Ислам диниға қариши филимниң ишлигүчиси өйидин елип кетилди

Америка сақчи даирилири ислам диниға қариши филим ишлигән калифорнийилик мустәқил филим ишлигүчини шәнбә күни сорақ қилиш үчүн өйидин елип кәтти.
Мухбиримиз җүмә
2012.09.15


Мәлум болушичә, бу йил 55 яшлиқ наковла баселй наковла әсли мисирдин америкиға көчүп кәлгән христиан мурити болуп, у илгири алдамчилиқ җинайити билән әйибләнгән вә кепилликкә қоюп берилгән икән.

Хәвәрләргә қариғанда, даириләр уни бу қетим кепилликкә қоюп бериш шәртлирини бузуш билән әйибләп, ойидин елип кәткән вә уни сорақ қилишқа башлиған.

Муһәммәд пәйғәмбәр һақарәтлинидиған филим интернетта тарқалғандин кейин, бу пүтүн дуня мусулманлири арисида наразилиқ қозғиған вә намайишларға сәвәб болған иди.

Наковла мәзкур филимни ишлигүчи болуш сүпити билән диққәт мәркизигә аялған.

Мәлум болушичә, наковла 2010 - йили банка алдамчилиқи вә сахта исим билән кредит карта һесабати ечиш җинайәтлири билән әйиблинип 21 айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған вә 5 йиллиқ көзитиш шәрити билән кепилликкә қоюп берилгән икән.

Хәвәрләргә қариғанда, кепиллик шәртлиридә наковла интернет ишлитиштин чәкләнгән. Әгәр наковланиң исламға қарши филимни интернетта тәшвиқ қилиш арқилиқ юқириқи шәртни бузғанлиқи испатланса, у қайта қолға елинип түрмигә ташлинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.