“шәрқий түркистан” тәшкилатлири уйғур қирғинчилиқини тохтитишта түркийәниң роли һәққидә доклат тәйярлиди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.08.02
Мәҗбурий әмгәк мәйданида отта көйүп өлгән нәбиҗан розиниң җәсити җәмийәттин хупиянә һалда йәрликкә қоюлған Хитай һөкүмитиниң лагердики уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш қилмишиға тоғрилиқ ишләнгән картон.
Yettesu

Америка вә бәзи явропа дөләтлири хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулум сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилған бүгүнки күндә ислам дунясиниң, болупму түрк дунясиниң сүкүттә туруватқанлиқи түркийәдики бир қисим аммиви тәшкилатларни ойға салмақта. Шу сәвәбтин түркийәдики уйғур тәшкилатлар түркий җумһурийәтләрдә, җүмлидин түркийәдә “уйғур дәвасини қандақ қилип, техиму юқири пәллигә көтүрәләймиз? уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш вә түркийә һөкүмитигә тәсир көрситиш үчүн түркийәдә қандақ конкрет хизмәтләрни қилиш лазим” дегәндәк соалларға чүшкән пикирләрни рәтләп, қисқа доклат тәйярлап чиққан һәмдә 1-авғуст күни башқа уйғур тәшкилатлириға вә уйғур мәсилисини қоллаватқан түрк аммиви тәшкилатлириға йоллап бәргән. Бу доклат 5-июл күни дуня уйғур қурултийи вәхписи, уйғур академийәси вәхписи, түрк сиясәт тәтқиқат вәхписи вә хәлқара яш билим адәмлири тәшкилатиниң йетәкчилири һәм башқа көп сандики аммиви тәшкилат мәсуллири, университет оқутқучилири иштирак қилған чоң йиғинда чүшкән пикирләр асасида тәйярланған.

Мәлум болушичә, хитай хәлқ җумһурийити 1949-йили уйғур елини бесивалғандин кейин уйғурларниң йетәкчилиридин муһәммәд әмин буғра вә әйса йүсүп алиптекин 1952-йили түркийәгә кәлгән һәмдә чәт әлдә уйғур давасини давамлаштурған. Улар “вәтән үчүн вәтәндин айрилдуқ” дегән шоар астида түркийәни мәркәз қилған асаста дуняниң һәр қайси җайлирида уйғур дәвасини аңлатқан. Бу доклатни тәйярлиғучи тәшкилатлардин бири болған уйғур академийәсиниң баш катипи абдулһәмид қарахан әпәнди бу тоғрилиқ зияритимизни қобул қилди. У бу һәқтә тохтилип “түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири билән һәмкарлишиватқан яки бундин кейин һәмкарлишидиған аммиви тәшкилатлар билән һәмкарлиқни техиму күчәйтиш үчүн бу доклатни тәйярлап, һәрқайси тәшкилатларға йоллап бәрдуқ” деди.

“уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн түркийәдә немиләрни қилиш керәк? ” мавзулуқ доклат төт қисимдин тәркиб тапқан болуп, биринчи қисимда түркийәниң дөләт идарилиригә дәвани қандақ аңлитиш вә конкрет йосунда немиләрни тәләп қилиш керәклики баян қилинған. Иккинчи қисимда болса уйғур дәвасини түркийәдики сиясий партийәләрниң вә аммиви тәшкилатларниң дәвасиға айландуруш үчүн немиләрни қилиш керәклики бир-бирләп баян қилинған. Үчинчи қисимда уйғур дәвасини түркийәдики тәтқиқат мәркәзлири вә алий мәктәпләрниң темисиға айландуруш үчүн немиләрни қилиш керәклики баян қилинған. Доклатниң әң ахирқи қисмида уйғур дәвасиниң түркийәдики ахбарат васитилиридә вә иҗтимаий таратқуларда кәң тарқилиши үчүн немиләрни қилиш керәклики баян қилинған.

 Доклатни тәйярлиғучи аммиви тәшкилатлардин бири болған дуня уйғур қурултийи вәхписи рәиси абдурешит абдулһәмид әпәнди түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә йәрлик тәшкилатлар билән болған һәмкарлиқни күчәйтип һәмдә дәваниң үнүмини ашурушта бу доклатниң үнүмлүк болидиғанлиқини, бундин кейинки паалийәтләрниң мушу доклатқа асасланған һалда елип берилидиғанлиқини илгири сүрди.

1910-Йили қурулған, түркийәниң 81 вилайити билән әзәрбәйҗанда өз шөбисини тәсис қилған “түрк оҗақлири тәшкилати” ниң рәиси, пирофессор мәмәт өз әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда бу тәшкилатниң қурулған күндин буян шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан бир тәшкилат болуш сүпити билән бундин кейинму түркий хәлқләрниң аммиви тәшкилатлири, җүмлидин шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири билән болған һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини, шундақла мәзкур доклатта көрситилгәндәк ирқий қирғинчилиқни тохтитиш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини тәкитлиди. У, мундақ деди: “түрк дунясиниң нурғун мәсилилири мәвҗут. Буларниң ичидә әң вәһимилик болғини шәрқий түркистан мәсилисидур. Бүгүн хитай шәрқий түркистандики түркий хәлқләргә қарита ирқий қирғинчилиқ қилмақта вә уйғурларниң миллий кимликини пүтүнләй йоқ қилишқа тиришмақта. Буниңға қарита түркийә һөкүмити бәзидә инкас қайтуруватиду. Лекин бу йетәрлик әмәс. Шуңа биз шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири билән болған һәмкарлиқни күчәйтип, мәзкур доклатта көрситилгәндәк ирқий қирғинчилиқни тохтитиш үчүн тиришчанлиқ көрситимиз. Бу доклат бундин кейинки паалийәтләр үчүн пайдилиқ болиду, дәп ойлаймән. ”

 Д у қ вәхписи рәиси абдурәшит абдулһәмидниң билдүрүшичә, бундин кейин уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн түркий җумһурийәтләрдә немиләрни қилиш керәклики, ислам дунясида немиләрни қилиш тоғрисида айрим айрим доклат тәйярлинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.