Явропа парламенти алдида муһаҗирәттики уйғурларниң зор намайиши өткүзүлди

Мухбиримиз қутлан, ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.04.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Brussil-Namayish-2018-01.jpg Белгийә пайтәхти бирюсселда өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йил 27-апрел. Бирюссел, белгийә.
RFA/Ekrem
Brussil-Namayish-2018-02.jpg

Явропа парламенти алдида өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йил 27-апрел. Бирюссел, белгийә. RFA/Ekrem

Brussil-Namayish-2018-03.jpg

Явропа парламенти алдида өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йил 27-апрел. Бирюссел, белгийә. RFA/Ekrem

Brussil-Namayish-2018-04.jpg

Явропа парламенти алдида өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йил 27-апрел. Бирюссел, белгийә. RFA/Ekrem

Brussil-Namayish-2018-05.jpg

Явропа парламенти алдида өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йил 27-апрел. Бирюссел, белгийә. RFA/Ekrem

Brussil-Namayish-2018-06.jpg

Явропа парламенти алдида өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йил 27-апрел. Бирюссел, белгийә. RFA/Ekrem

Brussil-Namayish-2018-07.jpg

Явропа парламенти алдида өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йил 27-апрел. Бирюссел, белгийә. RFA/Ekrem

Brussil-Namayish-2018-08.jpg

Явропа парламенти алдида өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йил 27-апрел. Бирюссел, белгийә. RFA/Ekrem

Brussil-Namayish-2018-09.jpg

Явропа парламенти алдида өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йил 27-апрел. Бирюссел, белгийә. RFA/Ekrem

Brussil-Namayish-2018-10.jpg

Явропа парламенти алдида өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йил 27-апрел. Бирюссел, белгийә. RFA/Ekrem

Brussil-Namayish-2018-11.jpg

Явропа парламенти алдида өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йил 27-апрел. Бирюссел, белгийә. RFA/Ekrem

Бүгүн, йәни 4-айниң 27-күни дуняниң җай-җайлиридин кәлгән миңлиған уйғурлар белгийә пайтәхти бирюсселға җәм болуп, уйғурларниң муһаҗирәт тарихидики көлими әң зор болған намайишларниң бирини өткүзди.

Бу қетимлиқ зор намайиш бирюссел вақти әтигән саәт 10:00 да “шәрқий түркистан истиқлал марши” билән башланди. 

Намайишниң башлиниш мурасимиға дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат әпәнди риясәтчилик қилди. У, бу қетимлиқ намайишниң бир тарих яратқанлиқини, униң муһаҗирәттики уйғурларниң миллий дава тарихидики әң чоң намайишларниң бири икәнликини тәкитләп өтти.

Башлиниш мурасимида тунҗи болуп д у қ ниң алий рәһбири рабийә қадир ханим сөз алди. У, бу қетимлиқ намайишни чәтәлдики уйғурлар елип барған болсиму, әмма уларни қозғатқучи пилтиниң дәл уйғурлар вәтинидә хитайниң тәқипи астиға елинған милйонларчә уйғурниң ечинишлиқ реаллиқи болғанлиқини әскәртип өтти.

Рабийә қадир ханимдин кейин д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди сөз қилди. У, бу қетимлиқ намайишниң хитайниң “йиғивелиш лагерлири” ға соливелинған бир милйондәк уйғурға мәдәт бериш, уларниң ялғуз әмәсликини, дуняниң уларни ташлап қоймайдиғанлиқини билдүрүп қоюш үчүн уюштурулғанлиқини алаһидә тәкитлиди. 

Нәқ мәйдандин намайиш һәққидә учур бериватқан германийәдики ихтиярий мухбиримиз әкрәм бу қетимлиқ намайишниң башлиниш мурасимида дуняниң җай-җайлиридики 30 ға йеқин уйғур тәшкилатлири вә җамаәт вәкиллириниң қисқичә сөз қилғанлиқини билдүрди.

Улардин қазақистандин кәлгән уйғур җамаәт вәкили динарә ханим, қирғизистандин кәлгән уйғур җамаәт вәкили рози һаҗим, голландийә шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң рәиси әйса қарим, норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр әпәнди, америкидин берип намайишқа қатнашқан рошән аббас ханим, шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң рәиси абдулла көкяр әпәнди вә канададин кәлгән уйғур җамаити вәкили бәхтияр шәмшидин қатарлиқлар тәсирлик нутуқлар сөзләп, намайиш мәйданини ләрзигә салған.

Нәқ мәйдандин хәвәр бериватқан ихтиярий мухбиримиз әкрәм, бүгүнки намайишқа дуняниң һәрқайси әллиридин окян атлап кәлгән миңлиған уйғурларниң иштирак қилғанлиқини, һәтта бәзи аилиләрниң бовақ балилирини һарвиға селип намайиш мәйданиға йетип кәлгәнликини билдүрди.

Мухбиримиз әкрәмниң билдүрүшичә, уйғур намайишчилар бирюссел кочилирида аҗайип дағдуғилиқ мәнзирә һасил қилған. Намайишчилар сепи нәччә миң метирға созулуп, ай-юлтузлуқ көк байрақлар явропа парламенти алдидики мәйданни көп-көк адәм деңизиға айландурған.

Диққәт қозғайдиған бир нуқта шуки, бирюсселдики бу зор намайиш хитайниң чәтәлләрдики җасуслуқ ториниң диққәт нуқтисида турғанлиқидур. 

Мухбиримиз әкрәмниң нәқ мәйдандин игилишичә, бир җүп хитай қиз-йигит гумандар намайиш башлиниши билән намайишчиларниң арқидин соңдишип меңип тохтимастин рәсимгә тартқан вә намайишчиларни филимгә алған. Намайиш сепини қоғдап маңған белгийә сақчилири әһвални байқап, бу бир җүп хитай қиз-йигит гумандарни нәқ мәйданда тутуп елип кәткән. Нәқ мәйдандин сүрәткә елинған бу һәқтики көрүнүшләр фейсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда тарқитилған. 

Әтигән саәт 10:00 башланған бу зор намайиш 4 саәт давамлишип, чүштин кейин саәт 2:00 дин ашқанда ахирлашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.