Даириләр “заманға лайиқ мәдәний кийиниш” ниң мәҗбурий йолға қоюлуватқанлиқини дәлиллиди
2016.08.09
Өткән һәптә қәшқәргә саяһәткә барған бир уйғур өзиниң “пүтүнләй заманивийлашқан қәшқәр” ни көргәнликини билдүрүп, өзи көргән мәнзирини “шималдики үрүмчи, шихәнзә қатарлиқ шәһәрләрдин пәрқсиз һаләт” дәп тәсвирлигән. У йәнә пәқәт қәшқәргила хас болған әр, аялларниң кийиниши вә той адәтлириниң пүтүнләй өзгәргәнликидин әпсусланғанлиқини билдүргән иди. Радийомизға әһвал инкас қилған уйғурларму бу хил өзгиришниң һөкүмәт йолға қоюватқан “диний радикаллиқтин йирақлишип мәдәнийлишиш” тәшәббусиниң нәтиҗиси икәнликини қәйт қилған иди. Бүгүн радийомиз игилигән башқа әһваллардин җәнубий уйғур дияридики корла, ақсу қатарлиқ җайлардиму бу хил “заманға лайиқ мәдәнийлишиш” тәшәббуси мәҗбурий йолға қоюлуватқанлиқи ашкариланди. Корлидики бир нәпәр хитай сақчиму бу йүзлинишни дәлилләп, корла шәһиридә “диний йосунда кийинидиған аялларниң тамамән түгигәнлики” ни билдүрди.
Җәнубий уйғур дияриниң қәшқәр, ақсу, корла қатарлиқ җайлиридин радийомиз зияритини қобул қилған уйғурлар йеқинқи бирқанчә йилдин буян һөкүмәт елип бериватқан “заманға лайиқ мәдәнийәтлик кийиниш” тәшәббуси сәвәблик, аяллар узун көңләк кийип, яғлиқ артидиған әһвалниң асасән қалмиғанлиқини билдүрди.
Ақсудин зияритимизни қобул қилған бир оқутқучи, өзи турушлуқ наһийә базиридики әһвални тәсвирләп, мәзкур наһийидә өзигә охшаш оқутқучилар вә идариләрдә хизмәт қилидиған һөкүмәт кадирлири арисида узун көйнәк кийип, ромал артидиған аялларниң тамамән йоқлуқини, йеза - сәһралардин наһийә базириға сода - сетиқ, дохтурға көрүнүш, той - төкүн, меһмандарчилиқ қатарлиқ сәвәбләр билән киридиған яш, оттура яшлиқ аяллар арисидиму узун көйнәк кийип, яғлиқ артидиған әһвалниң йоқлуқини билдүрүп, буниң һөкүмәт йолға қоюватқан “диний радикаллиқни түгитип, заманға лайиқ кийиниш” тәшвиқатиниң мәзкур наһийидики нәтиҗиси икәнликини билдүрди.
Бу ханим баянида йәнә, уларниң наһийисидә барлиққа кәлгән бу хил омомйүзлүк “мәдәнийлишиш” тә мәзкур тәшәббусни асаслиқ хизмәт вәзиписи қилған йезиларға чүшүрүлгән кадирлар, һәрқайси мәктәпләрдики оқутқучиларниң бирқанчә йилдин буян елип бериватқан тәшвиқат хизмитидин башқа, йәнә “мәҗбурлаш” усули қолланғанлиқидин айрип қарашқа болмайдиғанлиқини билдүрди.
Қәшқәр шәһиридин зияритимизни қобул қилған бир ханим, өзиниң 2009 - йили үрүмчидә йүз бәргән 5 - июл вәқәсидин кейин, мәҗбурий һалда юрти қәшқәргә қайтип кәлгәндин кейин, йеза кадирлириниң өй - өйләргә кирип тәкшүрүши вә йезида елип берилған “өгиниш курслири” ға қатнаштурулғандин кейин, илгирики диний йосунда кийинишини өзгәртип, “мәдәний кийниш”ни қобул қилғанлиқини билдүрди.
Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән кола шәһиридин зияритимизни қобул қилған бирәйлән корлидики әһвални баян қилип, “һазир корла шәһиридә кочиларда узун көйнәк кийип, чоң ромал - яғлиқлирини қисқучлар арқилиқ турақлаштурған исламий кийинидиған аялларни көрмәйсиз. Билишимчә, бу йил 5 - айда корла шәһиридә мәхсус уқтуруш чиқирилип, яғлиқ артқан, узун көйнәк кийгән аялларниң кочида йүрүшигә чәклимә қоюлди” деди.
