Карзай, " афғанистан пакистанға қошун киргүзүш һоқуқиға игә" деди
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.06.15
2008.06.15
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, карзай " бу афғанистанниң өзини өзи һимайә қилиш һоқуқиға игә икәнликини чүшәндүриду. Улар пакистандин афғанлар вә бирләшмә күчниң адәмлирини олтуруш үчүн кәлгән йәрдә бизниңму уларниң арқисидин берип шундақ қилиш һәққимиз бар." Дәйду кәскин түрдә мухбирларни күтүвелиш йиғинида.
Буниңдин илгири пакистан тәвәсигә йошурунған талибан күчлири афғанистан чегрисидин кирип, талибанлар тутуп туриливатқан бир түрмигә һуҗум қилип, 900 дин артуқ талибан тутқунини қачурған иди.
Карзайниң афғанистан қошунлирини пакистан чегриси ичигә киргүзүп, талибан қошунлириға һуҗум қозғаш һәққидики бу агаһландуруши җиддий инкасларни қозғиди.