурундинла тонуйдиған керийәлик бир муһаҗир, иккисиниң кесилгәнлик хәвирини бирқанчә ай бурун аңлап һәйран қалғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.