Корлидики сайбағ сақчиханисиға телефон қилғинимизда, мәзкур сақчиханиниң хитай миллитидин болған кечилик нөвәтчи хадими “мусулман аяллириниң зиядә узун көңләк вә җилбап кийиши, бешиға посма кийип униң сиртидин яғлиқ артиши чәклинидиғанлиқини вә нөвәттә бу хил ислами йосунда кийиниш адитиниң корла шәһиридә пүтүнләй түгигәнлики” ни билдүрди.
Мәзкур нөвәтчи сақчи мундақ деди:“аялларниң кийнишигә әлвәттә бәзи чәклимә бар. Бу йәрдә аялларниң кийиниши диний түс алмиған болуши керәк. Һазир корлида әрәбләрдәк қап - қара рәңлик яғлиқ вә узун көңләк кийгәнләр йоқ. Мәйли уйғур болсун яки туңган болсун, аялларниң диний түс алған кийимләрни кийиши корлида чәклиниду. Шуңа бундақ кийингәнләр байқалса әлвәттә тәдбир қоллинилиду.”
5 - Айниң 19 - күни иҗтимаий таратқулардин үндидарда корлидики нәшпүтзар аһалиләр комитети тәрипидин чиқирилған “аялларниң диний йосунда кийинмәслики” һәққидики уқтуруш тарқитилған иди. Шу чағда корлидин радийомиз зияритини қобул қилған сақчихана хадимиму мухбирға уқтурушниң растлиқини дәлилләп, корла шәһиридики аялларниңла диний йосунда кийиниши чәклинип қалмастин, бәлки башқа өлкә, шәһәрләрдин корлиға саяһәткә кәлгән аялларниңму корла шәһиридә исламий йосунда кийиниши чәклинидиғанлиқини билдүрүп, “һазир корлида бундақ кийиниш әһваллири пүтүнләй түгиди, шуңа сирттин кәлгәнләргиму ашу тәләпни қоюватимиз. Әгәр сиз чәтәлдин вәтәнгә қайтмақчи болсиңиз, әлвәттә көңләк кийсиңиз болиду, яғлиқ чигсиңизму болиду. Әмма сизниң кийинишиңиздә исламий түс ипадиләнмәслики керәк. Йәни қап - қара рәңлик узун көңләк вә қара яғлиқ артмаслиқиңиз керәк” дегән иди.
Мәлум болушичә, 2015 - йили 8 - айниң 24 - күни хитайниң һөкүмәт “йәр шари вақти”гезитидә берилгән бир хәвәрдә “ 2015 - йили 24 - авғуст күни хитай хәлқ қурултийи “террорлуққа аит кийимләрини кийишни чәкләш” намидики бир лайиһигә қарап чиқишқа башлиғанлиқи,әгәр мәзкур лайиһә мақулланған тәқдирдә террорлуқ, радикаллиққа мунасивәтлик кийимләрни кийгәнләр вә башқиларни кийишкә мәҗбурлиғанлар әң аз дегәндә 3 йил қамақ җазаси билән җазалинидиғанлиқи” тилға елинған.
Хитайниң “террорлуққа мунасивәтлик кийимләр”ни чәкләшкә алақидар лайиһиси 2015 - йили 24 - авғуст күни чәтәл ахбаратлиридиму елан қилинған болуп, “UCAnews” хәвәрләр торида елан қилинған бир хәвәрдә хитай һөкүмити тилға еливатқан аталмиш “террорлуққа мунасивәтлик кийимләрни чәкләш тәдбири”ниң, әмәлийәттә уйғур елида аллиқачан иҗра қилиниватқанлиқи, үрүмчи шәһиридә 2015 - йил биринчи айдин башлап җамаәт сорунлирида бурқа кийишни чәкләш қанунини рәсмий мақуллиғанлиқи вә бу сәвәблик қамақ җазасиға буйрулған кишиләр барлиқини мисаллар арқилиқ чүшәндүргән. Хәвәрдә йәнә, хитай һөкүмитиниң бу қарариниң әмәлийәттә асасән динсиз болған хитай пуқралириниң ислами йосундики кийимләрни қарши алмайдиған омумий кәйпиятиниң бир намайәндиси икәнлики баян қилинған.
Хитайниң һөкүмәт таратқулири уйғур диярида барлиққа кәлгән бу хил вәзийәтни “диний радикаллиққа зәрбә берилип, мәдәнийлишиш омумлашти” дегәндәк ибариләр билән мәдһийилигән болсиму, әмма уйғурлар қаттиқ қол васитиләр вә мәҗбурлаш арқилиқ уйғурларға теңиливатқан аталмиш “мәдәнийлишиш” тәшәббусиниң әксичә үнүм беридиғанлиқини тәкитләп, хитай һөкүмитини уйғурларниң диний етиқади, өрп - адәт, мәдәнийити қатарлиқ назук нуқтиларға тегишиниң хәтәрлик ақивәт елип келиши мумкинликини агаһландурмақта.