Бир нәпәр “милләтләр иттипақлиқи үлгиси” ниң корладики “тәрбийәләш мәркизи” дә көргән- аңлиғанлири (1)

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.12.21
yepiq-terbiyelesh-korla-turme.jpg Икки нәпәр хитай сақчисиниң “тәрбийәләш мәркизи” ниң алдида турған көрүнүши. 2017-Йили 2-ноябир, корла.
AP Photo/Ng Han Guan

Корлада қамақхана вә түрмиләр лиқ, “тәрбийә” гә тизимлатқучилар өчирәттә

Уйғур елида үч айниң алдидики әһвал игилишимиздә корлада җәмий 4 орунда “тәрбийәләш мәркизи” барлиқи, бу йәргә 1500 чә кишиниң қамалғанлиқи ашкариланған иди. Бу һәптидики ениқлишимизда 3 айдин бери күнигә нәччә йүзләп кишиниң тутқун қилинғанлиқи, юқириқи 4 мәркәзгә сиғмиғанларниң түрмә вә қамақханиға априлғанлиқи, нөвәттә түрмә вә қамақханилар толуп кәткән болсиму, тутқун қилишниң йәнә давамлишиватқанлиқи мәлум болди.

Игилинишичә, һәр күни нәччә йүз кишиниң “тәрбийәләш” кә апирилиш үчүн корла шәһәрлик 1‏-дохтурханида саламәтлики тәкшүрүлүватқанлиқи, корла йеңи шәһәр райондики “тәрбийәләш мәркизи” дә 3‏-декабир күнила 500 гә йеқин кишиниң “тәрбийәлиниш” кә тизимлитиш үчүн өчирәттә турғанлиқи ашкариланди.

Корла вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири корлада “тәрбийәләш” кә апириливатқанларниң барғансери көпийиватқанлиқи, нөвәттә түрмә вә қамақханилар толуп кәткәнликини, әмма тутқун қилишниң йәнә давам қиливатқанлиқини баян қилди. Биз бу учурниң тоғрилиқини дәлилләш үчүн корла шәһәрлик тутуп туруш мәркизигә телефон қилдуқ. Нөвәтчи хадим, қамақханиниң толуп кәткәнликини инкар қилмиди, әмма соралған учурларниң дөләт мәхпийәтликигә ятидиғанлиқини билдүрүп, җаваб беришни рәт қилди. Корладики бир йезилиқ әдлийә понкити хадими корлада түрмә вә қамақханиларда орун болмиғачқа йезида тутулған кишиләрни шәһәргә йоллиялмиғанлиқини паш қилди.

Мәлум болушичә, йеқинқи айлардин бери корлада “тәрбийәләш” кә апирилғанлар омумйүзлүк һалда саламәтлик тәкшүрүшидин өткүзүлгән. Саламәтлик тәкшүрүшидин өтмәй қалған бир сабиқ кәнт секретари, өзиниң сақчихана, дохтурхана вә қамақхана дәрвазисиға апирилиш җәряни һәққидә мәлумат бәрди. У йезилиқ сақчиханида 3 күн тутуп турулғандин кейин дохтурханиға апирилған. У дохтурханида өзигә охшаш қисмәттә саламәтлик тәкшүрүватқан нәччә йүзлигән кишини көргән, уларниң ичидә ағриқчан момайларни, балилири йетиливалған 70 яшлиқ бовайларниму учратқан.

Мәлум болушичә, бу сабиқ секретар әслидә корлада тонулған бир “милләтләр иттипақлиқи үлгиси” болуп, у бу қетим өзиниң немә үчүн “тәрбийәлиниш” кә мувапиқ көрүлгәнликини билмәйдикән. Униң дейишичә, секретар болған мәзгилидә хитай көчмәнлиригә етибар баһада йәр айрип бәргән, уларниң қанунсиз игиливалған йәрлиригә көз юмған, йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләрни селиш қурулуш пиланини хитай көчмәнлириниң қолиға тутқузған. Ичкиридин сода қилғили кәлгән хитайларни өз өйидә қондурған. У мушу һәрикәтлири сәвәблик, байинғолин области бойичә 4 нәпәр “милләтләр иттипақлиқи үлгиси” ниң бири болуп баһаланған, иш-һәрикәтлири корлада айлап-йиллап тәшвиқ қилинған. Әмма бу қетимқи “тәрбийәләш” долқунида уму “тәрбийәләш мәркизи” ниң дәрвазисиға қәдәр апирилған. Саламәтлик тәкшүрүшидин өтәлмигәчкә, аилисигә қайтуруветилгән.

Униң дейишичә, у саламәтликини тәкшүртүшниң алдида тизимлитиш үчүн “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” гә бир нөвәт барған. У “тәрбийәләш мәркизи” ниң сиртқи қорусида көргәнлири һәққидә мундақ мәлумат бәрди: “бирнәччимизни кәнт сақчилири елип барди, тәрбийәләш мәркизиниң дәрвазисиниң алдида 1000 квадрат метирчә келидиған бир зал бар икән, залниң ичидә тәрбийәлинишкә елип келингәнләр өчирәттә турупту, сани 500 чә келиши мумкин. Бу 3-декабир күни иди. Бир достум мениңдин кейин кирип 3 күн йетип чиққан, у тизимлитиватқан мәзгилидә қамақхана башлиқиниң бавгавҗи (доклат қилиш мәхсус телефони) билән сақчихана башлиқлириға ‛қамақханиниң әмди сиғдурғудәк йери қалмиди, әмди әкәлмәңлар,‚ дәп доклат қиливатқанлиқини аңлапту. ”

Игилинишичә, тәсис қилған тәрбийәләш мәркәзлири толуп кәткәндин кейин, йиғивелинған кишиләрни қамақхана вә түрмигиму йоллиған. Нөвәттә корлада қамақхана, түрмә вә “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” ниң охшашла йепиқ “тәрбийә” үчүн ишлитиливатқанлиқи, буларда тутқунларниң саниниң 10 миңдин ашқанлиқи вә сиғимчанлиқини ашуруш үчүн йәнә йеңи орун вә әслиһәләрни тәсис қиливатқанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.