“үчинчи қетимлиқ омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүши” ниң мәқситигә соал қоюлмақта

Мухбиримиз меһрибан
2018.05.14
tekshurush-saqchi-bazar-qeshqer.jpg Мәлум сода-сетиқ базириниң алдидики тәкшүрүш понкити. 2017-Йили 4-ноябир, қәшқәр.
AP Photo/Ng Han Guan

Уйғур аптоном районлуқ даириләр бу һәптә 3-қетимлиқ омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүши башланғанлиқини елан қилди. Хитайниң бу һәқтики хәвәрлиридә бу қетимқи һәқсиз тәкшүрүштин кейин юқумлуқ кесәлләр вә ирсий кесәлләрни хаслаштуруп, түрләр бойичә йөткәп һәқсиз давалаш елип берилидиғанлиқи тәкитләнгән. Хитай хәвәрлиридә буни “компартийәниң райондики һәр милләт хәлқигә қилған ғәмхорлуқи” дәп мәдһийәлигән. Һалбуки, чәтәлләрдики теббий мутәхәссисләр райондики уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләр нишан қилинған үчинчи қетимлиқ омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүшиниң һәқиқий мәқсити һәққидә түрлүк гуманий қарашларни оттуриға қоймақта.

Уйғур аптоном районлуқ даириләр 2016-йили 9-айда башлиған “омумий хәлқ мәҗбурий саламәтлик тәкшүрүшни архиплаштуруш” һәрикитидә райондики 18 милйондин артуқ киши үстидин қан әвришкиси елип, саламәтлик архипи турғузған иди. Бу һәрикәт чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин “уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләрниң DNA әвришкисини мәҗбурий йиғиш һәрикити, шәхсләрниң кишилик мәхпийәтликигә хилап һалдики мәқсити ениқ болмиған қанунсиз қилмиш” дәп әйиблинип, хәлқара қанунға хилап бу қилмишниң тохтитилиши тәләп қилинған иди.

Мушундақ бир мәзгилдә хитай даирилири йәнә 3-қетимлиқ “омумий хәлқ мәҗбурий саламәтлик тәкшүрүши” башланғанлиқини елан қилиши чәтәлләрдики уйғур җамаити вә теббий мутәхәссисләрниң җиддий диққити вә әндишилик гуманини қозғиди.

Мәзкур хәвәрдин ашкарилинишичә, даириләр 2016-йили 9-айда башлиған алдинқи икки қетимлиқ “омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүши” дә 1700 дин артуқ саламәтлик тәкшүрүш нуқтиси тәсис қилған. 42 Миң теббий хадим аҗритип, райондики 18 милйон 844 миң 800 нәпәр киши үстидин саламәтлик тәкшүрүши вә архип турғузушни тамамлап болған.

Ню-йорктики коломбийә университетниң теббий пәнләр тәтқиқатчиси мәмәт имин әпәндиниң қаришичә, хитай даирилириниң бу қәдәр зор мәбләғ селип, “омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүши” елип бериши һәргизму хәвәрдә дейилгәндәк аддий һалдики уйғурларниң саламәтлик әһвалиға көңүл бөлүш мәсилиси әмәс икән.

Мәмәт имин әпәнди баянида хәлқарада “хитай һөкүмитиниң уйғурларниң DNA әвришкисини халиғанчә топлап архип турғузуши қанунсиз һәрикәт” дәп тәнқидлиниватқан шараитта уйғур аптоном районлуқ даириләрниң йәнә 3-қетимлиқ һәқсиз “омумий хәлқ мәҗбурий саламәтлик тәкшүрүши” ни елип бериши гуманлиқ вә әндишә қиларлиқ иш икәнликини билдүрди. У бу қетимқи “омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүши” ниң һәқиқий мәқсити һәққидә һазирқи шараитта ениқ бир йәкүн чиқиришниң тәсликини илгири сүрди.

“шинҗаң гезити” ниң 14-май күнидики хәвиридә йәнә 3-қетимлиқ саламәтлик тәкшүрүшиниң алаһидилики һәққидә тохтилип, “бу йил илгирики икки қетимлиқ тәкшүрүш асасида хаслаштурулған саламәтлик тәкшүртүш түрлири қошулди. Саламәтлик тәкшүрүлидиғанларға кесәл тарихини сорап диагноз қоюш, аңлап диагноз қоюш, уларни тәкшүрүп, аилә кесәллик тарихи, ирсийәт тарихи, кесәллик зийини амили билән учришиш тарихи вә бәдининиң йеқинқи әһвали қатарлиқларға бирләштүрүп, охшашмайдиған кишиләр вә уларниң бәдән әһвалиға асасән хаслаштурулған саламәтлик тәкшүртүш мулазимити елип берилиду,” дейилгән.

Илгири уйғур аптоном районлуқ хәлқ дохтурханисиниң юқумлуқ кесәлләр бөлүмидә ишлигән, 2014-йилдин буян америкида мустәқил тәтқиқатини давамлаштуруватқан тумарис алмас ханим алдинқи икки қетимлиқ саламәтлик тәкшүрүшидә даириләрниң пүткүл уйғурларниң DNA әвришкисини архиплаштуруп болғанлиқини тәкитлиди. У уйғур диярида топлиған дохтурлуқ тәҗрибисигә асасән даириләрниң бу қетим йәнә 3-қетимлиқ ‛омумий хәлқ мәҗбурий саламәтлик тәкшүрүши‚ ни елип беришида алдинқи икки қетимлиқ тәкшүрүштә уйғурлар үстидин елип барған бәзи тәҗрибилириниң нәтиҗисини көрүшни мәқсәт қилған болуши мумкинликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.