Хизбулла билән исраилийә тунҗи қетим алмаштуруш елип барди
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.06.01
2008.06.01
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, буниңға җавабән исраилийә тәрәпму җасуслуқ җинайити билән әйиблинип алтә йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған һизбулланиң бир нәпәр әзасини түрмидин бошитип қайтуруп бәргән.
Нәсир исимлик мәзкур һизбулла әзаси, әслидә ливанда туғулған болуп, кейин исраилийә пуқраси болған. Бу қетим исраилийә һөкүмити уни қайтуруп бәргәндә униң пуқралиқини бикар қилған. Бирақ у, ливанлиқлар тәрипидин қизғин қарши елинған. Бу, 2006 - йилидики уруштин кейин, икки тәрәп арисида тунҗи қетим елип берилған алмаштуруш һесаблинидикән.