Вашингтон почтиси гезити баш мақалисидә уйғур вәзийитини тонуштурди

Мухбиримиз ирадә
2018.05.21
xitay-qoralliq-herbiy-saqchi-aptomobil.jpg Кочида поста туруватқан хитай қораллиқ әскәрлири вә аптомобиллири. 2014-Йили 4-авғуст, қәшқәр.
AP Photo/David Wivell

Америкидики нопузлуқ гезитләрдин “вашингтон почтиси” гезити йәкшәнбә күни “хитайниң аз санлиқ милләтни вәйран қилиш үчүн қоллиниватқан қәбиһ сиясити” дәп мавзу қоюлған бир баш мақалә елан қилди.

Баш мақалидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан сиясәтлири болупму һазирқи “қайта тәрбийә лагерлири” қаттиқ сөзләр билән әйибләнгән. Мақалә төвәндики җүмлиләр билән башланған: “хитай һөкүмити хитайниң ғәрбий шималидики уйғур мусулманлириниң миллий кимликини вәйран қилиш үчүн қәбиһ һәрикәтләрни елип бармақта. Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин бери районда йүз бәргән зораванлиқ һуҗумлирида радикал исламчиларни әйибләп кәлди вә уйғурлар һәм башқиларни бесим вә зиянкәшликиниң обйектиға айландурди. Бирақ, пакитлар хитайниң мәхпий йиғивелиш лагерлирини өз ичигә алған системилиқ мәдәнийәт қирғинчилиқи муддиасини ашкарилап қойди. ‛натсистларниң йоқитиш лагерлири вә сталинниң җаза лагерлириниң вәһимиси‚ қайта йүз бәрмисун дегән принсипқа ишинидиған барлиқ кишиләр хитайниң калла ююш вә азаблаш ролини өтәватқан түрмилиригә вә қорқунчлуқ лагерлириға қарши өз ипадисини билдүрүши керәк”.

Вашингтон почтиси гезити баш мақалисидә, уйғур елигә мунасивәтлик тәтқиқатлири билән көзгә көрүнгән германийәлик тәтқиқатчи адриян зенизниң “җәймис тавн фонди” тәтқиқат орниниң тор бетидә елан қилған мақалисидики “хитайниң уйғур елидә елип бериватқан бу тинчитиш һәрикити бир милләтни қайтидин шәкилләндүрүш қурулушиниң мәдәнийәт инқилабидин кейинки әң шиддәтлик бир һәрикити болуп һесаблиниду” дегән сөзи нәқил елинип, 21 милйон нопусниң 11 милйони мусулман болған уйғур елидә нәччә йүз миңдин бир милйонғичә адәмниң лагерларда болуши мумкинлики ипадә қилиниш билән биргә, бу лагерларниң мәқсити һәққидә төвәндикиләр баян қилинған:
“зениз әпәндиниң тәтқиқатида көрситилишичә, хитай һөкүмити бу хил системини уйғур миллити вә шундақла қазақ миллитини өзиниң миллий вә дини кимликидин ваз кечишкә мәҗбурлап, һакимийәт бешидики коммунистик партийәгә итаәт қилдуруш үчүн өткән йили қурушни башлиған. Вашингтон почтиси гезитидин смон дәнйәрниң вә бирләшмә агентлиқиниң йеқинқи бир йүрүш зиярәтлиридә, мәзкур лагерларда йетип чиққан бурунқи мәһбуслар өзлириниң уйғур миллий мәдәнийитини арқида қалғанлиқ дәп әйипләшкә, мусулман етиқадидин ваз кечишкә, узун кийим кийгәнлики, намаз оқуғанлиқи, балилириға қуран өгәткәнлики яки имамларни балилириға исим қоюшқа чақирғанлиқи үчүн пушайман қилишқа мәҗбурланған.

