Явропаниң 3 чоң шәһиридики хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.02.04
Belgiye-namayish-1.jpg

Явропадики әң чоң түрк аммиви тәшкилатлиридин бири болған “миллий көз қараш” тәшкилати бирюсселда қилған намайиштин көрүнүш. 2019-Йили 3-январ, белгийә. RFA/Erkin Tarim

Belgiye-namayish-2.jpg

Явропадики әң чоң түрк аммиви тәшкилатлиридин бири болған “миллий көз қараш” тәшкилати бирюсселда қилған намайиштин көрүнүш. 2019-Йили 3-январ, белгийә. RFA/Erkin Tarim

Fransiye-namayish-1.jpg

Явропадики әң чоң түрк аммиви тәшкилатлиридин бири болған “миллий көз қараш” тәшкилати парижда қилған намайиштин көрүнүш. 2019-Йили 3-январ, фирансийә RFA/Erkin Tarim

Fransiye-namayish-2.jpg

Явропадики әң чоң түрк аммиви тәшкилатлиридин бири болған “миллий көз қараш” тәшкилати парижда қилған намайиштин көрүнүш. 2019-Йили 3-январ, фирансийә RFA/Erkin Tarim

sitokolm-namayish-1.jpg

Явропадики әң чоң түрк аммиви тәшкилатлиридин бири болған “миллий көз қараш” тәшкилати ситокһолмда қилған намайиштин көрүнүш. 2019-Йили 3-январ, шиветсийә. RFA/Erkin Tarim

sitokolm-namayish-2.jpg

Явропадики әң чоң түрк аммиви тәшкилатлиридин бири болған “миллий көз қараш” тәшкилати ситокһолмда қилған намайиштин көрүнүш. 2019-Йили 3-январ, шиветсийә. RFA/Erkin Tarim

Явропадики әң чоң түрк аммиви тәшкилатлиридин бири болған “миллий гөрүш”, йәни “миллий көз қараш” тәшкилати уйғурларни қоллап-қуввәтләш, уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийитини дуняға аңлитиш үчүн явропа дөләтлири, америка қошма штатлири вә австралийә қатарлиқ дөләтләрдә турушлуқ хитай әлчиханилириниң алдида намайиш өткүзди.

“миллий гөрүш” тәшкилати миллийликни, өрп-адәтни қоғдап қелишни тәрғиб қилидиған сиясий һәрикәт болуп, бурундин тартип уйғур дәвасини қоллап кәлмәктә. “миллий гөрүш” тәшкилати тәрипидин уюштурулған паалийәтләргә һәрқайси дөләтләрдики түркләр вә уйғурлардин болуп көп санда киши иштирак қилмақта.

“миллий гөрүш”, йәни “миллий көз қараш” тәшкилатиниң фирансийә шөбисиниң мәсули фатиһ әпәнди намайиш мәйданидин зияритимизни қобул қилип, намайишни уюштуруштики мәқситиниң уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш икәнликини баян қилип мундақ деди: “қиммәтлик уйғур қериндашлирим биз ‛миллий гөрүш‚ тәшкилати болуш сүпитимиз билән явропа дөләтлиридә намайиш өткүздуқ. Булардин башқа австралийәниң мелборн шәһири билән америкиниң ню-йорк шәһиридики хитай консулханисиниң алдида намайиш өткүздуқ. Бизниң буларни қилишимиздики мәқситимиз уйғурлар дучар болуватқан бу һәқсизлиқ вә адаләтсизликни дуня җамаәтчиликигә аңлитиш арқилиқ һәрқайси дөләтләрниң рәһбәрлирини хитайға бесим ишлитишкә чақириш. Чүнки һазир, хитай уйғурларға иккинчи дуня урушидин кейин болуп бақмиған ирқий қирғинчилиқ сиясити елип бармақта. Дуня рәһбәрлирини буни дәрһал тохтитишқа чақиртиш үчүн бу намайишни өткүздуқ”.

3-Феврал күни фирансийәниң пайтәхти париж, белгийәниң пайтәхти бирюсселда вә шиветсийәниң ситокһолм шәһәрлиридики хитай әлчиханиси вә консулханилири алдида наразилиқ намайишлири елип берилди.

Фирансийәниң пайтәхти париждики намайиш чүштин кейин саәт 15:00 дә башланған болуп, икки саәт давамлашқан бу намайишқа қатнашқан фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси алимҗан әпәнди хитайниң парижда турушлуқ әлчиханисиниң алдида өткүзүлгән намайишқа уйғур, түрк вә қазақлардин болуп көп санда кишиниң қатнашқанлиқини баян қилди.

Шиветсийәниң ситокһолм шәһиридики намайиш мәйданидин зияритимизни қобул қилған абдулла көкяр әпәнди, бу намайишни “шиветсийә уйғур маарип уюшмиси” билән “миллий көз қараш тәшкилатиниң” ортақ орунлаштурғанлиқини вә түркләр, шиветсийәликләр вә әрәбләрдин болуп көп санда кишиниң иштирак қилғанлиқини баян қилди.

Абдулла көкяр әпәнди бу йилқи намайишниң бурунқи намайишларға охшимайдиған тәрәплири тоғрисида тохталди.

2-Феврал күни хитайниң белгийәниң бирюссел шәһиридә турушлуқ әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлгән. Белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси абдуллам әпәнди “явропа түрк мусулманлар бирлики” вә “миллий гөрүш”, йәни “миллий көз қараш” тәшкилати билән бирликтә уюштурған паалийәткә уйғур вә түркләрдин болуп 200 киши қатнашқанлиқини, өзлириниң хитай әлчиликигә хәт сунғанлиқини баян қилди.

Намайишчилар ай-юлтузлуқ көк байрақ вә түрлүк тәшвиқат лозункилирини көтүрүшүп, җараңлиқ шоарлар билән хитай һакимийитигә болған ғәзәплирини ипадә қилиш билән биргә тәшвиқат васитилири арқилиқ шу дөләтләрниң рәһбәрлирини хитайға бесим ишлитип, бесимни тохтитишқа чақирған. Лозункиларға “уйғур түрклириниң өлтүрүлүши тохтитилсун”, “шәрқий түркистанда зулум бар” вә “шәрқий түркистанлиқларға әркинлик” дегәндәк шоарлар йезилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.