Токйода моңғул яшлири хада үчүн ианә топлаш һәрикити елип барди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.01.02
mungghul-xada.jpg Муңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси хада 2014 - йили 23 - декабир өз өйидә
RFA/Haji Qutluq Qadiri


1 - январ токйодики ясукуни мазарлиқи алдида японийәдә оқуватқан ичкий моңғул яшлири кишилик һоқуқ паалийәтчиси хада үчүн ианә топлаш паалийити елип барди.

19 - Йил хитай түрмисигә қамалған моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси хада өткән йили 9 - декабир түрмидин қоюп берилгән болсиму, әмма һөкүмәт даирилириниң түрлүк бесим қилиши түпәйлидин, бу аилиниң китабхана ечип тирикчилик қилиши, һәтта оғлиниң сиртта ишләп ата - анисини беқишиму чәкләнгәнлики үчүн хада аилиси иқтисадий қийинчилиққа дуч кәлгән.

19 Йиллиқ түрмә һаяти җәрянида түрлүк кесәлләргә гириптар болған моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси хаданиң кесилини давалитиш вә шундақла униң аилисигә иқтисадий җәһәттин ярдәм қилиш үчүн японийәдики ичкий моңғул яшлири өзликидин тәшкиллинип, японийәдә паалийәт елип бериватқан моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчи дайчинниң йитәкчиликидә токйодики ясукуни мазарлиқи алдида ианә топлаш һәрикити елип барған.

японийәдики муңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси дайчин әпәнди, 2015 - йили 1-январ токйо
Японийәдики муңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси дайчин әпәнди, 2015 - йили 1-январ токйо

Ясукуни бузуруквалар мазарлиқиниң алдида хаданиң сүрити бесилған вә шундақла “хадаға ярдәм қилиңлар” дегән хәтләр йезилған лозункиларни көтүргән моңғул яшлири йеңи йил мунасивити билән мазарлиққа тавап қилғили кәлгән японларға ичкий моңғулдики моңғулларниң хитай компартийәси тәрипидин түрлүк сиясий вә иқтисадий бесимларға учраватқанлиқи шундақла хада әпәндиниң түрмә һаяти вә һазирқи саламәтлик әһвали баян қилинған тәшвиқат варақчилирини тарқитип, япон хәлқиниң хада әпәндигә иқтисадий җәһәттин ярдәм қилишини сориған.

Японийәдә паалийәт елип бериватқан моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси дайчин ясукуни мазарлиқи алдида ианә топлаш һәрикитини башлаштин илгирики көпчиликкә қилған нутуқида ичкий моңғул аптоном районидики бипаян кәткән яйлақларниң яп - йешил орманларниң, тағ - дәряларниң хитай көчмәнлириниң кан ечиштин ибарәт байлиқ булаш һәрикити җәрянида бузғунчилиққа учрап зор дәриҗидә екологийәлик бузулушни кәлтүрүп чиқарғанлиқи һәққидә тәпсилий тохталған.

Дайчин сөзидә:“тәбиәтниң бузулушиға, бигунаһ моңғул хәлқиниң езилишигә чидап туралмиған хада хитай компартийәсигә хитап қилип, моңғулларни ассимилиятсийә қилиш, тәбиәтни вәйран қилиштин ибарәт қәбиһ һәрикитини тохтишни вә шундақла моңғулларға аптономийә һоқуқи беришни тәләп қилип көплигән мақалләрни елан қилғанлиқи үчүн у, 19 йил түрмигә қамалди” дегән.

У,сөзидә:“хитай компартийәсидин ибарәт бу диктатор һакимийәт астида яшаватқан мустәмликә милләтләрниң тәбиәтни вә инсанийәтни сөйүшиму гунаһ һесаблиниду. Тәбиий байлиқи мол болған ичкий моңғул аптоном районидики моңғуллар өз байлиқиға игә болуш вә униңдин иқтисадий җәһәттин пайдилиниш әмәс, бәлки өз ана тилида сөзләштинму мәһрум қилинди, моңғул маарипи хитай тилиға өзгәртилип, мәдәнийити йоқ қилинди, һазирқи вақитниң өзидә хәлқимиз өз кимликини йүттүрүп қойди. Моңғулларниң бу хил паҗиәлик тәғдиригә көңүл бөлгән хада әпәндидәк моңғул зиялийлири түрмиләргә ташланди. Һәтта бәзәнлири түрмидә өлүп кәтти” дәп баян қилған.

Моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси дайчин нутуқида йәнә, хитай түрмилиригә қамалған аз санлиқ милләт зиялийлиридин ялғуз хада әпәндимла болуп, қалмастин бәлки уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрдинму көплигән зиялийларниң хитай компартийәсиниң аз санлиқ милләтләрни ассимилиятсийә қилиш сияситигә қарши пикирдә болуп, аптономийә һоқуқи тәләп қилип мақалә елан қилғанлиқи түпәйлидин мәңгүлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини тилға елип,уйғур өктичиси зиялйиси илһам тохтини мисал қилип көрсәткән.

У, сөзидә йәнә, тинчлиқпәрвәр япон хәлқини моңғул, тибәт, уйғурларниң сиясий тәғдиридин савақ елип, япон араллирини хитай компартийәсиниң бесивелишидин һушяр болушқа чақириған.

Дайчин сөзиниң ахирисида, японийә һөкүмитини вә хәлқини хитайдики аз санлиқ милләт мәсилисигә, болупму хитай түрмисидә йетиватқан сиясий мәһбусларниң һаятиға көңүл бөлүшкә чақириған.

Паалийәт давамида японийә мәтбуатлири вә шундақ бир қисим телевизийә қаналлири моңғул паалийәтчилири билән сөһбәт елип барған.

Ианә топлаш һәрикити көплигән японларниң қоллишиға еришкән болуп, паалийәт әтигән саәт сәккиздин чүштин кейин саәт үчкә қәдәр давамлашқан.

Паалийәттин кейин зияритимизни қобул қилған бүгүнки ианә топлаш паалийитиниң мәсули дайчин соаллиримизға җаваб берип мундақ деди:

- Бүгүнки паалийитимизгә иштирак қилған әзалар японийәдә оқуватқан ичкий моңғулийәдин кәлгән моңғул яшлири болуп, улар әлвәттә хада әпәндимни қоллиғучилардур. Оқуғучилар хаданиң йеқинқи әһвалидин хәвәр тапқандин кейин өз - ара бир йәргә җәм болуп, бу паалийәтни елип беришни қарар қилған. Паалийитимиз һәқиқәтән көплигән ақ көңүл японларниң сахавитигә еришти. Биз йиғилған ианә пулларни бир амал қилип хаданиң рәпиқисигә йәткүзүп беримиз. Кишилик һоқуқ паалийәтчиси хадаға иқтисадий җәһәттин ярдәм бериш чәтәлдә яшаватқан һәр моңғулниң виҗдани бурчимиздур.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.