Нахшичи заһиршаһ аблимитниң атуш санаәт районидики “5-тәрбийәләш мәркизи” дә икәнлики дәлилләнди
2018.12.11

Нахшичи заһиршаһ аблимитиниң нәдә тутуп турулуватқанлиқи һәққидики илгириләп әһвал ениқлишимиз давамида атуш шәһиридин 10 километирчә узақлиқтики йеңи санаәт районида тәсис қилинған аталмиш “5-тәрбийәләш мәркизи” дә икәнлики дәлилләнди. Заһиршаһниң америкида яшаватқан акиси абдуварис инисиниң әһвалини дуняға аңлитиш арқилиқ лагерлар мәсилисини дуняға тонутуш ишида өзиниң һәрикәткә өткәнликини баян қилди.
Атуш сүнтағ кәнтиниң сақчи хадими нахшичи заһиршаһ аблимитни бундин 5 йил бурун көргәнликини, заһиршаһниң сәнәт паалийитидики алдирашлиқи сәвәбидин униң билән бирәр сорунда учришиш пурсити болмиғанлиқини ейтти. У йәнә заһиршаһниң дадиси аблимит вә аписи бухәлчәмләрниң қачан вә қәйәрдә тутулғанлиқи һәққидә мәлумат берәлмиди. Заһиршаһниң америкида яшаватқан акиси абдуварис аблимит өзлириниң аилә әһвали һәққидә мәлумат бәрди. У иниси заһиршаһтин башқа ата-анисиниңму лагерда икәнликидин хәвири барлиқини, әмма атушта маарип саһәсидә ишләватқан бир һәдиси вә икки сиңлисиниң әһвалидин хәвәрсизликини ейтти.
Абдуварисиниң баян қилишичә, нахшичи заһиршаһ йеқинқи 10 йилдин бери үрүмчи вә хитайниң ички өлкилиридә оюн қоюш билән өткән. Заһиршаһ 2015-йили “йипәк йоли садаси” нахша мусабиқисигә қатнашқанда өзиниң сәнәт һаятини тонуштуруп өткән.
Атуштики мәлум бир сақчи хадими заһиршаһ аблимитниң нөвәттә атуштики бир лагерда икәнликини дәлиллиди. Униң баян қилишичә у атуштики санаәт райониға тәсис қилинған “5-тәрбийәләш мәркизи” намидики йиғивелиш лагериға қамалған икән.
Заһиршаһниң акиси абдуварис өзиниң иниси тутулуп бир йилдин кейин әһвални ашкарилишиниң сәвәби үстидиму тохталди. Униң баян қилишичә, у дәсләптә учурниң тоғрилиқиға җәзм қилалмай қалған. Кейинчә ишәнчлик учурға еришкән болсиму, делони җиддийләштүрүвәтмәслик үчүн әһвални ашкарилаштин өзини тартқан. Ахири у вәзийәтниң күндин-күнгә яманлишиватқанлиқини көргәндин кейин, инисиниң әһвалини дуняға ашкарилашниң иниси вә ата-анисиниң тәқдири үчүнму, уйғур вәзийитиниң дуняға билиниши үчүнму зөрүр икәнликини һес қилип, һәрикәткә өткән.