Хитай, түркмәнистан билән тәбий газ келишими имзалиди
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.08.30
2008.08.30
Түркмәнистанниң хитайға қаратқан тәбий газ експорти 2009 йилиниң ахирлири йәни түркмәнистандин уйғур елигә узарған тәбий газ туруба йоли қурулушиниң тамамлиниши билән башлайдиған болуп, бу тәбий газ туруба йоли өзбекистан вә қазақистан арқилиқ уйғур елигә тутишидикән.
Хитай дөләт рәиси ху җинтав, түркмәнистанниң пайтәхти ашиқабад шәһиридә өткүзүлгән мурасимда қилған сөзидә, тәбий газ туруба йоли қурулушини тезлитиш үчүн барлиқ тиришчанлиқини көрситидиғанлиқини тәкитлигән.
Русийә вә ғәрб дөләтлири, түркмәнистанниң тәбий газини дуня базириға чиқириш үчүн хитай билән риқабәтлишиватқан болуп, өткән йили русийә, түркмәнистан вә қазақистан кәспи деңизида бир тәбий газ туруба йоли ясаш тоғрисида келишим имзалиған иди. Шуниңдәк америка вә яврупа иттипақи түркмәнистанни тәбий газини әзәрбәйҗан вә түркийә арқилиқ ғәрб дөләтлиригә експорт қилидиған бир туруба йоли ясаш мәсилсидә қайил қилиш үчүн җиддий паалийәт елип бармақта.