Сичуән өлкисиниң бир чирикликкә қарши турғучи әмәлдари өзини өлтүривалди

Сичуән өлкисиниң чоңҗу шәһәрлик чирикликкә қарши туруш идарисиниң башлиқи 17 - феврал күни өзини бинадин ташлап өлүвалған. Әнглийә б б с агентлиқиниң хитай ахбарат васитилириниң учурлиридин нәқил кәлтүришичә, хе җйәнгу исимлик мәзкур әмәлдар чоңҗу шәһәрлик тәптиш идарисиниң бинасидин өзини ташлап өлүвалған.
Мухбиримиз үмидвар
2013.02.17


Хе җйәнгу чоңҗу шәһәрлик тәптиш мәһкимисидә ишлигән вақитта бир қисим әмәлдарларниң парихорлуқ қилмишлирини тәкшүрүшкә қатнашқан болуп, у 2001 - йили актип хизмити үчүн сичуән өлкилик тәптиш идариси тәрипидин 3 - дәриҗилик хизмәт көрсәткән дәп мукапатланған һәмдә 2005 - йили чоңҗу шәһири бойичә “10 мәшһур яш” ниң бир болуп баһаланған.

Униң өлүвелиши тор қолланғучлири арисида түрлүк инкасларни пәйда қилған болуп, бу хитайдики парихорлуқ вә парихорлуққа зәрбә бериш мәсилилиригә мунасивәтликтур.

Чоңҗу шәһири чоңчиң вилайитигә қарашлиқ шәһәр болуп, нопуси 600 миңдин артуқ, чоңчиң шәһәр башлиқи бо шиләй вә сақчи башлиқи ваң лиҗүн вәқәсидин кейин сичуән вә чоңчиң әң диққәткә сазавәр нуқтиға айланған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.