Шиветсийәлик журналист юййе олссон билән уйғур вәзийити үстидә сөһбәт
2017.04.21
Шиветсийәлик журналист, язғучи юййе олссон, уйғурларниң вәзийитигә диққәт қиливатқан язғучиларниң бири. У илгири бейҗиңда узун йил хизмәт қилған. юййи олссон бүгүн радиомизниң зияритини қобул қилип, өзиниң уйғурларниң вәзийити һәққидики көз қарашлирини баян қилди.
Язғучи юййе олссон йеқинда тәйвәнниң “көзәткүчи” журнилида “хитайниң дин вә ирққа қаритилған һуҗумлири: билинмигән вә хәвәр қилинмиғанлар” мавзулуқ бир мақалә елан қилип, уйғурларниң вәзийити үстидә тәпсилий тохталған. У мақалисидә асаслиқ уйғурлар учраватқан миллий вә диний бесимлар һәққидә дуня җамаәтчиликиниң йетәрлик тонушқа игә әмәсликини билдүрүп: “һазирқидәк дини вә ирқий кәмситиш дуняда йәнә қайтидин баш көтүрүватқан бир шараитта наһайити аз кишиләрла хитайда йүргүзүлүватқан диний зиянкәшликниң толуқ җәрянини чүшинишкә мувәппәқ болалайду” дегән иди.
У, уйғур елидә 1-апрел күнидин башлап йолға қоюлған “дини әсәбийликни түгитиш низами” дики бир қисим мәзмунларни тонуштуруп өткәндин кейин “әгәр юқиридики маддилар әгәр һәрқандақ бир башқа дөләттә иҗра қилинған болсиди, бу чаққа дуня ахбаратлириниң биринчи күн тәртипигә айланған болатти. Бирақ, хитайда иҗра қилиниватқан бу тәдбирләргә хәлқара җамаәтниң бир инкаси йоқ дейәрлик болиду. Бу йеңи низам ши җинпиң һакимийәткә кәлгәндин буян уйғурларға қарита йүргүзүлүватқан пәвқуладдә қаттиқ қол сиясәтләргә қошулған пәқәт бир йеңи сиясәт” дәп баян қилған.
Биз бүгүн юййе олссонниң өзини тепип, униң билән уйғур мәсилиси үстидә сөһбәтлишиш пурситигә ериштуқ.
Мухбир: юййи әпәндим яхшимусиз, сиз алди билән радийо аңлиғучилиримизға өзиңизни бир тонуштуруп өткән болсиңиз?
Юййе: мениң исмим юййе олссон. Мән шиветсийәлик журналист. Мән тунҗи қетим 2007-йили бейҗиңға хитайчә өгиниш үчүн бардим. Ундин кейин 2009-хоңкоң университетида ахбаратчилиқ кәспидә магистирлиқ унванини алғандин кейин 2010-йили бейҗиңға қайтип берип, бир шивет ахбарат оргининиң мухбири болуп ишлидим. Мениң хитай һәққидә 3 китабим бар. Мән 2017-йилидин башлап тәйвәндә яшаватимән.
Мухбир: сизниң тәйвәнгә көчүп келишиңизниң алаһидә сәвәби барму?
Юййе: шундақ әслидә чоң бир сәвәби бар. 2016-Йили хитай һөкүмити мениң визамни узартип беришни рәт қилди. Мән икки қетим илтимас қилған болсамму улар һечқандақ сәвәб көрсәтмәй турупла уни рәт қилди. Әлвәттә буниң сәвәби чоқум мениң язған мақалилирим вә китабим. Әмма улар маңа ениқ бир нәрсә демиди. Шундин бери мән ахбарат вә пикир әркинлики болған тәйвәндә хизмәт қилишқа башлидим. Һазир хитайға аит 4-китабимни йезиватимән.
Мухбир: сиз уйғур мәсилиси билән қачан тонуштиңиз?
Юййе: 2009-йилидики үрүмчи вәқәси мениң уйғур мәсилиси билән тонушушумға сәвәб болди. Мән вәқәни ғәрб ахбаратлирида көргәндин кейин буниң сәвәбигә қизиқип қалдим. Чүнки мән өзүмму адәттә кишилик һоқуқ мәсилилиригә қизиқимән. Шуңа мән бу намайишни көргәндин кейин намайишқа сәвәб болған зади немә болғийтти, дегәнгә қизиқип қалдим вә уйғурлар һәққидә издинишкә башлидим. Мән бейҗиңда хитайчә оқуватқан вақтимда җиқ уйғур балилар билән тонуштум. Улар билән биллә путбол ойнидим. Бейҗиңда уйғур ашханилириму җиқ иди.
Мухбир: сиз мақалиңизда уйғур мәсилисиниң дуняда көп тонулмайдиғанлиқини, болупму бу уйғурлар учраватқан зулум шунчә еғир туруп дуня күн тәртипидә йетәрлик орунға еришәлмәйватқанлиқидин сөз ечипсиз? сиз буниң сәвәбини немә дәп ойлайсиз?
