Қәшқәр вилайити конашәһәр наһийиси бу йил ичидә 10 миңға йеқин "ешинча әмгәк күчи"ни тәрбийилигән

Қәшқәр вилайити конашәһәр наһийиси ешинча әмгәк күчлирини сиртқа йөткәш сиясити бойичә бу йил ичидә 10 миңға йеқин әмгәкчи үстидин тәрбийиләш елип барған.
Мухбиримиз җүмә
2010.07.31

"Қәшқәр һөкүмәт хәвәрлири" торида көрситишичә, конашәһәр наһийисидә әмгәк күчлирини сиртларға йөткәштин илгири тәрбийиләйдиған мәркәзләр ечилған. Тәрбийиләш мәркәзлири конашәһәр наһийилик әмгәк күчлирини сиртқа йөткәш ишханисиниң башқурушида болуп, бу йил ичидә җәмий 9 миң 474 адәм тәрбийиләнгән. Хәвәрдә көрситишичә, мәзкур тәрбийиләш мәркизи бу йил җәмий 8 қетим тәрбийиләш елип барған. Әмма бу җәрянда қанчилик оғул вә қанчилик қиз курсантниң тәрбийилигәнлики ениқ көрситилмигән. Хәвәрдә берилгән рәсимгә қариғанда, тәрбийиләш сехидики курсантларниң һәммиси яш уйғур қизлири икән. Хитай һөкүмити 2004 - йилидин уйғур елидә ешинча әмгәк күчлирини сиртқа йөткәш сияситини йолға қойған вә 2006 - йилдин буян күчәйтип йүргүзгәниди. Бу җәрянда нурғун уйғур қизлири хитай өлкилиридики завутларға йөткәлгән. Мәзкур сиясәт уйғурлар арисида күчлүк наразилиқ қозғиған иди. 2009 - Йилидики "шавгүән вәқәси", хитай һөкүмити уйғур елидин хитай өлкисигә йөткигән уйғурларниң һуҗумға учраш вәқәси болуп, мәзкур вәқә 2009 - йилдики " 5 - июл үрүмчи вәқәси" ниң йүз беришигә сәвәб болған иди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.