Японийә парламент бинасида чақирилған илмий муһакимә йиғинида уйғур мәсилиси аңлитилди
2017.03.08

7-Март японийә парламентида чақирилған 49-нөвәтлик японийә куриатке уюшмиси асия мунбириниң илмий муһакимә йиғинида уйғур мәсилиси аңлитилди.
Йиғинда японийә парламент әзаси вада масумуне, японийә һава армийәсиниң генераллиридин имамичи қатарлиқлар тәрипидин японийәниң нөвәттики сиясий вәзийити вә америка билән болған һәмкарлиқлири тоғрисида доклат берилгән болуп, ундин башқа йиғинда йәнә, японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим уйғур мәсилиси тоғрисида доклат бәргән.
Японийә парламент бинасиниң йиғин залида чақирилған бу қетимқи илмий муһакимә йиғиниға 400 дин ошуқ киши қатнашқан болуп, йиғин шу күни кәч саәт алтидин сәккиз йеримға қәдәр давам қилған.
Японийә парламенти йиғин залида чақирилған 49-нөвәтлик японийә куритаке уюшмиси асия мунбириниң илмий муһакимә йиғинидин кейин, телефон зияритимизни қобул қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим йиғинда алди билән өзиниң сөзгә тәклип қилинғанлиқини билдүрди.
Турмуһәммәт һашимниң билдүрүшичә, йиғинда японийә парламент әзалиридин вада масамуне японийә һөкүмитиниң америка билән бирликтә хитайниң шәрқий җәнуби асия әллиридики аралларға болған тәһдитлиригә қарши туридиғанлиқи шундақла икки дөләт арисидики түрлүк һәмкарлиқларни күчәйтип японийәниң америка билән болған мунасивитини техиму күчәйтидиғанлиқи тоғрисида тәпсилий доклат бәргән.
Мәлум болушичә, японийә парламент әзаси вада масамуне японийә қәлб партийәси сиясий бюросиниң мәсуллиридин бири болуп, у өткән йили ноябир ейида японийә уйғур бирлики тәшкилати тәрипидин токйода өткүзүлгән тарихтики шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң хатирә күнини тәбрикләш мурасимида “японийә дөләт сияситидә уйғур мәсилиси” дегән темида мәхсус доклат сөзләп, доклатида өзиниң бир қанчә қетим японийә парламентида уйғур кишилик һоқуқ мәсилисигә даир бәзи бир лайиһиләрни оттуриға қойғанлиқини, болупму 2009-йилидики 5-июл үрүмчи вәқәси һәққидә японийә баш вәзири шинзо абедин соал сориғанлиқини қәйт қилған шундақла у, өзиниң йеқинда японийә парламентида хитайдики мәһбусларниң ички әзалирини йөткәп сетиш қилмишиға қарши бир тәклип лайиһәни оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән иди.
Турмуһәммәт һашимниң ейтишичә, японийә һава армийисиниң сабиқ баш қомандани, генирал иванага японийәниң һазирғичә хитайниң һава һуҗумлириға учраш әһвали тоғрисида доклат бәргән вә шундақла японийә һава армийәсиниң хитайниң һава һуҗумлириға кәлгүсидә қандақ шәкилдә тақабил туруши керәкликидин ибарәт японийә һава армийәсиниң истратегийәлик пиланлири тоғрисида тохталған.
Йиғинға иштирак қилған японийәлик атақлиқ журналистлардин сато зияритимизни қобул қилип: “бүгүнки йиғин наһайити яхши болди дәп ойлаймән. Мән бу қетимқи йиғин арқилиқ японийә һөкүмитиниң бәзи бир йеңи ташқи сиясәтлиридин хәвәрдар болдум” деди.
Японийә куритаке уюшмиси асия мунбириниң мудирийәт әзалиридин имамучи йиғин һәққидә тохтилип: “йиғинимиз көңүлдикидәк болди. Йиғинда японийәдә һәл қилишқа тегишлик бәзи сиясий мәсилиләр оттуриға қоюлуш билән биргә, уйғур мәсилисиму тилға елинип, йиғин әһлини нөвәттики уйғур вәзийитидин хәвәрдар қилдуқ вә көпчиликни уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирдуқ” деди.
Японийә уйғур бирлики тәшкилатидин игилишимизчә, японийәдики нопузлуқ аммиви тәшкилатлардин бири болған куритаке уюшмиси асия мунбири японийәдики уйғур мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан тәшкилатлардин бири болуп, өткән айда японийәдә зиярәттә болған уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим башчилиқидики уйғур вәкилләр өмикигә саһибхана болған.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиз.