Уйғурларниң зораванлиққа қарши туруши-өз мәвҗутлуқини сақлап қелишниң бир йоли
2013.05.30

Кейинки вақитларда уйғур елидә хитай аққунлири билән уйғурлар оттурисида тоқунушларниң йүз бериши барғансери әвҗ алмақта.
Уларниң келип-чиқиш тарихи, сәвәблири һәм ақивәтлири, уйғурларниң миллий вә диний кәмситишләргә учрапла қалмай, бәлки хитай һөкүмити вә аққунлири тәрипидин бастурушқа, зораванлиққа учраватқанлиқи чәтәлләрдики уйғурларниму тәшвишкә салмақта.
Хитай аққунлириниң уйғур елигә көпләп бесип кириши мушундақла давам қилип, вәзийәт йәниму кәскинләшсә, уйғурларниң кейинки тәқдири қандақ болиду, дегән соал көпчиликни ойландуруши мумкин.
Радиомиз зияритини қобул қилған дуня уйғур қурултийи мәслиһәтчиси риза сәмәди вә уйғур миллий һәрикити вәкиллиридин бири турсун һаҗим арзийеф бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиз.