Явропа парламенти қарар мақуллап илһам тохтини қоюветишни тәләп қилди
2016.12.18
Явропа парламенти 15-декабир қобул қилған тибәт вә уйғурларға даир 3026-номурлуқ қарарида илһам тохтини дәрһал һәм шәртсиз қоюп беришни тәләп қилди.
Явропа парламенти 15-декабир “явропа парламентиниң 2016-йили 15-декабирдики ларуң гар-тибәт буддизм академийиси вә илһам тохти тоғрисидики қарари” намлиқ 3026-номурлуқ 13 маддилиқ қарарни қобул қилип, тибәт вә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойди.
Мәзкур қарарниң әсләтмисидә, явропа парламентиниң тибәтләр вә уйғурлар һәққидә һазирғичә қобул қилған түрлүк қарарлириниң мәзмунлири баян қилип өтүлгән болуп, уйғурларға мунасивәтлик әсләтмидә, явропа парламентиниң 2011-йили 10-март қәшқәр қәдимий шәһриниң вәйран қилинишиға қарши “қәшқәрниң һали вә мәдәний мирас” намлиқ қарар қобул қилғанлиқи, 2014-йили 23-сентәбир илһам тохтиниң муддәтсиз қамақ җазасиға йолуққанлиқиға қарши илһам тохтини дәрһал шәртсиз қоюп бериш һәққидә баянат елан қилғанлиқи, илһам тохтиниң 2016-11-өктәбир мартен әнналис мукапатиға еришкәнлики, 2016-йили сентәбирдә болса сахароф мукапатиға намзат көрситилгәнлики әскәртилгән.
Явропа парламентиниң 3026-номурлуқ қарариниң 9-вә 10-маддиси мәхсус илһам тохтиға қаритилған. 9-Маддида мундақ дейилиду: “илһам тохтиниң бөлгүнчи атилип муддәтсиз қамақ җазасиға мәһкум қилинғанлиқини қаттиқ әйибләймиз. Униң сотида қануний тәртипләргә риайә қилинмиғанлиқи вә ақлиниш һәқлиригә һөрмәт қилинмиғанлиқидин интайин әпсуслинимиз. Хитай һөкүмитиниң өз қанунлириға көрә, униң айда бир қетим аилисидикиләр тәрипидин йоқлиниш һәққигә һөрмәт қилишини тәләп қилимиз.”
Қарарниң 10-маддисида техиму ениқ қилип мундақ дегән: “илһам тохти вә униң сәбдашлирини дәрһал һәмдә шәртсиз қоюп беришкә чақиримиз, бәлки униң оқутқучилиқ салаһийитиниң әслигә кәлтүрүлишини вә униң дөләт ичи һәмдә сиртида әркин саяһәт қилиш һоқуқиға капаләтлик қилинишини сораймиз.”
Илһам тохти гурупписиниң рәиси әнвәрҗан әпәнди явропа парламентиниң бу қарарға юқири баһа бәрди.
Явропа парламентиниң бу қетимқи қарариниң 11-маддисида йәнә, хитайниң уйғур, тибәт хәлқлири үстидин йүргүзүватқан сиясити тилға елинип, хитайни хәлқара әһдинамиләргә риайә қилишқа чақирған.
Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди бу хусуста зияритимизни қобул қилғанда, алди билән явропа парламентиниң уйғурлар һәққидә һазирға қәдәр қобул қилған қарарлирини бирқур әсләп өтти. У сөзидә, бу қетимқи қарарниң тарихий әһмийитиниң зорлиқини тәкитлиди.
Мәлум болғинидәк, д у қ ниң явропа парламентидики паалийәтлири йиллардин буян изчил давам қиливатқан болуп, болупму илһам тохти гурупписиниң хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән һәмкарлишип 2016-йили явропа парламент бинасида арқа-арқидин елип барған илһам тохтиға аит бир қанчә қетимлиқ йиғинлири вә лоби паалийәтлириниң бу қетимқи қарарниң қобул қилинишиға бәлгүлүк дәриҗидә түрткә болғанлиқини нәзәрдин сақит қилғили болмайду.