Уйғур паалийәтчилири хитайниң янфон вә компютерларни кимлик бойичә тизимлаш тәдбиригә инкас қайтурди
2015.02.02

Уйғур ели даирилири 29-январ күни янфон вә компютерларни кимлик бойичә тизимлитип, сетиш-сетивелиш бәлгилимисини елан қилғандин кейин, бу бәлгилимә хәлқара мәтбуатларниң вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғиди.
Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири даириләрниң бу тәдбиригә инкас қайтуруп, бундақ бир бәлгилимини ашкара елан қилиш уйғурларға қарита әслидинла давамлишип келиватқан учур вә пикир әркинликини қануний асасқа игә қилиш үчүн икәнликини, әмма бу хил һәддидин зиядә қаттиқ қол тәдбирләрниң район вәзийитини техиму мурәккәпләштүрүши мумкинликини тәкитлиди.
Хитайниң һөкүмәт таратқулири 29-январдики хәвәрлиридә 2-айдин башлап уйғур аптоном райони тәвәликидә телефон вә компютерларни сетиш вә сетивелишта, кимлик бойичә сетиш бәлгилимиси йолға қоюлидиғанлиқини елан қилди.
Уйғур аптоном районлуқ сода-санаәтни мәмурий башқуруш идариси, мәдәнийәт назарити, җ х назарити, ахбарат нәшрият идариси, милләтләр комитети(диний ишлар идариси), туралғу вә шәһәр-йеза қурулуш назарити қатарлиқ алтә орган бирлишип түзүп чиққан “уйғур аптоном районлуқ янфон вә мунасивәтлик електрон мәһсулатлири базирини назарәт қилип башқуруш низамнамиси” дә, янфон вә башқа мунасивәтлик електронлуқ мәһсулатлири содиси билән шуғулланғучилар вә нимкәш янфон, компютер сетивалғучиларни тизимға елиш бәлгиләнгән.
Өткән һәптә елан қилинған бу бәлгилимә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң җиддий инкасини қозғиди. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди, әркин асия радиоси, б б с агентлиқи қатарлиқларда бәргән баянатида “бу хил бәлгилимиләрниң елан қилиниши, шәрқий түркистанда уйғурларниң учур вә пикир әркинликини боғупла қалмастин, һәтта шәхсләрниң күндилик турмуш паалийитиниңму хитай һөкүмитиниң назарити астиға елинғанлиқидин дерәк бериду. Бу хил тәдбир районға муқимлиқ әкәлмәйду, әксичә уйғурларниң наразилиқини күчәйтип, техиму қатмал вәзийәт шәкилләндүриду” деди.
Уйғур вәзийитини вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини йеқиндин көзитип келиватқан уйғур паалийәтчилиридин, америкидики елшат һәсән әпәнди вә түркийәдики һамит көктүрүк әпәндиләр зияритимизни қобул қилип, даириләр елан қилған“янфон вә компютерларни кимлик бойичә тизимлаш тәдбири” вә бу тәдбир елип келидиған ақивәтләр һәққидә тохталди.
Елшат әпәнди даириләрниң узундин буян уйғурларға қарита учур вә пикир әркинликини чәкләш тәдбирини йолға қоюп келиватқанлиқини билдүрүп, бу бәлгилимини нөвәттә ашкара елан қилиштики мәқсити, әмәлийәттә хитай асаритидә яшаватқан уйғурлар вә һәр хил сәвәбләр билән чәтәлләрдә олтурақлишип қалған уйғурларни өз уруқ-туғқанлири билән болған алақидә еһтият қилишқа мәҗбурлап, техиму зор роһи бесим пәйда қилиш икәнликини илгири сүрди.
Хитай хәвәрлиридә йәнә, бу бәлгилимиләрниң асаслиқи янфон қатарлиқ електронлуқ мәһсулатлар содиси билән шуғулланғучиларға қаритилғанлиқи илгири сүрүлди. Бәлгилимидә, нимкәш янфон сетивалғучиларниңму тизимға елинидиғанлиқи, илгири янфон картиси сетивалғанларниң низамнамидики бәлгилимиләргә асасән бекитилгән нуқтиларға берип тизимға алдуруши тәләп қилинған. Даириләр йәнә вә бу бәлгилимини түзүштики мәқсити зиянлиқ учурларни тарқитишниң алдини елиш икәнликини билдүргән.
Елшат һәсән әпәнди даириләрниң “телефон вә компютерларни сетиш-сетивелишта кимлик бойичә тизимлаш тәдбирини йолға қоюштики мәқсәт, җәмийәт муқимлиқини қоғдаш еһтияҗидин болуватиду” дегән изаһатиға инкас қайтуруп, “уйғурларниң шәхси учурлириниңму назарәт астиға елинип, әң төвән һаләттики әқәллий кишилик һоқуқму дәпсәндә қилинған бу хил тәдбир-сиясәтләрниң район вәзийитидә муқимлиқ әмәс, бәлки техиму көп болған қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз беришигә сәвәб болидиғанлиқи” ни тәкитлиди.
Түркийәдики уйғур паалийәтчилиридин һамит көктүрүк әпәнди даириләр елан қилған бу бәлгилимиләрниң, 30-40-йиллардики гетлер германийисидә йолға қоюлған“йәһудиләргә қаритилған миллий ассимилятсийә сиясити”ниң йәнә бир шәкли икәнликини тәкитләп, өзиниң нөвәттә “шәрқий түркистанда йолға қоюлуватқан уйғурларға қаритилған барлиқ сиясәт -бәлгилимиләрни уйғурларни йоқ қилиш сиясити” дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.