Мәшһур лагер сүритидики тутқунлардин бири шопур абдуләзиз икәнлики дәлилләнди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.04.26
2019.04.26
Мәшһур лагер сүрити, йәни лоп наһийәлик “тәрбийиләш мәркизи” ниң йиғин мәйданидин тартилған сүрәттики 5-рәттә олтурған тутқунлардин бириниң лоп наһийәлик әмгәк суғуртиси идарисиниң шопури абдуләзиз икәнлики ашкариланди. Мухбиримизниң телефонини қобул қилған мәзкур идаридики алақидар бир хадим шопур абдуләзизниң лагерға әкетилгәндин кейин хизмәттин һәйдәлгәнликини дәлиллиди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, мәшһур лагер сүритидә, йәни лоп наһийәлик аталмиш “тәрбийиләш мәркизи” ниң йиғин мәйданидин тартилған фото сүрәттики 5 -қатарда олтурған тутқунлардин бириниң шопур абдуләзиз икәнлики чәтәлдики лоплуқ бир муһаҗир тәрипидин тонувелинди. Тонувалғучиниң радиомизға гуваһлиқ беришичә, абдуләзиз әсли лоп наһийәлик радийо-телевизийә идарисиниң шопури болуп, у лагерға әкитилиштин бирқанчә йил бурун наһийәлик әмгәк суғуртиси идарисиға йөткилип кәлгән икән. Лоп наһийәлик хәлқ һөкүмитидики бир қисим алақидар хадимлар тутқундики бу шопур һәққидә мәлумати йоқлуқини ейтти. Лоп наһийәлик радийо-теливизийә идарисиниң хадимиму шопур абдуләзиз һәққидә мәлумат берәлмиди.
Абдуләзизни сүрәттин тонувалған лоплуқ муһаҗирниң өз алақә торлири арқилиқ игилгәнлиригә асасән баян қилишичә, 20 йилдин артуқ хизмәт тарихиға игә болған абдуләзиз лагерға әкитилгәндин кейин наһийәлик әмгәк идариси уни хизмәттин һәйдигән. Лоп наһийәлик әдлийә идарисиниң хадими зияритимизни қобул қилип, шопур абдуләизизниң хизмәттин һәйдәлгәнлики учурини инкар қилди. Әмма әмгәк суғурта идарисиниң алақидар хадими абдуләзизниң хизмәттин һәйдәлгәнлик учурини дәлиллиди. Униң ашкарилишичә, йеқинқи мәзгилләрдә бу идаридин хизмәттин һәйдәлгәнләр ялғуз абдуләзизла әмәс икән. Биз униңдин хизмәттин һәйдәлгәнләр ичидә абдуәзиздин башқиларниң кимләр икәнлики вә уларниңму лагерға әкитилгән яки әкитилмигәнликини сориғинимизда, у бу һәқтә ениқ мәлумат бәрмиди.
Лоплуқ муһаҗирлардин бириниң аңлиғанлири вә суний һәмра рәсимлиридин көзәткәнлиригә асасән баян қилишичә, лоп базар ичидә аз дегәндә икки орунда йиғивелиш лагери бар болуп, булардин бири “беиҗиң санаәт райони” дәп аталған тәрәққият районидики семонт завутиниң оң тәрипигә, йәнә бирси шу райондики 1 -оттура мәктәпниң удулиған җайлашқан икән. Бу йил 50 яшлар өпчүрисидә болған шопур абдуләзиз әнә шу 1 -оттура мәктәп удулидики йиғивелиш лагерида 2 йилдин артуқ вақттин буян солинип ятмақта икән.
Нөвәттә уйғур районида тәкшүрүштә болуватқан америкалиқ бир мухбирниң лагерлар һәққидә қәшқәрдин мәлумат беришичә, даириләр тәкшүригүчиләргә пәқәт 20 яш билән 40 яш арисидики аталмиш “оқуғучилар” нила көрсәткән. Йәни лагерда 14 яшлиқ өсмүрдин тартип 80 ятин ашқан бовай-момайларниңму барлиқидәк реаллиқни йошурған. Биз бирқанчә күндин бери хәвирини бериватқан мәшһур лагер сүритидин тонувелинған тутқунлардин 3 нәпириниң йеши 45 билән 60 яш арисидадур.