Халмурат: “лагерға соланған ата-анамни ашкарилишим виҗданий бурчумни ада қилиш үчүндур”

Мухбиримиз меһрибан
2018.06.14
yepiq-terbiyelesh-ayal-kocha.jpg Мәлум кочисида сим торниң ичидә туруп сиртни көзитиватқан хитай қораллиқ күчлири. 2014-Йили 1май, үрүмчи.
AP Photo/Ng Han Guan

Хитай даирилири тәрипидин аталмиш “тәрбийәләш лагерлири” ға соланған бир милйондин артуқ уйғур тутқунлар арисида муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң зор көп қисминиң ата-ана вә уруқ-туғқанлириниң барлиқи мәлум болмақта.

Һалбуки, уларниң әркин дуняда яшаветипму тутқундики уруқ-туғқанлириниң әһвалини ашкарилашқа җүрәт қилалмаслиқи чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири билән кишилик һоқуқ органлириниң хитайниң “йиғивелиш лагерлири” ға қамалған уйғурлар һәққидә пакитлиқ доклат тәйярлишиға қийинчилиқ туғдурмақта.

Йеқинда халмурат қатарлиқ муһаҗирәттики бирқанчә уйғур фейсбок қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда хитайниң “йиғивелиш лагерлири” ға қамалған уруқ-туғқанлириниң һәқиқий кимликини ашкарилаш паалийити қозғиди.

Мәзкур паалийәтниң башламчилиридин болған халмурат әпәнди қатарлиқ муһаҗирәттики бирқанчә нәпәр уйғур зияритимизни қобул қилип тутқундики уруқ-туғқанлириниң әһвалини аңлатти вә өзлириниң немә үчүн өз кимлики билән бу паалийәтни қозғиғанлиқиниң сәвәблири һәққидә тохталди.

6-Июн күни иҗтимаий таратқулардин фейсбок, ватсап қатарлиқларда халмурат исимлик уйғур тәрипидин йолланған “ата-анам хитайниң йиғивелиш лагерида қамақта” сәрләвһилик бир авазлиқ синалғу тарқалди.

Мәзкур филимда юрти турпандики аписи гөһәрхан төмүр билән дадиси сейитнияз ғопурниң хитай һөкүмити тәрипидин “тәрбийәләш лагери” ға қалмалғанлиқидин хәвәр тапқанлиқини билдүргән халмурат әпәнди муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларни хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинған уруқ-туғқанлириниң әһвалини дуняға ашкарилашқа чақирған.

Филим тарқалғандин кейин наһайити тез вақит ичидила муһаҗирәттики көплигән уйғурлар, кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә уйғур мәсилисигә қиззиққучи тордашлар тәрипидин һәмбәһирләнди вә инкаслар йезилди. Көплигән инкасларда халмуратқа һесдашлиқ ипадиләнди. Уйғурлар тәрипидин йезилған бәзи инкасларда йәнә өзлириниңму халмуратниң чақириқиға аваз қошидиғанлиқи билдүрүлүп, тутқундики уруқ-туғқанлириниң әһвали һәққидә өзи яшаватқан дөләтләрниң һөкүмәтлири, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә хәлқара таратқуларға учур беридиғанлиқи һәққидә ипадиләр йезилған.

Мәзкур паалийәтниң башламчилиридин болған халмурат әпәнди вә тутқундики уруқ-туғқанлириниң әһвалини мунасивәтлик уйғур тәшкилатлири билән хәлқара таратқуларға ашкарилиған бирқанчә нәпәр уйғур бүгүн, йәни 13-июн күни радийомиз зияритини қобул қилип, тутқундики уруқ-туғқанлириниң әһвалини аңлатти вә өзлириниң немә үчүн өз кимлики билән бу паалийәтни қозғиғанлиқиниң сәвәблири һәққидә тохталди.

Нөвәттә финландийәдә яшаватқан халмурат әпәндиниң билдүрүшичә, у фейсбок қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда өзиниң һәқиқий кимлики билән хитай һөкүмитиниң ата-анисини тутқун қилинғанлиқи һәққидики хәвәрни аңлитиштин илгирила өзи яшаватқан финландийәниң мунасивәтлик һөкүмәт органлириға бу әһвални аңлатқан икән. Ундин башқа у йәнә “чәтәл сиясити” қатарлиқ бирқанчә хәлқара таратқуларниң зияритини қобул қилип, мәхмут дегән тәхәллус билән тутқундики ата-анисиниң әһвалини аңлатқан икән.

Америкиниң калифорнийә штатида яшаватқан абабәкри әпәндиму тутқундики уруқ-туғқанлириниң әһвалини америка уйғур бирләшмиси билән америкиниң мунасивәтлик һөкүмәт органлириға аңлатқанлардин бири икән.

Абабәкри әпәндиниң билдүрүшичә, униң уруқ-туғқанлиридин ели мәмәт, пәхирдин қатарлиқ бир нәврә қериндашлири бултур тутқун қилинған. Йеқинда йәнә һәдилири маһинур мәмәт билән бузәйнәп мәмәт қатарлиқларниңму аилиси бойичә тутқун қилинғанлиқ хәвирини алған. Үрүмчидики ата-анисиниңму қәйәргә елип кетилгәнлики ениқ әмәс икән.

Халмурат әпәнди хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурларға қаратқан тәһдитлири барғансери күчийиватқан бир шараитта фейсбок қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда ата-анисиниң тутқун қилинғанлиқ хәвирини өз кимлики билән аңлитишиқа җүрәт қилиштики сәвәбләр һәққидә тохтилип мундақ деди: “лагерға соланған ата-анамни ашкарилишим виҗданий бурчумни ада қилиш үчүндур”. У йәнә муһаҗирәттики уйғурлардин техиму көп кишиләрниң юртлирида тутқун қилинған уруқ-туғқанлириниң әһвалини дуняға аңлитишқа чақириқ қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.