Йүрәк кесилидә өлди дейилгән бәзи сақчи“қәһриман” ларниң оқта өлгәнлики пәрәз қилинмақта
2016.04.08

Хитай тәрәп йүрәк кесилидә өлди, дәп елан қилған аталмиш “сақчи қәһриманлири” һәққидики мухбиримизниң ениқлашлири давамида асасий қатламдики сақчи вә аһалиләрниң бу қәһриманларниң кимлики вә иш - излиридин хәвәрсиз икәнлики ашкариланған иди. Бу әһвал һәққидә пикир баян қилған сиясий көзәткүчи, доктор қаһар барат әпәнди, мунчә көп кишиниң йүрәк кесилидә өлүшиниң гуманлиқ икәнликини оттуриға қойди. Сабиқ сақчи хадими йолвас әпәндиму, мәзкур сақчиларниң буйруқни иҗра қилмиғанлиқи үчүн етиветилгәнлики яки хата етип ташланған әһвалда қәһриман дәп елан қилинип, вәзийәтниң пәрдазлиниватқанлиқ еһтималлиқини илгири сүрди.
Доктор қаһар барат әпәндиниң қаришичә, 33 “қәһриман” дин 17 нәпириниң йүрәк кесили қозғилип өлүши бинормал бир әһвал. Бу ишта чоқум бир дөләт сири, дөләт мәхпийәтлики мәвҗут, йәни хитай дөләт органлири өткүзгән бир җинайәт пәрдазлиниватқан болуши мумкин.
Бизниң түнүгүнки вә алдинқи күнки программимиздин мәлум болған, уйғур районидики аһалиләр вә сақчи хадимлириниң, мәзкур “қәһриман” ларниң кимлики вә иш - излиридин хәвәрсизлики, доктор қаһар барат әпәндиниң юқириқи пикриниң тоғрилиқини дәлиллимәктә. Шуңа биз қаһар әпәндигә қайта телефон қилип, мумкинчилики болған өлүм сәвәблири һәққидә тәхминлирини соридуқ.
Қаһар әпәндиниң дегинидәк, хитай тәрәпниң вәқәләрдә өлгән өз хадимлириниң өлүм сәвәби һәққидә ялған мәлумат бериши бурунму йүз бәргән.
2014 - Йили 7 - айда “йәкән елишқу вәқәси” дә йеза башлиқи ғулам тохти билән секретар абдуғени турди сақчиларниң оқида өлгән болсиму, даириләр уларни “террорчилар өлтүрди” дәп хәвәр қилған, у иккисигиму “қәһриман” дәп нам берип матәм мурасими өткүзгән. Әмма вәқәдин кейинки ениқлашлиримиз давамида уларниң исянчилар билән бирликтә қошуп етиветилгәнлики уларниң аяллири тәрипидин ашкариланған.
28 - Июл йәкән вәқәсидә өлгән дөңбазар йезилиқ партком интизам тәкшүрүш секретари абдуғени турдиниң аяли: “йолдишимниң бәдинидин 4 пай оқниң изини көрдүм, кийгән гаңсиридики төшүктиму көйүк изи бар, һөкүмәт буларни террорчилар өлтүрди дегән, уларниң қорали болмиса қандақ йолдишимни улар өлтүргән болиду, өлгән хәнзуларниң һечқайсиси оқта өлмәпту, оқта өлгәнләрниң һәммисини сақчилар атқан гәп.”
Йеза башлиқи ғулам тохтиниң аяли: “йолдишим сақчиларға ‛бизни атмаңлар, биз өзүңларниң адими‚ дәп сақчиларға лабада ялвурупту, шундақ турсиму 50 метир арилиқтин пәрқләндүрмәй қошуп етиветипту.....”
Бурун уйғур районида сақчи хадими болуп ишлигән, кейин вәзиписидин истепа бәргән, нөвәттә чәтәлдә яшаватқан йолвас әпәнди, өзи көргән - билгәнлиригә асасән, йошурулуватқан өлүм сәвәблири һәққидә өз пәрәзлирини оттуриға қойди.
Юқирида хитай тәрәп йүрәк кесилидә өлди дәп елан қилған 17 нәпәр сақчи хадиминиң бәзилириниң оқта өлгәнлик яки башқа усулда йоқитиветилгәнлик еһтималлиқи һәққидә сиясий көзәткүчиләрниң пәрәзлирини аңлидиңлар.