Қәшқәр нәзәрбағ деһқанлири терилғу йәрлиридин айрилип қалмақта
2014.03.26
Игилишимизчә, қәшқәр шәһәр нәзәрбағ йеза юқириқи қазириқ 14-кәнт деһқанлири 2002-йилидин буян 5000 мо терилғу йеридин айрилип қалған.
Мәлум болушичә, қазириқ деһқанлири ата-бовилиридин тартип өзлиригә тәвә мунбәт терилғу йәрлиридә тирикчилик қилип кәлгән. 1980-Йиллардин кейин кәнт тәвәсидики терилғу йәрләр деһқанларға тәқсим қилип берилгән. 1986-Йилиға кәлгәндә үстүн атуштин бу йәргичә еқип келидиған чақмақ дәрясиниң сүйи зор дәриҗидә азайған. Болупму қәшқәр айродромини кеңәйтип ясаш қурулуши қазириқ кәнтиниң терилғу йәрлирини тарайтивәткән вә пүтүн кәнт йәрлирини иккигә бөлүвәткән. Буниң билән деһқанларниң нормал қатниши адәттикидин 8 километир узирип кәткән.
2002-Йилиға кәлгәндә қәшқәр шәһири терилғу йәрләрни салалаштуримиз дәп кәнт тәвәсидики 3200 нопустин, һәр бир җан бешиға 40 йвәндин пул йиғивалған. Шу йилиниң ахириға барғанда шәһәрлик һөкүмәт қәшқәр айродроминиң шималидики қазириқ кәнтигә тәвә 5000 мо терилғу йәрни мәҗбурий еливалған. Деһқанлар қаршилиқ билдүргәндә “көкәртиш елип берип айродромни гүзәлләштүримиз” дегән баһанә билән деһқанларниң әрзигә пәрва қилмиған.
Буниң билән қазириқ кәнтиниң қәшқәр айродроминиң шималидики 7400 мо терилғу йери азийип аран 2400 моға чүшүп қалған. Һазир кәнттики 4400 нопус, йәни 700 нәччә аилә аран 2400 мо йәргә тайинип тирикчилик қилмақтикән.
Қазириқ деһқанлириниң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәткә сунған әрз хетидин мәлум болушичә, 2002-йили 4-айда қәшқәр шәһәрлик һөкүмәт һәқсиз игиливалған 5000 мо йәрдин 864 мо йәрни қәшқәр шәһири шенҗен тәрәққият райониға сатқан. Бу содини шәһәрлик һөкүмәтниң буйруқи бойичә нәзәрбағ базарлиқ һөкүмәт өз үстигә елип тохтам түзгән. Әйни вақитта қазириқ деһқанлириниң еғизини тувақлаш үчүн базарлиқ һөкүмәт өз алдиға сетивәткән 864 мо йәр үчүн кәнттики 3200 нопусқа аран 1500 йвәндин толуқлима пул берип ишни түгәткән.
Терилғу йәрлири зор дәриҗидә азийип турмуши қийинлашқан қазириқ деһқанлири 10 йилдин кейин ишниң тегигә йетип әрз қилишқа башлиғанда һечким уларниң дад-пәрядини аңлимиған.
2012-Йили 12-айда қазириқ деһқанлири нәзәрбағ базарлиқ һөкүмәт, қәшқәр шәһәрлик һөкүмәт вә қәшқәр вилайәтлик мәмурий мәһкимигә көп қетим әрз сунған болсиму, лекин уларниң әрзи бирдәк рәт қилинған.
Қәшқәрдә амал қилалмиған деһқанлар ахири 2013- йили 2-айда үрүмчигә берип әрз қилған. Шу йили 3-айда қазириқ кәнт секретари мухтәр турсун билән нәзәрбағ йеза башлиқи алим үрүмчигә берип “бу ишни биз һәл қилимиз” дәп әрздар деһқанларни қайтуруп кәлгән. Деһқанлар вәкиллири үрүмчидин қайтип келип бир һәптә өткәндә базарлиқ һөкүмәт уларниң қолидики әрз материяллири вә дәлил-испатларниң әсли нусхисини тартивелип һазирғичә қайтуруп бәрмигән.
Биз бу һәқтә әһвал игиләш үчүн қәшқәр нәзәрбағ йеза юқириқи қазириқ 14-кәнттики деһқанларға телефон қилдуқ. Зияритимизни қобул қилған деһқан аял амангүл бу әһвалларниң растлиқини дәлиллиди.
Униң билдүрүшичә, нәзәрбағ базарлиқ һөкүмәтниң әмәлдарлири юқириқи қазириқ кәнтиниң секретари билән бирлишип, деһқанларниң разилиқисиз кәнт тәвәсидики терилғу йәрләрни сетивәткән. Улар һәтта қәшқәр шәһәр шенҗен тәрәққият райониға сатқан 864 мо йәрниң төләм пулини деһқанларға бәрмигән.
Игилишимизчә, һазир қазириқ деһқанлириниң йәр дәва иши юқири пәллигә чиқип, деһқанлар тәрәп-тәрәптин ярдәм издәшкә башлиған. Һәтта бу ишни торға елан қилип җамаәт пикри һасил қилған. Бу ишниң ашкара болуп кетиши вә униң еғир мәсулийитидин қачқан нәзәрбағ базарлиқ һөкүмәт әмәлдарлири сақчихана хадимлирини ишқа селип деһқанлар вәкиллирини нәзәрбәнд қилғанлиқи мәлум болмақта.
Бу һәқтики тәпсилий мәлуматлар давамлиқ диққитиңларда болиду.