Куча алиқаға әркәклири қозғилип яғлиқ артқан аялларни тутувалған һөкүмәт хадимлири билән тоқунушти

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.05.20
toppa-yaghliq-saqal-ramzan.jpg Хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан түрлүк бесими вә диний етиқад чәклимилири уйғурларни чүшкүнләштүрмәктә. 2009-Йили 17-июл, үрүмчи.
AFP

Бүгүн куча наһийисиниң алиқаға базирида, сәйшәнбә базарға содилиқ қилғини кәлгән бир түркүм аяллар яғлиқини алдидин чәккәнлики үчүн тутулуп базарлиқ һөкүмәт бинасиға солап қоюлған.

Тутулған аялларниң әрлири вә қериндашлири базарлиқ һөкүмәт қоруси алдиға топлинип бу зораванлиққа наразилиқ билдүргән. Уларниң бу һәққаний һәрикитини сәйшәнбә базарға кәлгән әл-җамаәтму қоллап әтрапқа топланған. Уларни қоллиғучиларниң сепигә мәктәптин қайтқан базарлиқ оттура мәктәпниң оқуғучилириму қатнашқан. Ақивәттә һөкүмәт хадимлири вә сақчилар билән наразилиқ билдүрүватқан намайишчилар арисида тоқунуш келип чиққан, вәқәгә хитай қораллиқ қисимлири қораллиқ арилишип, һаваға вә кишиләргә қаритип оқ чиқарған.

Бир нәпәр кәнт сақчисиниң мухбиримизға баян қилишичә, вәқәдә икки киши оқ тегип өлгән. Вәқәдин кейин вәқәгә қатнашқанларни тутқун қилиш һәрикити кәң көләмдә давам қилмақта. Мәлум болушичә, вәқәгә қатнашқан оқуғучилардин 70 нәччиси тутқун қилинған.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.