Уйғур мусапирлар: зулум түпәйли һаят қелиш үчүн қачтуқ (4 - қисим)

2014 - Йили марттин буян тайландқа қамилип қалған уйғурлардин 173 нәпири бу йил июлда түркийәгә аман - есән дәссигән иди.
Булар һәққидики хәвәрләр хәлқара мәтбуатларда таза әвҗигә чиққан пәйтләрдә хитай 109 уйғурни тайландтин қайтуруп келип уларни “сүрийәгә чиқип ислам дөлитигә қетилмақчи болған җиһадчилар” дәп хәвәр қилған.
Ундақта тайландтин түркийәгә келип орунлашқан уйғур мусапирлар зади немә сәвәбтин хитайдин қечишқа мәҗбур болған?
Буни йәнила шу уйғур мусапирларниң өз еғизидин аңлаш техиму әвзәл болса керәк.
Йеқинида канададики мухбиримиз руқийә турдуш түркийәгә берип истанбулда панаһланған бир қисим уйғур мусапирлар билән сөһбәт өткүзгән иди.
Төвәндә бу һәқтики сөһбәт хатирисиниң 4 - қисмини аңлайсиләр.
Зияритимизни қобул қилғучи әпәндим хитайниң диний вә миллий зулуми түпәйли хитайдин қечиш сәпиригә атланғанлиқи вә хитайда көргән зулумлирини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.