Ақсудики оқуғучиларниң "патпарақчилиқтин ярилиниш вәқәси" уйғур районидики районлуқ рәһбәрлик қатлимини җиддийләштүргән
2010.11.30
Бир қисим хитай мәтбуатлири түнүгүн, ақсу шәһириниң 5 - башланғуч мәктипидә патипарақчилиқ сәвәбидин ярилиниш вәқәси йүз берип, 41 нәпәр оқуғучиниң дохтурханиға априлғанлиқи һәққидә хәвәр бәргән иди. Хәвәрдә билдүрүлишичә, тәнәппус вақтида оқуғучилардин бири пәләмпәйдин чүшүватқанда, пәләмпәй тутқучи қайрилип кәткәнликтин бу йәргә йиқилип чүшкән; буниң билән оқуғучилар арисида патпарақчилиқ пәйда болуп 41 оқуғучиниң ярилиниш вәқәси келип чиққан. Хәвәрдә вәқәниң сәвәби шундақ аддий көрситилгән болсиму, немә үчүндур даириләр вәқәниң җәряниниң аммиға ашкарилинишини пүтүн күчи билән тосмақта.
Даириләр йәнә бир тәрәптин вәқәгә адәттин ташқири сәзгүр муамилә қилип, җиддий шәкилдә қутқузуш вә алдин елиш тәдбирлирини елип бармақта. Бүгүн аптонум районлуқ партиком мәхсус мәктәп бихәтәрликини башқуруш һәққидә җиддий йиғин ечип вә мәхсус уқтуруш тарқитип, райондики барлиқ мәктәпләрни мәктәп қурулушни тәкшүрүшкә вә оқуғучиларниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн тәдбир қоллинишқа чақирған. Уқтурушға йәнә, ақсудики патпарақчилиқ вә ярилиништин чоңқур савақ елиш керәклики әскәртилгән. Ақсудики мәзкур вәқәниң хитай хәвәрлиридики тәпсилати билән рәһбәрлик қатлиминиң җиддийчилики арисидики зитлиқ мәзкур вәқәниң сәвәп - нәтиҗилири һәққидә гуман пәйда қилмақта. Мәзкур мәктәп, ақсудики асаслиқ уйғур мәктәплиридин биридур.