Осакада тибәт, уйғур, моңғуллар хитайға қарши намайиш елип барди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.03.14
ilham-mexmut-yaponiye-namayish.JPG Осакада тибәт, уйғур, моңғуллар хитайға қарши намайиш елип барди. 2016-Йили 12-март, японийә.
RFA/Qutluq

12-Март японийәниң осака шәһиридә япон, уйғур, тибәт, моңғуллар бирликтә хитайға қарши намайиш елип барди.

Японийә уйғур җәмийитидин игилишимизчә, осака шәһиридә японийәдики тибәт, уйғур, моңғулларни қоллаш уюшмисиниң тәшкиллиши билән хитай даирилиригә қарши наразилиқ намайиши өткүзүлгән. Намайишқа осака шәһириниң бир қисим парламент әзалириму иштирак қилған. Намайиш шу күни чүштин кейин саәт бирдин үчкә қәдәр икки саәт әтрапида елип берилған.

Намайиш осака шәһәр мәркизидин башланған болуп намайишчилар тибәт, уйғур, моңғулларниң байрақлирини егиз көтүргән һалда “тибәт, уйғур, моңғулларға әркинлик! хитайниң японийәгә болған тәһдитлири тохтитилсун!” дегәндәк җараңлиқ шоарларни товлап шәрһәр ичидики ават кочиларни бойлап маңған.

Намайиштин кейин зияритимизни қобул қилған японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут намайиш һәққидә тохталди.

Намайиш башлиништин илгири йиғилиш мәйданида сөзгә тәклип қилинған илһам маһмут сөзидә нөвәттики уйғур елиниң вәзийити һәққидә тохталған.

Японийәдә паалийәт елип бериватқан җәнубий моңғулийә кишилик һоқуқ тәшкилатиниң вәкили дайчин намайишта сөз қилип, ички моңғул аптоном районидики муһит булғиниш мәсилиси үстидә тохталған. Зияритимизни қобул қилған дайчин:“тибәт қозғилиңиниң 57 йиллиқи хатирилиниватқан бир пәйттә, хитайға қараши тибәт, уйғур, моңғуллар бирликтә намайиш елип бардуқ. Мәқситимиз давайимизни дуняға аңлитиш” деди.

Намайишчилар вәкили електронлуқ канай билән тибәт, уйғур, моңғулларниң хитай компартийәси тәрипидин қаттиқ бастурулуватқанлиқи мәзмун қилинған тәшвиқат варақчилирини намайиш җәрянида оқуп маңған болуп, униңда :“тибәт 1959-йили хитай компартийәси тәрипидин ишғал қилинғандин кейин хитай мәркизи һөкүмити тибәттә кәң көләмлик бастуруш елип барди. Тибәтләрниң бутханилири, рәстә-рәстиләрдики илаһий бутлири чеқилди. 2008-Йили март ейида ласада елип берилған намайиш қаттиқ бастурулди. Тибәттә һелиһәм бастуруш елип берилмақта ” дейилгән.

Тәшвиқат варақчилиридики уйғурларға аит мәзмунларда болса:“уйғурларниң ана вәтини шәрқий түркистан хитай компартийәси тәрипидин бесивелинип, уйғур хәлқи түркүм-түркүмләп хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң қораллиқ бастурушиға учриди. Хитай өзиниң һәрбий күчини күчләндүрүш үчүн бу районда үзлүксиз атом синақлирини елип берип уйғур хәлқиниң түрлүк яман кесәлләргә гириптар болушиға сәвәбчи болди. Хитай компартийәсиниң пиланлиқ туғут сияситини иҗра қилиш җәрянида мәҗбурий бала чүшүрүш оператсийәлиридә көплигән уйғур анилири,санақсиз һамилиләр өлтүрүлди. 1997-Йилидики 5-феврал или вәқәсидә хитай қораллиқ қисмилири қәһритан соғақта гунаһсиз намайишчи яшларниң үстигә соғуқ су чечип,ялиңач тоңлутуп өлтүрүштәк инсан қилипидин чиққан вәһший васитиләрни қоллинип, намайишчиларни қирғин қилди...” дәп баян қилған.

Моңғулларға аит тәшвиқат варақчисида: “моңғуларниң диний етиқади дәпсәндә қилинип бутханилар бузуветилди. Бипаян кәткән яйлақларға хитай көчмәнлири завут-канларни бина қилди. Моңғулларниң диний, тили йоқитилип һазирқий вақтиниң өзидә йоқилиш гирдабиға келип қалди” дәп көрситилгән.

Илһам маһмутниң билдүрүшичә, осакада елип берилған хитайға қарши бу намайиш осакаға саяһәткә кәлгән хитай саяһәтчилириниңму күчлүк диққитини тартқан болуп, улар намайишчиларни синалғу вә сүрәтләргә елишқан.

Хитайдики милләтләр мәсилиси тәтқиқатчиси йүки сато осакада елип берилған бу қетимқи намайиш һәққидә тохтилип:“осакадәк чоң саяһәт шәһәрлиридә бу хилдики намайишларни елип беришниң әһмийити зор. Сәвәбий бу йәргә дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән саяһәтчиләр топланған. Шуңа тибәт, уйғур, моңғул мәсилисини тәшвиқ қилишта бәлгилик үнүмгә еришкили болиду дәп қараймән” деди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.