Бу лагерлардики мәһбуслар йәнә бөлгүнчилик, әсәбийлик вә тероризмдин ибарәт ‛үч хил күч‚ни әйибләш билән биргә, партийәни мәдһийәләйдиған шоарни товлаш, нахшиларни ейтишқа зорланған. Гәрчә, бу мәркәзләр ‛қайта тәрбийәләш‚ ни асас қилип қурулғандәк көрүнсиму, бирақ у йәрдә зораванлиқму йоқ әмәс. Сабиқ мәһбуслар өзлириниң уларниң дегәнлиригә көнмигинидә тән җазасиға учриғанлиқини яки тән җазасиға учраш билән тәһдит қилинғанлиқини ейтип бәрди. Омумән қилип ейтқанда, адриян зенз әпәнди бу системиниң хитай 2013-йили рәсмий бикар қилған ‛әмгәк билән тәрбийәләш‚ орунлириниң көлимидин ешип кәткән болуши мумкинликини билдүрди”.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети мудири өмәр қанат әпәнди бүгүн радийомизға қилған сөзидә, хитай һөкүмити уйғур елидә “йепиқ тәрбийә лагерлири” ниң мәвҗутлуқини изчил рәт қилип келиватқан бир шараитта вашингтон почтиси гезитидики бу мақалиниң интайин зор әһмийити бар, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Өмәр қанат әпәнди сөзидә өзиниң вашингтон почтиси гезитиниң америкидики икки чоң нопузлуқ гезитниң бири болуш сүпити билән америка хәлқи вә һөкүмәт хадимлири тәрипидин кәң оқулидиған бир гезитлиқини, шуңа бу гезитниң һәйити тәрипидин хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йиғивелиш лагерлирини йолға қоюп, бир милйонға йеқин адәмни йиғивалғанлиқини йезиши бир һесабта бу лагерларниң мәвҗутлуқиниң муәййәнләштүрүлүши болуп һесаблинидиғанлиқи, бу җәһәттин алғанда бу мақалини өзиниң тарихи вәқә, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Вашингтон почтиси гезити баш мақалисидә йәнә хитай һөкүмитиниң юқири техникилиқ назарәт системилириниму тилға алған болуп, униңда, уйғур елиниң хитайниң 21-әсирдики назарәт дөлитигә айландурулғанлиқи, хитайниң йүз пәрқләндүрүш қатарлиқ барлиқ юқири техникилирини ишқа селиш вә шундақла уйғурларниң өйлиридә йетип-қопуп уларни назарәт қилидиған компартийә кадирлирини орунлаштуруш арқилиқ уйғурларни қаттиқ қамал астиға алғанлиқини баян қилған. Вашингтон почтиси ахирида дуня җамаәтчиликигә хитаб қилип: “пәқәт мусулман рәһбәрләрла әмәс, бәлки дунядики инсан һоқуқини яқилайдиған һәр бир киши хитайниң бир йәрлик милләтниң мәдәнийити вә диний -етиқадини йоқатмақчи болушиға ғәзәплиниши керәк” дегән.

Америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси һенрий шаҗески әпәндиму вашингтон почтиси гезитиниң бу баш мақалисиниң интайин муһимлиқини билдүрүш билән биргә, уйғур елидә йүз бериватқанларға пүтүн дуняниң диққәт қилиши керәкликини билдүрди. У мундақ деди: “вашингтон почтиси гезитигә охшаш бир гезитниң тәһрирлик һәйитиниң бундақ кәскин бир тил билән уйғур елидә йүз бериватқанларға қарита өз мәйданини ипадиләп баш мақалә елан қилишини мән интайин иҗабий бир йүзлиниш, дәп қараймән вә буни һоқуқ тутуватқанлар вә хитайға йепиқ тәрбийә лагерлириниң мәвҗутлуқини тилға елип бесим пәйда қилалайдиған кишиләргә берилгән интайин күчлүк бир сигнал, дәп қараймән. Шуниң билән биргә, уйғур елидә йүз бериватқанлар пәқәтла америка вә яки бир қанчә ғәрб әллири көңүл бөлүшкә тегишлик бир мәсилә әмәс. Бу пүтүн дуня диққәт қилишқа тегишлик бир мәсилә. Хитай пүтүн дуня әллиригә тәсир көрситиватқан бир шараитта, хитай билән алақиси бар һәрқандақ бир дөләт вә шундақла дуня ислам һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ органлар хитай һөкүмитигә уйғур мәсилисидә бесим ишлитиши керәк. Биз уларниң авазини аңлишимиз керәк. Чүнки бу интайин муһим”.

Йеқинда, америка дөләт мәҗлисиниң әзалиридин бири марко рубийо америкиниң хитайда турушлуқ әлчисигә мәктуп йоллап, уни уйғур елигә берип, “йепиқ тәрбийә лагерлири” һәққидә әһвал игиләшкә чақирған. Арқидин, америкиниң мувәққәт муавин ярдәмчи дөләт ишлар министири лавра стон вә америка дөләт ишлири министирлиқи баянатчиси хәзир нат қатарлиқлар арқа-арқидин баянат берип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан сиясәтлириниң америка һөкүмитини ойландуруватқанлиқини билдүргән вә хитайдин бу хил сиясәтлирини дәрһал аяғлаштурушни тәләп қилған иди. Өмәр қанат әпәнди бүгүнки сөзидә, һазирғичә америка һөкүмити вә америкидики мәтбуатларда уйғур мәсилисигә көрситиливатқан бу инкаслардин өзлириниң толиму үмидләнгәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.