Японийә баш вәзири хитайниң әпу соришини тәләп қилди
2013.02.08
Японийә җиҗи ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, шинзу абе: биз хитайниң радарға селип нишанға елиш вәқәсини қобул қилип, буниңдин әпу соришини вә тәдбир қоллинип, бу хил вәқәниң қайта йүз беришидин сақлинишини үмид қилимиз, дегән.
Шинзу абе бу сөзләрни хитай һөкүмити японийә һәрбий парахотини нишанға алғанлиқини рәт қилған пәйттә қилди.
Хитай дөләт мудапиә министирлиқи баянат елан қилип, хитай уруш парахотиниң японийә һәрбий парахотини нишанға алғанлиқини рәт қилған. Дөләт мудапиә министирлиқиниң баянатида: японийиниң аталмиш “җуңго уруш парахоти японийә парахотини вә тик учар айропиланини нишанға алди” дегән сөзи тоғра әмәс, дәп көрсәткән.
Хитай йәнә: җуңго тәрәп японийә тәрәпниң әмили тәдбир қоллинип, шәрқий деңизда җиддийлик яритиштин, мәсулийәтсиз баянларда болуштин сақлинишни үмид қилиду, дегән.
Лекин, японийә ташқи ишлар министири фомио кишида хитай тәрәпниң баянатини рәт қилип, буни “ қәтий қобул қилишқа болмайдиғанлиқи” ни билдүргән. Униң мухбирларға әскәртишичә, дөләт мудапиә министирлиқи санлиқ мәлуматларни иничилик билән тәкшүрүп арқилиқ, хитай уруш парахотиниң японийә парахотини радарда нишанға алғанлиқини испатлап чиққан.