Қәдрийә ғопур: «гуваһлиқ баянатимға түркләрдин қизиқиш зор, хитайдин рәсмий инкас йоқ»
Норвегийәдә яшаватқан қәдрийә ғопур өткән айда иҗтимаий таратқуларда ақсу ниң тоқсу наһийәсидә 10 йиллиқ кесиветилгән аниси һаҗирә рози һәққидә түркчә вә уйғурчә бир йүрүш гуваһлиқ баянати елан қилған иди.
Мәлум болушичә, бу баянатлар түрк җамаәт пикри сорунлирида күчлүк қизиқиш қозғиған.
Бу инкаслар һәққидә радийомизға пикир баян қилған қәдрийә ғопур баянатиниң түркләрдә зор қизиқиш пәйда қилғанлиқи, әмма хитай тәрәптин рәсмий йосунда инкас қайтмиғанлиқини баян қилди.
У өзиниң бу дәва сепигә пухта роһий вә идийәвий тәйярлиқ билән атланғанлиқини әскәртти.
Юқириқи аваз улиниш арқилиқ программиниң тәпсилатини аңлиғайсиз.