Америка президентиниң бу йиллиқ дөләт вәзийитидин мәлумат бериш нутуқиға тунҗи қетим уйғур вәкили қатнашти

Мухбиримиз қутлан
2020.02.04
State-of-the-Union-2020.jpg Америка президенти доналд трамп дөләт вәзийити бойичә мәлумат бериш мурасимида нутуқ сөзлимәктә. 2020-Йили 4-феврал. Вашингтон д.С., америка.
c-span.org

Вашингтон вақти 4-феврал кәч саәт 21:00 дә америка президенти трампниң дөләт вәзийити бойичә мәлумат бериш нутуқ мурасими америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлди. Мурасимға америка дөләт мәҗлисиниң авам палатаси билән кеңәш палатасиға мәнсуп барлиқ әзалири, ақсарайдикиләр, йоқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарлар, америка алий соти һәмдә федерал һөкүмәтниң йоқири дәриҗилик хадимлири болуп, нурғун киши қатнашти.

Америка президентиниң бу йиллиқ дөләт вәзийитидин мәлумат бериш бойичә нутуқ сөзләш мурасимиға америкадики уйғур паалийәтчи, “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим қатнашти. Бу уйғурларниң тунҗи қетим америка президентиниң дөләт вәзийитидин мәлумат бериш нутуқ мурасимиға қатниши болуп һесаблинидикән.

Америка президенти трамп бу йиллиқ дөләт әһвалидин мәлумат бериш нутуқида америка иқтисадиниң йеқинқи 3 йилдин буян изчил өрләш һалитини давамлаштуруп келиватқанлиқини алаһидә тәкитлиди. У америка қошма шитатлириниң ташқий содида, болупму хитай билән болған “сода уруши” да хитайниң узун йиллардин буян америкадин пайдиллиниш, американиң әқлий мүлүклирини оғрилаш қатарлиқ бир қатар қилмишлириға үнүмлүк чәк қойғанлиқини, хитайға “йетәр әмди” дегәнликини әскәртип өтти. 

Трампниң бу қетимлиқ нутуқи униң ақсарайға киргәндин буян америка дөләт мәҗлисидә дөләт әһвалидин мәлумат бериш бойичә сөзлигән үчинчи қетимлиқ муһим сөзи икән. У өткән йили сөзлигән сөзидә американиң “бүйүклүкни таллаш” ни тәкитлигән болуп, бу йиллиқ сөзидә наһайити ишәнч билән “американиң бүйүкликини қайта қуруп чиқтуқ,” деди. У нутуқида йәнә американиң хәлқ турмуши, маарип, сақлиқни сақлаш, көчмәнләр, қошна әлләр билән болған мунасивәт, дөләт бихәтәрлики вә дуня демократийәсини қоғдаш қатарлиқ җәһәтләрдики әң йеңи йүзлинишлирини тилға елип өтти. 

Игилинишичә, рошән аббас ханим бу мурасимиға америка кеңәш палатаси әзаси марко рубийониң алаһидә меһмини сүпитидә қатнашқан. Марко рубийо өзиниң бүгүн елан қилған баянатида америка президентиниң бу йиллиқ дөләт әһвалидин мәлумат бериш мурасимиға уйғур паалийәтчиси рошән аббас ханим билән филорида шитатиниң башлиқи җәнет нунезни өзиниң алаһидә меһмини сүпитидә тәклип қилғанлиқини билдүрдгән.

“уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмитиниң уйғур диярида қурған йиғивелиш лагерлирини тақаш вә лагерларға қамалған уйғур тутқунларниң қийин әһвалини дуняға аңлитиш җәһәттә актип паалийәтләрни елип бармақта. Униң америка демократийәсиниң наһайити муһим әнәниси һесаблинидиған бу мурасимиға тәклип билән қатнишиши муһаҗирәттики уйғур җамаитини сөйүндүрмәктә. Америка қошма шитатлири президентиниң дөләт әһвалидин мәлумат бериш нутуқ мурасими (State of the Union) америка һөкүмитиниң һәр йиллиқ хизмәт календариниң башлинидиған күни өткүзүлидиған болуп, униңда америка президенти америка авам палатаси билән кеңәш палатасиниң барлиқ әзалириға американиң дөләт әһвалидин йиллиқ мәлумат беридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.