Америкиниң истанбулдики консулханиси алдида җиддий етишиш вәқәси йүз бәрди
Истанбулниң шәһәр башлиқи муәммәр гуләрниң ейтишичә, бу үч нәпәр қораллиқ адәм америкиниң истанбулдики консулханисини қоғдаватқан түрк сақчилириға бүгүн әтигән саәт 11 дә һуҗум қилған. Вәқәни өз көзи билән көргән кишиләрниң NTV телевизийә истансисиға испатлиқ беришичә, үч нәпәр қораллиқ адәм аптомобилдин чүшүпла америка консулханиси алдида поста турған түрк сақчилириға оқ чиқарған.
Түрк сақчилири дәрһал инкас қайтуруп бу 3 нәпәр қораллиқ адәмни етип ташлиған, бу қетимқи етишиш вәқәсидә 3 түрк сақчиси оқ тигип өлгән, иккиси яриланған.
Ройтерс агентлиқиниң истанбулдин баян қилишичә, бүгүн түркийидә йәнә, ағри өлкисидики арарат теғиға кәлгән 3 нәпәр герман саяһәтчисини PKK курдистан ишчилар партийисиниң партизанлири гөрүгә еливалған бир җиддий вәқә йүз бәрди.