Хитай вирусшунас корона вирусиниң лабораторийәдә ясалғанлиқини илгири сүргән

Мухбиримиз җүмә
2020.09.13
LiMengYan.jpg Хитай вирусшунас дохтур ли меңйән корона вирусиниң лабораторийәдә ясалған вирус икәнликини испатлайдиған пәнний пакитлири барлиқини илгири сүргән.
Social Media

Хитай вирусшунас дохтур ли меңйән корона вирусиниң лабораторийәдә ясалған вирус икәнликини испатлайдиған пәнний пакитлири барлиқини илгири сүргән.

“ню-йорк почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, дохтур ли меңйән өз бихәтәрликидин әнсирәп йошурунуп йүргән болуп, у йеқидин буян йәнә оттуриға чиқип корона вирусиниң хитайда ясалғанлиқни оттуриға қойған.

У җүмә күни әнглийәдин тарқитилидиған “ITV” қанилиниң сөһбәт программисида өзиниңму өткән йили корона вирусиниң дәсләпки басқучлуқ тәтқиқатиға қатнашқанлиқини ейтқан.

У, бу вирусниң қәйәрдә ясалғанлиқи һәққидики соалларға җаваб берип: “у вухәндики бир лабораторийәдин тарқалған. Бу бир хитай һөкүмити контроллуқидики лабораторийә” дегән. 

У йәнә мәзкур вирусниң вухәндики бир деңиз мәһсулатлири базиридин тарқалди, дегән сөзләрниң бир көз боямчилиқ икәнликини билдүргән вә мундақ дегән: “бу вирус тәбиәттин кәлгән әмәс. Мән бу ахбаратларни йәрлик дохтурлар вә хитай юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш органлиридин игилидим.”

Дохтур ли меңйән әсли хоңкоң аммиви сағламлиқ университетидики бир лабораторийәдә ишлигән болуп, у 2019-йили декабирдила бу вирусниң адәмдин адәмгә юқидиғанлиқи һәққидә агаһландуруш бәргәндә униң башлиқи уни ағзини юмушқа буйруған.

Униң ейтишичә, у мәзкур вирусниң маһийитини дуняға ашкарилаш үчүн бу йил апрелда америкиға қечип кәлгән икән.

Һалбуки хитай даирилири бу вирусниң тәбиәттин кәлгәнликини илгири суруп, чәтәллик мутәхәссисләр вә хәлқара органларниң вирусниң мәнбәсини тәкшүрүш тәлипини рәт қилип кәлмәктә.

Мәзкур вирус байқилип һазирға кәлгүчә дуня миқясида 900 миңдин артуқ адәмниң җениға замин болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.