Нәнсий пелоси: “америка силәр үчүн ахириғичә күрәш қилиду!”

Мухбиримиз нуриман
2022.02.03
Нәнсий пелоси: “америка силәр үчүн ахириғичә күрәш қилиду!” Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети өткүзгән “бейҗиң олимпик мусабиқиси вә хитайниң бастурушлири” намлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғинида америка авам палатасиниң рәиси нәнсий пелоси(Nancy Pelosi) ханим сөзлимәктә. 2022-Йили 3-феврал, вашингтон.
REUTERS

2022-Йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси башлиниш алдида турмақта. Тинчлиққа символ қилинған олимпик мусабиқисиниң хәлқара җәмийәт тәрипидин “фашист һакимийәт” дәп аталған хитайда өткүзүлүши, пүтүн дунядики адаләт вә һәққанийәт туйғусиға игә кишиләрни чоңқур ойға салмақта. Шундақла дуняниң диққитини хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан “ирқи қирғинчилиқи” ға, тибәттә вә хоңкоңда йүргүзүватқан бастурушлириға қаратмақта.

3-Феврал америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети “бейҗиң олимпик мусабиқиси вә хитайниң бастурушлири” намлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини өткүзди. Мәзкур йиғинда 2014-йили 15-январ бейҗиңдики өйидин тутқун қилинған вә хитай һөкүмити тәрипидин “миллий қутратқулуқ” вә “дөләтни парчилашқа урунуш” җинайити билән әйиблинип муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһам гуваһлиқ бәрди. Ундин башқа бир қисим тибәт вә хоңкоңлуқ сиясий паалийәтчиләрму гуваһлиқ биришкә тәклип қилинди.

Америка авам палатасиниң рәиси нәнсий пелоси ханим мәзкур йиғинға иштирак қилған болуп, у мундақ деди: “қишлиқ олимпик мусабиқиси әтә бейҗиңда башланғанда, хитай йәнә бир қетим дуняниң диққитини нәччә он йилдин бери давам қиливатқан рәһимсиз бастуруш сиясәтлиридин бурашқа уруниду. Лекин америка вә хәлқара җәмийәт һәқиқәтни билиду. Хитай һөкүмити рәһимсизлик билән еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини вә ирқий қирғинчилиқ сияситини давам қиливатиду. Хитай һөкүмити нәччә он йилдин буян бастуруш системисини мукәммәлләштүрүп, дөләт террорлуқи йүргүзүп кәлди. Йеқинқи йиллардин буян уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватиду. Уйғур вә тибәт қатарлиқ етник гуруппиларниң тили вә мәдәнийитигә бузғунчилиқ қилди. Хитай өзиниң юқирида тилға алған рәһимсиз сиясәтлирини йепишқа, бу һәқтики тарихларни өзи халиған шәкилдә йезип дуняға көрситишкә күчәватиду. Әмма биз дөләт мәҗлиси әзалири дуняниң һәқиқәтни көрүши үчүн тиришчанлиқ көрситимиз. Хитайниң җинайәтлирини сүрүштә қилишқа капаләтлик қилимиз вә шундақла хитайниң бу шәрәплик олимпик мусабиқисигә саһибханилиқ қилиш салаһийитини рәт қилимиз. Һәр даим ейтқинимиздәк, әгәр сода мәнпәәтимиз үчүн хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә сүкүт қилсақ, бизниң дуняниң һечқандақ йеридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири үчүн сөз қилиш салаһийитимиз болмайду. Өткән йили декабирда ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ ни имзалидуқ. Уйғур ирқий қирғинчлиқи чоқум дәрһал ахирлишиши керәк. Хитай һакимийитиниң бастуруши астида яшаватқанларға дәйдиғиним шуки, америка силәрни көрүп туруватиду, америка силәрни қоллайду, америка силәр үчүн көрәш қилишни давамлаштуриду.”

