Хитай кадирлириниң уйғур аилилирини “макан” қиливелиши күчлүк ғулғула қозғиди
2018.05.14
Уйғур диярида 2017-йилидин башлап әвҗ елишқа башлиған “милләтләр иттипақлиқи” вә “туғқанлишиш” сиясий шоари һәрқайси җайлардики хитай кадирлирини “төвәнгә чүшүш” кә шуниңдәк өзлири турушлуқ җайлардики уйғур аилилири билән “туғқанлишиш” қа риғбәтләндүргән иди. Бу йил киргәндин башлап бу хилдики “туғқанлишиш” паалийитиниң өткән мәзгилләргә охшаш айда бирәр-икки қетим “йоқлап бериш” билән купайилиниш орниға, мунтизим һалда шу аилиләрдә йемәк-ичмәк, йетип-қопуш паалийәтлиридә биргә болуш, шу арқилиқ “бир аилә болуш” ни ишқа ашурушни тәләп қиливатқанлиқи мәлум. Хитай ахбаратлири болса бу һални “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикитиниң бир муһим тәркиби қисми сүпитидә тәшвиқ қилмақта.
Хитай ахбарат васитилири вә һәрқайси иҗтимаий таратқуларда елан қилинған бу һәқтики хәвәр һәмдә сүрәтләрдин мәлум болушичә, 2018-йилидин башлап хитай ишчи-хизмәтчилири қәрәллик йосунда уйғур аилилиригә берип “йетип-қопушта биргә болуш” ни омумлаштурған. Буниңда хитай кадирлири өзлиригә тәқсимләнгән уйғур аилилири билән “бир өйдики бир супида биллә ухлаш” ни ишқа ашурушқа киришкән. Мәлум болушичә, бу хил қәрәллик “бир аилә болуш” та уйғур аилилири “зиярәт” кә кәлгән хитай кадирлириға өзлириниң дуня қариши, сиясий қариши һәмдә даимлиқ турмуши қатарлиқларни мәлум қилип туруши лазим икән.
Америкидики актип уйғур паалийәтчиләрдин рошән аббас өзиниң дәсләп бу һәқтики әһвални аңлиғанда бәдәнлириниң шүркинип кәткәнликини, шундақла немә дейишини биләлмәй туруп қалғанлиқини билдүрди.
“кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” ниң бу һәқтики доклатида хитай кадирлириниң бу хилдики “мәҗбурлаш характерлик зиярәт” паалийәтлириниң уйғур аилилири бәһримән болушқа тегишлик шәхсийәт һоқуқи, күндилик турмуш һәмдә мәдәнийәт һәқлиригә қилинған дәхли-тәруз икәнлики көрситилиду һәмдә “хитай һөкүмити аталмиш ‛қаттиқ зәрбә бериш һәрикити‚ ни һәмдә буниңға мунасивәтлик барлиқ һәқ-һоқуқ дәпсәндичиликини дәрһал тохтитиши шәрт,” дәп хитаб қилиниду.
Мәзкур тәшкилатниң хадимлиридин мая ваң бу һәқтә тохтилип, буни “һазир шинҗаңдики мусулман аилилириниң йемәк-ичмәк һәмдә йетип-қопуш адәтлири, җүмлидин уларниң күндилик һаяти өзигә тәвә һаятлиқ маканида изчил һөкүмәтниң күчлүк назаритидә болуп кәлмәктә,” дәп көрситиду.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән бу һәқтә тохтилип, хитай һөкүмитиниң “милләтләр иттипақлиқи” тәшвиқатиниң нөвәттики “һәммә милләт бир аилә болуш” қа йүзлинишидә уйғур дияридики зулум вә униңға қайтурулған инкасниң муһим рол ойниғанлиқини тәкитләйду.
Мәзкур доклатта алаһидә гәвдиләндүрүлгән йәнә бир нуқта шуки, хитай һөкүмитиниң иҗтимаий муқимлиқни әмәлгә ашуруш намида “әл райини билиш, әлгә нәп йәткүзүш, әлни майил қилиш” намидики паалийәтни паал қанат яйдуруп келиватқанлиқи, буниң болса йеқинқи мәзгилдә “милләтләр ара инақлиқ бәрпа қилиш” дегән намда “бир аилә болуш” паалийитигә тәрәққий қиливатқанлиқи болған. Мәлум болушичә, 2017-йили декабир ейидила хитай һөкүмити бир милйондин артуқ хитай кадирни сәпәрвәрликкә кәлтүрүп, йеза-қишлақлардики уйғурларниң өйлиридә “аз дегәндә бир һәптә биллә туруш” ни тәләп қилған.
Доклатта көрситилишичә, бу хилдики “бир аилә болуш”қа әвәтилгән хитай кадирлири өзлири билән турмуш адәтлири җәһәттә асман-земин пәрқ қилидиған уйғур аилилиридә туруш җәрянида шу аилиниң нопус әһвали, диний етиқади қатарлиқ хусусий учурлирини топлиған шундақла бу җәрянда өзлири байқиған “ғәйрий әһваллар”, җүмлидин нөвәттики “муқимлиқ” вәзийитигә зиянлиқ қилмишларни актиплиқ билән “түзәткән”. Улар “ши җинпиң идийәси”, хитай компартийәсиниң “уйғурларға қиливатқан ғәмхорлуқи” дегәнләр һәққидә узундин-узун чүшәнчә бәргән шуниңдәк “пан түркизм” вә “пан исламизм” идийәлириниң хәтиридин сақлинишқа агаһландурған.
Рошән аббас бу һәқтә сөз болғанда бу хилдики “бир аилә болуш”қа әвәтилгән хитай кадирлириниң шу аилиниң бир тәркиви қисми болуш орниға уларни көзитидиған “көз-қулақ”қа айлинип қеливатқанлиқини, шуңа бундақ әһвалда уйғурлар билән хитайлар оттурисида “инақлиқ” бәрпа қилишниң мумкин әмәсликини тәкитләйду.
Хитай һөкүмитиниң “бир аилә болуш” шоарини васитә қилип туруп, хитай кадирлирини мәҗбурий йосунда уйғурларниң өйлиригә орунлаштуруши һәққидә пикир қилған илшат һәсән мушу тәриқидә уйғурларниң әнәниви дуня қаришида муқәддәс санилидиған аилә муһитиниң бу шоар үчүн қурбан қилиниватқанлиқини билдүрди. Әмма хитайларниң бу усул арқилиқ уйғурларниң өйлиридики қаранчуқсиз қеливатқан гөдәк пәрзәнтлирини өзлиригә майил бир әвлад қилип йетилдүрүп чиқиш урунушини әмәлгә ашмайдиған хиял, дәп көрсәтти.
Мәлум болушичә, нөвәттики “бир аилә болуш” паалийитиниң бир муһим мәзмуни уйғурларға хитайчә өгитиш болмақта икән. Буниңда қоллиниливатқан асасий усул хитай дөләт шеири өгитиш, компартийәни мәдһийәләйдиған нахшиларни өгитиш болмақта икән.