Д у қ шавгүәндики ирқий һуҗумниң 3 - йиллиқи мунасивити билән доклат елан қилди
2012.06.26
Дуня уйғур қурултийи тәшвиқат комитети елан қилған бу доклатта, 2009 - йили яз пәслидә үрүмчидә йүз бәргән, хәлқарада зор тәсир қозғиған 5 - июл үрүмчи вәқәсигә биваситә сәвәбчи болған 26 - июн шавгүән вәқәси қайта әсләп өтүлүп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан ирқий кәмситиш сиясити әйибләнди.
Доклатта йәнә, 3 йил бурун йүз бәргән шавгүәндики ирқий һуҗумниң маһийити вә характерини дуня җамаәтчиликигә паш қилишниң әһмийити һәққидә тохтилип, бу вәқәниң хитай һакимийитиниң уйғур хәлқигә қарита йүргүзүп кәлгән ирқий айримичилиқ, ирқий қирғинчилиқ вә кәң көләмдә тутқун қилиш, өлтүрүш қилмишлириниң җанлиқ испати икәнлики тәкитлинип, хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлири һәм демократик әлләрни хитай һөкүмитиниң миллий зулуми астида езиливатқан уйғур хәлқиниң һәқиқий әһвалини көрүшкә һәм хитайға бесим ишлитишкә чақирған.