Лондонда 'унтулған уйғур мусулманлар' намлиқ фото сүрәт көргәзмиси ечилиду
Мухбиримиз җүмә
2009.03.09
2009.03.09
" Әрәб торида" дәп аталған хәвәрләр торида көрситилишичә, мәзкур фото сүрәт көргәзмисигә йеқинда уйғур елини зиярәт қилип кәлгән шветсийилик фотограф вә мухбири пер енгстромниң уйғур елидә тартқан бәдиий әсәрлири қоюлидикән.
Хәвәрдә көрситилишичә, көргәзмини баш штаби әнглийиниң лондон шәһиригә җайлашқан "ислам кишилик һоқуқ комитети" тәшкиллигән болуп, көргәзминиң ечилиши мурасимида, фотограф, пер енгстром, әнглийә уйғур җәмийитиниң рәиси әнвәр тохти боғда, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизиниң рәиси қәйсәр абдурусул өзхун қатарлиқлар сөзгә тәклип қилинидикән.