Серикҗан билашоғли: “шәртлик қоюп берилишим һәқлиқ күрәш йолидин чекингинимни көрсәтмәйду”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.08.20
serikjan-bilash-oyide.jpg “атаюрт пидаийлири” ниң йетәкчиси серикҗан билашоғли шәртлик қоюп берилип, өйигә қайтип кәлгән. 2019-Йил 17-авғуст, алмута.
AP

Қазақистанда 5 айдин узун мирза қамаққа елинған “атаюрт пидаийлири” ниң йетәкчиси серикҗан билашоғли үстидин 16-авғуст алмутада сот ечилип, у, 7 йилғичә хитайға қарши сөз һәрикәт қилмаслиқни өз ичигә алған бир мунчә шәртләр астида қоюп берилди.

Бир қисим қазақ паалийәтчилири вә көзәткүчиләр билашоғлиниң юқириқи шәртләрни қобул қилиш билән “өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш”, “қанунсиз тәшкилат қуруш” дегәндәк җинайәтләр бекитилип 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиништин қутулуп қалғанлиқини илгири сүрүшмәктә. Серикҗан билашоғлиниң қоюп берилишиму мәтбуатларда бәлгилик ғулғула қозғиди. Ундақта бу әһвал, даңлиқ қазақ кишилик һоқуқ паалийәтчиси серикҗанниң өз паалийәтлирини тохтитидиғанлиқидин дерәк берәмду?

Мухбиримиз гүлчеһрә бу һәқтә серикҗан билән мәхсус сөһбәт өткүзди, уларниң сөһбитигә иштирак қилғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.