Бай яқаериқ һуҗумчилирини бастурған алаһидә сақчи башлиқи бай көмүркан һуҗумчилириниң оқида өлгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.04.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
bay-weqesi-bayeriq-xiao-keyun.jpg Бай яқаериқ һуҗумчилирини бастурған вә көмүркан һуҗумчилириниң оқида өлгән алаһидә сақчи әтрити башлиқи шяв кейүн
Photo: RFA

Хитайниң 2015 - йиллиқ қәһриманлар тизимликидики бир тонуштуруш18 - сентәбир бай вәқәсиниң йәнә бир тәпсилатини рәсмий һалда ашкарилиди. Хитай һазирға қәдәр бай вәқәсидә өлгән 9 нәпәр сақчидин сақчи башлиқи мәмәтнияз тохтиниязниң өлүм җәрянини ашкарилиған болсиму, қалғанлири һәққидә рәсмий мәлумат бәрмигән. Мәзкур тизимликтин ашкарилинишичә, байда өткән йили 17 - феврал күни йүз бәргән яқаериқ вәқәсини бир тәрәп қилишқа қоманданлиқ қилған вә хизмәт көрсәткән бай наһийилик алаһидә сақчи әтритиниң муавин башлиқи шяв кейүн 18 - сентәбир күни бай көмүркан һуҗумчилириниң оқида өлгән.

Хитай бай көмүркан һуҗумчилирини бир тәрәп қилиш давамида пәқәт мәмәтнияз тохтинияз қатарлиқ 6 нәпәр сақчиниң өлгәнликини рәсмий йосунда елан қилған, әмма алаһидә сақчи әтрити башлиқи шяв кейүн қатарлиқ йәнә 3 нәпәр сақчиниңму бу вәқәдә өлгәнлики хитай хәвәрлиридә тилға елинмиған; булар пәқәт мәлум бир хатириләш мурасими һәққидә җәмийәткә тарқалған бир үндидар учури арқилиқ җәмийәткә ашкариланған.

Хитайниң бу қетимқи “инқилабий қурбанлар тизимлики” дә әнә шу алаһидә сақчи әтрити башлиқи шяв кейүн һәққидә нисбәтән тәпсилий мәлумат берилгән. Тизимликтә баян қилинишичә, аталмиш қәһриман шяв кейүн2005 - йили хитай алаһидә қораллиқ қисминиң қаримай әтритигә қобул қилинған, 2012 - йили хизмәткә чиққан, бултур 17 - феврал күни бай наһийисидә йүз бәргән яқаериқ вәқәсини бесиқтурушта алаһидә сақчи оттура әтритигә қоманданлиқ қилған. У шу қетимқи қоманданлиқида“сәпниң алдида туруш, гумандарларни кәскин вә қаттиқ бир тәрәп қилиш җәһәттә хизмәт көрсәткән.”

Әйни чағда игилигән учурлиримиздин мәлум болушичә, яқаериқ вәқәси сақчиларниң өй тәкшүрүши вә бесип киргән бир өйдә өй ичидә топлишип олтурғанларға зораванлиқ қилиши сәвәбидин келип чиққан.

Вәқәгә четишлиқ гумандарлардин турғун билал, аблиз абла, азадәм нур қатарлиқларниң бу қаршилиқ һәрикитидә икки тәрәптин вә йолда өткән - кәчкән вәқәгә мунасивәтсиз кишиләрдин болуп җәмий 17 киши өлгәнлики айдиңлашқан.

Хитайниң бу қетимқи“қәһриманлар” тизимликидә баян қилинишичә, бай наһийилик алаһидә сақчи әтритиниң муавин башлиқлиқ вәзиписини өтәватқан шяв кейүн яқа ериқ вәқәсиниң гумандарлирини ахтуруш вә тутуш оператсийәсидә 3 кечә, 4 күндүз вәзипә иҗра қилған, бу җәрянда 30 нәччә гумандарниң, җүмлидин икки ғоллуқ гумандарниң тутулушида хизмәт көрсәткән. Тизимликтә шяв кейүннниң яқаериқ гумандарлирини оққа тутқучилар арисида бар - йоқлуқи тилға елинмиған болсиму әмма, униң бу бастурушта актип рол алғанлиқи вә хизмәт көрсәткәнлики мәдһийиләнгән.

Қәһриманлар тизимликидә баян қилинишичә, шяв кейүн бай көмүркан һуҗумчилирини қоғлап зәрбә бериш опиратсийәсидиму рол алған. У 18 - сентәбир күни давам қилған һуҗумчиларни “тағ ичидә қоршап йоқитиш” оператсийәсидә йәнә бир нөвәт төһпә яритиш үчүн сәпниң алдиға өткән. Йезилғанлардин мәлум болушичә, у бу қетим, яқаериқ вәқәсидикидәк қуруқ қол яки пичақлиқ гумандарлар билән әмәс, бәлки қолида “аптоматик қоралиму бар” болған гумандарлар билән қаршилашқан.

Тизимликтә йезилишичә, шяв кейүн гумандарлар тәрипидин етип өлтүрүлгән. Әмма гумандарларниң қолидики аптоматик қоралниң типи (чоң - кичиклики) һәққидә мәлумат берилмигән. Бай вәқәси һәққидики илгирики ениқлашлиримизда көмүркан һуҗумчилириниң ғоллуқ йетәкчилиридин муса тохтинияз вә мәмәт әйсаларниң тәҗрибилик овчи икәнлики, көмүрканда һуҗумни ахирлаштурғандин кейин тағ ичигә йүрүш қиливатқан чеғида йенида оқя барлиқи гуваһчилар тәрипидин тилға елинған.

Йәрлик аһалиләр йәнә, уларниң терәкбазар сақчиханисиниң башлиқи ву фең қатарлиқ 3 сақчини өлтүргәндин кейин, уларниң қоралини олҗа алған болуши мумкинлики пәризини оттуриға қойған болсиму, бай һуҗумчилириниң қолида аптоматик қоралниң бар - йоқлуқи ениқ һалда айдиңлашмиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.