Корладики “милләтләр иттипақлиқи үлгиси” ниң “тәрбийәләш мәркизи” дә көргән-аңлиғанлири (2)
2017.12.22

“ухлиғанда ястуқ йоқ, оңда йетишқа рухсәт йоқ, янту йетиш шәрт”
Паш болушичә, корладики “йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” дә адәмниң зиядә көплүки сәвәбидин тутқунлар ухлиғанда янту йетишқа буйрулған, оңда йетиш вә бешиға ястуқ қоюш чәкләнгән. Тумшуқлири вә бәдәнлири бир-биригә тегишип, кесәк тизилғандәк җипсилишип йетишқа мәҗбур болған бу тутқунлар йәнә боғқучлуқ аяқ, кәмәр вә сертмилиқ кийим кейиштинму чәкләнгән. Нәтиҗидә бәзи тутқунлар “тәрбийәләш мәркизи” ниң камер вә заллирида ялаңаяқ йүрүшкә мәҗбур болған. Тутқунларниң камерға солинишниң алдида кийимлиридики түгмиләр үзүветилгән.
Радийомизға кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, уйғур аптоном районидики “йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” ниң бәзилиридә 85 тин 100 гә қәдәр киши кичик бир залда, бәзилиридә яки 400-500 киши чоң бир залда йетишқа мәҗбурланған. Йәнә бәзилиридә болса әслидә икки яки 4 кишилик камерға 8 дин 14 кә қәдәр киши ятқузулған. Корла йеңи шәһәр районидики “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” ниң бир камирида икки ай аввал 8 киши қистилип ятқан болса, әмди йәнә кариват җүпләш арқилиқ охшаш бир камерға 14 киши соланған. Тутқунлар камерға сиғдурулуш үчүн башлириға ястуқ қоймаслиққа, оңда ятмаслиққа вә янту һалда тумшуқ тиришип йетишқа мәҗбурлиған. Тутқунларниң камерда ухлиғанда пут-қоллирини һәрикәтләндүрүш имкани болмиған. Шаһитлардин йәнә бири йеқинда қамақханидин қамақханиға йөткиливатқан тутқунларниң бәзилириниң ялаңаяқ кетиватқанлиқини көргән.
Юқириқи әһваллар һәққидә мәлумат бәргән корладики “милләтләр иттипақлиқи үлгиси” му өзиниң сақчиханиға апирилиш җәряни һәққидиму мәлумат бәрди. Униң дейишичә, “тәрбийәләш мәркизи” гә апирилғанлар аввал кәнт яки йезилиқ сақчиханиға чақиртилиду. Йезилиқ сақчиханида сораққа қилинип, аталмиш “җинайәт гумандарлиқ” яки “диний әсәбийлик” аламити бекитилгәндин кейин, тәрбийәләш обйекти қилип бекитилиду. Мәлум болушичә, тутқунлар “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” гә йоллиништин аввал йезилиқ сақчиханиниң сорақханиси яки залида бирқанчә күн уйқусиз таң атқузидикән.
Мәлум болушичә, саламәтлик тәкшүрүштин өтәлмигәчкә, “тәрбийәләш мәркизи” дин қайтурулған вә нөвәттә “җинайәт гумандари” сүпитидә көзитиливатқан мәзкур “милләтләр иттипақлиқи үлгиси” әслидә әтиварлиқ кәнт секретари болуп, у секретарлиқ вәзиписини техи өткән йилниң ахириға қәдәр өтигән. Өткән йили бир гуруппа кишиләрни арқисиға әгәштүрүп, хитайниң әсәбийликкә қарши күрәш долқунида актип вәзипә өтәш давамида бир аталмиш “қанунсиз диний материял тарқитиш” делосини өзи паш қилип, хизмәт көрсәткән икән. У мәлум қилған дело сәвәблик кәнттики 22 нәпәр яш өткән йили кесилип кәткән.
Баянлиридин мәлум болушичә, у өзиниң әтиварлиқ кәнт секретарлиқидин бирдинла “җинайәт гумандари” ға айлинип қелишиниң сири һәққидә һелиһәм ойлиништа турмақтикән.