Афғанистанда паһишихана ечиш вә паһишивазлиқ билән шуғуллиниш әвҗ алған
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.05.19
2008.05.19
Ройтерс агентлиқиниң нәқил елип көрситишичә, арқа кочилардики паһишиханиларда ишләйдиған бир хитай паһишә, һазир кабулниң өзидила 200 нәпәр хитай паһишә аял барлиқини, гәрчә кабул анчә бихәтәр болмисиму , пулни обдан тапқили болғачқа бу йәрдә турушқа рази икәнликини билдүргән.
Хәвәрдә көрситишичә, кабул сақчилири бирнәччә паһишиханиға бастуруп кирип уларни тақивәткән болсиму, әмма хоҗайинлар сақчиларға пара берип тиҗаритини давамлаштуривиридикән .
Мәлум болушичә, хитайлар игидарчилиқидики бу паһишиханиларниң херидари чәтәлликләр болуп, афғанлар асасән киргүзүлмәйдикән.
Хәвәрдә оттуриға қоюлушичә йәнә, җинсий мунасивәт арқилиқ тарқилидиған кесәлликләр һазир афғанистандики барғанчә еғирлишиватқан бир иҗтимаий мәсилә болуп, буларниң көпинчиси җинсий сағламлиқ билимлириниң төвән болуши вә қалаймиқан җинсий мунасивәт қилиштин келип чиққан икән.