Шиветсийәдики яшлар уйғур мәдәнийитини әмәлий һәрикити билән қоғдашниң бир өрникини яратқан

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.05.07
Uyghur-kiyim-kechek-shiwetsiye-00

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмда 5-май өткүзүлгән “уйғур әнәниви кийим-кечәклирини кийип сүрәткә чүшүш” паалийитиниң көрүнүшлири, 2024-йили 5-май, ситокһолм әркин асия радийоси, әкрәм

Uyghur-kiyim-kechek-shiwetsiye-01

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмда 5-май өткүзүлгән “уйғур әнәниви кийим-кечәклирини кийип сүрәткә чүшүш” паалийитиниң көрүнүшлири, 2024-йили 5-май, ситокһолм әркин асия радийоси, әкрәм

Uyghur-kiyim-kechek-shiwetsiye-02

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмда 5-май өткүзүлгән “уйғур әнәниви кийим-кечәклирини кийип сүрәткә чүшүш” паалийитиниң көрүнүшлири, 2024-йили 5-май, ситокһолм әркин асия радийоси, әкрәм

Uyghur-kiyim-kechek-shiwetsiye-03

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмда 5-май өткүзүлгән “уйғур әнәниви кийим-кечәклирини кийип сүрәткә чүшүш” паалийитиниң көрүнүшлири, 2024-йили 5-май, ситокһолм әркин асия радийоси, әкрәм

Uyghur-kiyim-kechek-shiwetsiye-06

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмда 5-май өткүзүлгән “уйғур әнәниви кийим-кечәклирини кийип сүрәткә чүшүш” паалийитиниң көрүнүшлири, 2024-йили 5-май, ситокһолм әркин асия радийоси, әкрәм

Uyghur-kiyim-kechek-shiwetsiye-07

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмда 5-май өткүзүлгән “уйғур әнәниви кийим-кечәклирини кийип сүрәткә чүшүш” паалийитиниң көрүнүшлири, 2024-йили 5-май, ситокһолм әркин асия радийоси, әкрәм

Uyghur-kiyim-kechek-shiwetsiye-04

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмда 5-май өткүзүлгән “уйғур әнәниви кийим-кечәклирини кийип сүрәткә чүшүш” паалийитиниң көрүнүшлири, 2024-йили 5-май, ситокһолм әркин асия радийоси, әкрәм

Uyghur-kiyim-kechek-shiwetsiye-05

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмда 5-май өткүзүлгән “уйғур әнәниви кийим-кечәклирини кийип сүрәткә чүшүш” паалийитиниң көрүнүшлири, 2024-йили 5-май, ситокһолм әркин асия радийоси, әкрәм

Uyghur-kiyim-kechek-shiwetsiye-08

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмда 5-май өткүзүлгән “уйғур әнәниви кийим-кечәклирини кийип сүрәткә чүшүш” паалийитиниң көрүнүшлири, 2024-йили 5-май, ситокһолм әркин асия радийоси, әкрәм

Uyghur-kiyim-kechek-shiwetsiye-09

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмда 5-май өткүзүлгән “уйғур әнәниви кийим-кечәклирини кийип сүрәткә чүшүш” паалийитиниң көрүнүшлири, 2024-йили 5-май, ситокһолм әркин асия радийоси, әкрәм

Уйғур диярида ирқий қирғинчилиқ билән баравәр һалда еғир дәриҗидики мәдәнийәт қирғинчилиқиниңму давам қиливатқанлиқи ахбарат васитилиридә, тәтқиқат доклатлирида узундин буян тилға елинип келиватқан бир тема иди. Муһаҗирәттики уйғурлар арисида болсиму уйғурларниң шанлиқ мәдәнийәтлирини сақлап қелиш, уйғур миллий кимликини қоғдашниң тәхирсиз еһтияҗиға айланғанлиқиға даир қарашлар илгири сүрүлмәктә иди. Мушундақ бир чағда, шиветсийәдики уйғур яшлири “5-май доппа байрими” күнигә тоғрилап, мәхсус “уйғур әнәниви кийим-кечәклирини кийип сүрәткә чүшүш” дәп аталған йеңи һәм иҗадий бир паалийәтни өткүзүп, уйғур җамаитиниң яхши баһаси вә алқишлириға муйәссәр болған.

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмда 5-май өткүзүлгән бу паалийәтни зулһаят өткүр ханимниң йетәкчиликидә “шиветсийә уйғур яшлири уюшмиси” , “шиветсийә шәрқий түркистан тәнтәрбийә вә мәдәнийәт уюшмиси” бирликтә тәшкиллигән. Паалийәтниң муқәддимисидә, зулһаят өткүр ханим “доппа миллий кимликимизниң бир бәлгиси” дегән темида доклат берип, миладийәниң алди-кәйнидики дәврләрдин башлап һазирқи заманғичә болған уйғурлар вә уйғурларниң етник тәркиблиригә тәвә баш кийимлириниң һәрқайси дәврләрдики тәрәққияти, алаһидилики, нусхалири вә символлуқ характерлири һәққидә чүшәнчиләр бәргән. Паалийәткә кәлгән яшлар, балилар вә җамаәт уйғур доппилири вә асаслиқ кийим-кечәклириниң хас исимлири билән тонушуп чиққан, шуниң билән биргә уйғур доппилириниң тарихий тәрәққиятлар җәрянидики җинс айримиси, иҗтимаий салаһийәт вә район пәрқи қатарлиқ алаһидиликлири һәққидә билимгә игә болған.

Мәркизи ситокһолмдики “шиветсийә уйғур яшлири уюшмиси” ниң хадими маһидә мухтәр бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, мәзкур паалийәтни өткүзүштики мәқсәтниң хитай мустәбит һакимийити қирғин қиливатқан уйғур мәдәнийитини чәт әлдә болсиму қоғдаш вә уйғур роһини техиму күчләндүрүштин ибарәт икәнликини тәкитлиди.

 “шиветсийә шәрқий түркистан тәнтәрбийә вә мәдәнийәт уюшмиси” хадими әлиму бу паалийәт һәққидә қарашлирини ипадә қилип өтти. Бу паалийәткә қатнашқан ситокһолмдики уйғур зиялийлиридин раһилә ханим мәзкур паалийәтниң әһмийәтлик болған тәрәплирини тилға алди. Униң қаришичә, муһаҗирәттики уйғурлар миллий мәвҗутлуқ еһтияҗидин варислиқ қилишқа тегишлик болған миллий кимликләргә алаһидә әһмийәт бериши зөрүр икән. У сөзидә, “уйғур әнәниви кийим-кечәклирини кийип сүрәткә чүшүш” паалийитиниң шиветсийәдики уйғур өсмүрлириниң қәлбидә гүзәл бир хатирә қалдурғанлиқини әскәртти.

Сүрәткә елиш хизмитини кәспий фотограф кәвсәр күрәш үстигә алған. Бу паалийәткә қатнашқучилар чәкмән, нимчә, җилиткә, көйнәк қатарлиқ кийим-кечәкләрниң вә түрлүк доппа, таҗ, кәмчәт тумақ, ромал, зибу-зиннәт қатарлиқ уйғур мәдәнийитигә тәвә болған мирасларниң исимлирини өгиниш пурсәтлиригә еришкән. Бу паалийәт шиветсийәдә йетиливатқан яш-өсмүрләрни көп хушал қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.