Лос анжелистики от апитидә уйғурларға зиян-зәхмәт йәтмиди

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2025.01.10
california-Los-Angeles-ot-apiti.jpg От апити йүз бәргән лос-анжелес (Los Angeles) шәһириниң һолливод хил (Hollywood Hills) райониға тикучар билән су пүркүватқан көрүнүш. 2025-Йили 8-январ.
AP Photo/Ethan Swope

 Америкидики мунасивәтлик таратқуларниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, калифорнийә иштатиниң лос анжелис (Los Angeles) шәһири тәвәсидә 7-январ башланған от апити қаттиқ боран тәсиридә барғанчә кеңийишкә башлиған. 8-январ кечигичә лос анжелис шәһиридики от апити еғир болған төт райондин 100 миңдин артуқ аһалә өйлиридин көчүрүлгән, 300 миңдин артуқ аһалиниң токи тохтиған.

Н б с (NBC) ниң 9-январ күни нәқ мәйдандин берилгән хәвиридин мәлум болушичә, шу күни от апити техиму еғирлашқан. Лос анжелис сақчи идарисиниң тарқақлаштуруш буйруқи билән 9-январ күни 180 миңға йеқин аһалә өз өйлиридин көчүрүлүп, бихәтәр районларға орунлаштурулған. Хәвәрдә сақчи даирилириниң сөзидин нәқил елинип “бәзи районлар қаримаққа ‛бомба ташланғандәк‚ һаләткә кәлгән” дейилгән.

Лос анжелис шәһириниң кастаик (Castaic) районида олтурушлуқ әркин сидиқ әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, 17 милйон аһалиси болған лос анжелис шәһириниң төт районида еғир от апити көрүлгән. Нөвәттә от апити әң еғир болған деңиз бойидики малибу райони вә един райони қатарлиқ җайларда өйләрниң көйүп кетиши еғир болған.

От өчүргүчи калифорнийәниң лос анжелестики тинч окян палесадес районидики от кәткән җайда от өчүрүватиду. 2025-Йили 8-январ, лос анжелес
От өчүргүчи калифорнийәниң лос анжелестики тинч окян палесадес районидики от кәткән җайда от өчүрүватиду. 2025-Йили 8-январ, лос анжелес
AP/Etienne Laurent

 Әркин сидиқ әпәндиниң билдүрүшичә, лос анжелис шәһириниң от апити йүз бәргән районларда тарқақ һаләттә олтурақлашқан уйғурлар 100 әтрапида болуп, өзара алақилишип туруш нәтиҗисидә, уйғурларниң һазирчә от апитигә учримиғанлиқи, бир аилилик уйғурниң тарқақлишип олтурақлашқанлиқи мәлум болған.

Әркин сидиқ әпәндиниң билдүрүшичә, 7-январ башланған от апити күчлүк шамал тәсиридин наһайити тезликтә кеңәйгән болуп, бәзи районларда отни өчүрүш мумкин болмиған. Көп қисим җайларда ток тохтиған болуп, улар яшаватқан кастаик районидиму ток тохтиған. Әмма от кәткән район билән уларниң арисини тағ тосуп туридиғанлиқи, шуниңдәк шамал йөнилиши қарши тәрәпкә урғини үчүн бу районда ис-түтәк еғир әмәс икән.

Лос анжелис шәһириниң кастаик районида олтурақлашқан уйғурлардин нурниса қурбан ханимниң радийомизға билдүрүшичә, у ишләватқан толуқ оттура мәктәп апәт районида болғини үчүн шу җайлиқ маарип идарисиниң уқтуруши билән 8-январдин башлап мәктәптә дәрс тохтиған.

Нурниса ханимниң ейтишичә, һазирға қәдәр өзи тонуйдиған уйғурлардин бирәриниң от апитиниң зиян-зәхмитигә учриғанлиқини аңлимиған. Әмма у мәктипидики бир нәпәр оқутқучиниң өйи көйүп кәткәнликини, бирқанчә оқутқучиниң от апити сәвәблик тарқақлаштурулғанлиқини билдүрди.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, бу қетимқи от апити лос анжелис шәһириниң һолливод (Hollywood) кино шәһәрчиси җайлашқан тағ бағридики орман билән зич қапланған саяһәт нуқтилири вә қиммәт баһалиқ олтурақ өй районлирида йүз бәргән. Нурғунлиған қиммәт баһалиқ олтурақ өйләр, чоң дуканлар вә бирқанчә мәктәп көйүп кәткән.

Әркин сидиқ әпәндиниң билдүрүшичә, көйүп кәткән олтурақ өйләрниң көп қисми нәччә милйон долларлиқ өйләр болуп, иқтисадий зиян еғир икән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.