Йилқичида өткән йили бир хитай хоҗайин өлтүрүлгән
2013.08.31
Қағилиқниң йилқичи йезисида йүз бәргән 20 - авғуст қанлиқ бастуруш вәқәсини ениқлашлиримиз давамида мәзкур йеза вә униң билән чегридаш йезиларда бултур вә бу йил ичидә чоң - кичик болуп аз дегәндә 4 қетим вәқә йүз бәргәнлики ашкариланди.
Булардин бири йилқичиниң 14 - кәнтидә йүз бәргән бир хитай хоҗайинниң икки нәпәр уйғур пидаий тәрипидин өлтүрүлүш вәқәсидур. Йилқичи вә әтрапида йүз бәргән бу бир қатар вәқәләр қағилиқ хәлқиниң хитай һакимийитигә қарши қолидин келишичә вә тохтавсиз күрәш қиливатқанлиқини, әмма хитай һөкүмитиниң райондики тинчсиз вәзийәтни дунядин йошуруш үчүн бу түр вәқәләрни қаттиқ вә йәң ичидә бир тәрәп қиливатқанлиқини йәнә бир қетим испатлиди. Төвәндә йилқичиниң 14 - кәнтидә йүз бәргән бир хитай хоҗайинниң өлтүрүлүш вәқәси һәққидә мәлумат аңлайсиләр:
Йилқичи йезилиқ ислам җәмийитиниң мудири, “бәштә яхши имам” махмутхан қариминиң мухбиримизға өткән һәптидики вәқә һәққидә мәлумат бериш җәрянида паш қилишичә, йилқичиниң 14 - кәнтидиму өткән йили2 - айда бир вәқә йүз бәргән.
Бу вәқәдә 14 - кәнттики бинамлиқни һөддигә алған бир хитай хоҗайин 14 - кәнттики икки нәпәр уйғур пидаий тәрипидин өлтүрүлгән.
Мәлум болушичә өлтүрүлгән хитай хоҗайинниң йәнә бир шерики ақсуда йәр һөддигә алған болуп, у йилқичидики шерикигә телефон қилип, җавабқа еришәлмигәндин кейин йилқичиға йетип келип шерикиниң өлгәнликини байқиған вә әһвални сақчиға мәлум қилған. Сақчилар дело турғузуп ениқлаш җәрянида хитай хоҗайинни өлтүргән икки нәпәр пидаий қолға елинған вә бу йил иккинчи айда сотлинип җазаланған.
Махмутхан қариминиң билдүрүшичә, бу вәқәни хитай даирилири әйни чағда диний затларға, партийә әзалириға вә дөләт ишчи - хизмәтчилиригә ашкарилиған әмма, ахбараттин йошурун тутқан.
Йәнә униң билдүрүшичә, 14 - кәнттики бу икки пидаий үстидин ечилған сотқа йезилиқ һөкүмәтниң муавин башлиқи алим һамидин қатнашқан вә сотниң әһвалини диний затларға шу йәткүзгән.
Соал: шу вәқәгә иштирак қилған балиларниң исимлирини биләмсиз?
Җаваб: шу чағларда билтим, һазир есимдин чиқип қалди. Йеза башлиқи алим һамидинниң бу иштин тәпсилий хәвири бар.
Соал: вәқә йүз бәргән җай, бу қетим вәқә йүз бәргән җайға йеқинму?
Җаваб: йеқин, бу қетимқиси 13 - кәнт, йәни төвән сериқата кәнти, у хоҗайин өлтүрүлгән йәр 14 - кәнт.
Соал: хитай хоҗайин қандақ йәрдә өлтүрүлүпту, иш орнидиму өйидиму?
Җаваб: өйидә.
Соал: кечисиму күндүзиму?
Җаваб: кечиси.
Соал: әтрапида қолум - қошнилири йоқмикин?
Җаваб: йоқ. У бир мәһәллә әмәс, чөллүк. Һөкүмәт уни бәк қоллиған һәм бәк муһапизәт қилған; йәнә қандақ болған бу вәқә келип чиқипту. Ақсудики лобән телефон қилса телефонни елинмиғандин кейин өлгәнлики мәлум бопту.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, программимизниң кириш сөзидә тилға елинған 4 қетимлиқ вәқә, бултур вә бу йил қағилиқ базар ичидә йүз бәргән 28 - феврал бәхт йоли вәқәси, 1 - өктәбир һәрбий газармиға мотсиклитлиқ һуҗум қилиш вәқәси вә аһалиләр комитети хадимлирини пичақлап өлтүрүш вәқәси қатарлиқ қанлиқ вәқәләрниң сиртида болуп, буларни қатқанда, қағилиқта бултур вә бу йил ичидә аз дегәндә 7 қетим вәқә йүз бәргән.