Юййе: мәнчә буниң бир қанчә хил сәвәби бар. Биринчиси, нурғун дөләтләр хитай билән болған иқтисадий мунасивәтлирини көздә тутуп туруп хитайни әйибләштин өзини қачуриду. Улар башқа һөкүмәтләрни әйиблигәндәк хитайни әйибләштин қорқиду. Иккинчиси, көп кишиләр вә һөкүмәтләр шинҗаңда һәқиқәтән немә болуватқанлиқидин хәвәрсиз. Мәлумати йоқ. Чүнки, чәтәллик журналистлар уйғур елигә баралмайду. Барғанлириму тәқибгә учрайду. Шуңа шинҗаңдин чиқиватқан учур бәк аз. Һөкүмәт ахбаратлиридин башқа учур мәнбәси йоқ. Пәқәтла уйғур вә тибәт мәсилиси әмәс, хитайда қанунниң иҗра қилиниш әһвали, ахбаратниң бесимға учриши дегәндәк башқа нурғун мәсилиләрму охшашла хәвәр қилинмайватиду. Үчинчиси, хитайниң америка вә явропаға бәк узақ болушиму мәсилиниң йәнә бир тәрипи. Арилиқ бәк узақ болғачқа америкалиқлар болсун, явропалиқлар болсун хитайдики мәсилиләр билән алақиси йоқтәк һес қилиду. Ахирқиси болса, хитай һөкүмитиниң тәшвиқатлири. Әһвалдин қариғанда һөкүмәтниң тәшвиқатлириму ишқа яраватқандәк қилиду. Мана булар һәммиси уйғурлар учраватқан зулумниң йетәрлик дәриҗидә күн тәртипкә келәлмәсликигә сәвәб болуватиду.
Мухбир: хитай һөкүмити уйғур елидә йүз бериватқан зораванлиқ вәқәлирини чәтәлләрдики террор тәшкилатлириға бағлап чүшәндүрүватиду. Сизниң бу һәқтики көз қаришиңиз қандақ?
Юййе: мәнчә шинҗаңда йүз бериватқанлар һәммиси шу йәрниң өзидин туғулған мәсилиләр. Йәни бу йәрдә зораванлиқ васитиси қоллинип башқиларни өлтүрүштәк террорлуқ мәвҗут һәм шундақла хитай һөкүмити уйғурларға йүргүзүватқан дөләт террорлуқи мәвҗут. Бу худди чәмбирәк айлинишиға охшайдиған әһвал. У, дөләтниң қаттиқ қол сиясити билән башлиниду. Андин униңға қайтурулған инкас болиду. Шуңа бу йәрдә уйғурларниң хитайға қарши қайтуруватқан наразилиқ инкасидин туғулған зораванлиқ террорлуқ бар вә хитай һөкүмити уйғурларға йүргүзүватқан дөләт террорлуқи бар. Әмма, уйғурларниң террорлуқ һәрикәтлириниң я әлқайда тәшкилати билән, я ислам дөлити тәшкилати билән алақиси йоқ. Буни пәрқләндүрүш керәк. Хитай бу тәшкилатлар билән алақиси бар, дейиш арқилиқ пәқәтла өзини ақлимақчи, башқа дөләтләрниң өзини әйиблишидин өзини қачурмақчи болуватиду халас.
Мухбир: мақалиңизда уйғур елидә қаттиқ бастуруш, көчмән йөткәш вә паспорт йеғивелиш сиясәтлири иҗра қилинғанлиқини дәпсиз. Йеқинда йәнә бир хотәндики уйғур кадир диний затларниң алдида тамака чәкмигәнлики үчүн “сиясий мәйдани ениқ әмәс” дегән сәвәб билән хизмәттин һәйдәлди. Сизниң буниңдин хәвириңиз болдиму? сиз қандақ қарайсиз бу вәқәгә?
Юййе: мән мақаләмдиму тилға алғандәк, бу бир яман ақивәтлик чәмбирәк айлинишиға охшайду. Хитай һөкүмити һазир техиму қаттиқ қоллуқ сиясәт йүргүзүватиду. Бу дегәнлик улар техиму қаттиқ қаршилиққа дуч келиду. Бу киши тамака чекишни рәт қилғанлиқи үчүн хитай тәрипидин әйибләнди. Уйғур елидики вәзийәтниң назуклуқидин һечким бу әйибләшкә қарши чиқишқа җүрәт қилалмапту. Мәнчә буниң һечкимгә пайдиси йоқ. Әлвәттә бу биринчи болуп уйғурлар үчүн пайдилиқ вәзийәт әмәс, лекин хитайниң өзи үчүнму пайдилиқ нәрсә әмәс. Әслидә 80-йилларда ху явбаң мәзгилидики сиясәтләргә қайтқан болсиди, яхши болатти. Әмма һазир дәл әксичә болуватиду.
Мухбир: сизчә қандақ болғанда һәр икки тәрәп үчүн пайдилиқ вәзийәт шәкилләнгән болатти?
Юййе: хитай алди билән өз асасий қануниға һөрмәт қилиш керәк. Уйғурларниң диний вә миллий һоқуқи вә кишилик һоқуқиға һөрмәт қилиши керәк. Әмма, бу һөкүмәт йеқин бир мәзгил ичидә ундақ қилидиғандәк әмәс. Чүнки у қаттиқ қол болушни таллиғандәк қилиду. Мәнчә хитайниң уйғурлар вә тибәтләр вә шундақла хитайдики башқа кишилик һоқуқ мәсилилиридики позитсийисини өзгәртиш үчүн хәлқарадики барлиқ һөкүмәтләр бирлишип туруп бесим қилиши керәк. Өткәндә хитай өктичиниң қейин-қистаққа елинғанлиқиға қарита 11 дөләт бирлишип туруп хитайни әйиблигәнти, хитайму униңға инкас қайтурди. Демәк, бир қанчә орган яки дөләт өз алдиға әмәс, бәлки бирлишип туруп хитайни әйиблигәндила андин һәқиқий үнүм алғили болидиғандәк туриду.
Журналист юййе олссон сөһбитимиз ахирида өзиниң һазир 4-китаби үстидә ишләватқанлирини, у китабиниңму хитайдики кишилик һоқуқ вә ахбарат әркинликигә мунасивәтлик икәнликини ейтти. Бизму униң хизмәтлиригә утуқ тиләп сөһбитимизни аяғлаштурдуқ.