Нәнҗин шәһиридә мусулманларни кәмситишкә қарши намайиш болди
Мухбиримиз вәли
2009.09.09
2009.09.09
Америка авазиниң баян қилишичә, ақ доппа, ақ кейим кейип нәнҗин шәһәрлик һөкүмәтниң алдиға кәлгән бир нәччә йүз кишиниң, мусулманларни кәмситишкә наразилиқ билдүрүш һәрикити 5 саәт давам қилди. Улар 'һөкүмәт сәмимий болуши керәк', 'мусулманларни кәмситмәслики керәк' дәп шуар товлап турди.
Хоңкоңдики кишилик һоқуқ учур мәркизиниң баян қилишичә, үрүмчидә хитайлар 'уйғурлар йиңнә санҗиди' дәп намайиш қилғандин кейин, җяңсу қатарлиқ бир қанчә өлкидә, хитайлар мәсчитләрниң алдиға келип йәп - ичип, чуқан селип, рамизанни мәсхирә қилидиған, кочиларда таксилар мусулманларни рәт қилидиған вәқәләр көп күрүлгән.