Нәнсий пелоси ханим йәнә мундақ деди: “мениң бейҗиң олимпикигә қатнишидиған тәнһәрикәтчилиримизгә дәйдиғиним шуки, силәр у йәргә мусабиқигә қатнашқили бардиңлар, хитайниң чишиға тегип хәтәргә тәвәккүл қилмаңлар, чүнки улар бәк рәһимсиз. Биз тәнһәрикәтчлиримизниң бихәтәр болушини үмид қилимиз. Һәргизму уларниң хитайдики пикир әркинлики һәққидә ейтқан сөзлиригә ишәнмәңлар. Силәр хәтәргә тәвәккүл қиливатисиләр, өзүңларға диққәт қилиңлар!”

Дөләт мәҗлиси әзалиридин җеф марклий, җеймис мәкговрен вә җиннифир вәкистон қатарлиқларму арқа-арқидин сөз қилип, хитай һөкүмитиниң олимпикниң шөһритидин пайдилинип, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини пәрдазлашқа урунуватқанлиқини тәкитләп өтүшти. Улар йәнә хәлқара олимпик комитети, тәнтәрбийә органлири, хитайни қоллаватқан ширкәтләр вә ахбарат қаналлириниң хитай йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиридики мәсулийити һәққидә нурғун соалларни оттуриға қоюшти.

Мәзкур йиғинда гуваһлиқ бәргән җәвһәр илһам муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған дадиси илһам тохти вә униңға охшаш хитайниң бастуруш сияситиниң қурбани болған язғучи ялқун рози, профессор раһилә давут вә илһам тохтиниң оқуғучиси атикәм рози қатарлиқлар һәққидә гуваһлиқ бәрди.

У мундақ деди: “дадамниң һаят яки һаят әмәсликини билмәймиз. Бу хил әһвал мениң аиләмниңла әмәс, хитай тәрипидин тутқун қилинип лагерларға соланған милйонлиған уйғурларниң ортақ тәқдиридур. Улар пәқәт бир сандинла ибарәт әмәс, бәлки ата-аниси, балилири вә достлири болған реал инсанлар. Милйонлиған уйғурлар соланған лагер абистиракт уқум әмәс, бәлки қорқунчлуқ реаллиқ. Бу мениң дадамниң, ялқун розиниң, раһилә давутниң вә атикәм рози қатарлиқ яш қиз-оғулларниң һаятини набут қилған аччиқ реаллиқтур. Мән сәккиз йил бурун мушу йәрдә дадам һәққидә гуваһлиқ бәргән идим, әпсуслинарлиқи, сәккиз йилдин бери әһвал техиму еғирлишишқа қарап өзгәрди. Әмма мән бизниң мушундақ тиришчанлиқлиримизниң һәр қайсий дөләт һөкүмәтлирини сүкүттә туруштин һәрикәткә өтүшкә вастә болушини үмид қилимән. Ишинимәнки, хәлқара җәмийәтниң бирлишип хитайға бесим қилиши, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилик әһвалини өзгәртәләйду. Мән бу зор мәсилидә силәр билән һәмкарлишишни халаймән. Мән һәқиқәтәнму йәнә бир сәккиз йилдин кейин силәр билән мушу охшаш темида параңлашмаслиқимизни үмид қилимән!”

Мәзкур йиғинда йәнә тибәт вә хоңкоң паалийәтчилири хитайниң уйғур, тибәт қатарлиқ еттик гуруппиларға фашистик бир шәкилдә бастуруш сиясити йүргүзүватқанлиқини тәкитлиди.

Гуваһлиқ бериш ахирлашқандин кейин, дөләт мәҗлиси әзалири гуваһчилардин айрим-айрим суал сориди вә өзлириниң уларни ахириғичә қоллайдиғанлиқини билдүрүшти.

Ахирида җиф марклий йепилиш сөзи қилип мундақ деди: “әтә хитайда олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасими башланғанда, биз дуняниң хитайда қорқунчлуқ зулумниң йүз бериватқанилиқиға диққәт қилишини үмид қилимиз.”

2022-Йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқиси әтә, йәни 4-феврал күни рәсмий башлинидиған болуп, қишлиқ олимпик мусабиқиси вә мейиплар олимпик мусабиқиси болуп айрим-айрим һалда 4-февралдин 20-февралғичә вә 4-марттин 13-мартқичә бейҗиңда өткүзүлиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.