Патимә: “қанчә тиришсамму, йетимлик вә мусапирчилиқ 9 баламниң йүрикигә қара сайә ташлимақта”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.07.16
tayland-musapir-uyghur-1.jpg Тайланд мусапирлар лагеридики уйғур мусапирлар. 2015-Йили январ.
Oqurmen teminligen

2014-Йили 3-айда тайланд чеграсида тутулуп түрмигә қамалған уйғур мусапирлиридин 120 нәпәр кичик бала билән 53 нәпәр аялдин тәркиб тапқан 173 нәпәр киши түркийә ташқи ишлар министирлиқи һәмдә түркийәниң тайландтики әлчиханисиниң тиришчанлиқи билән 2015-йили 6-айниң 30-күни түркийәгә елип келингән иди.

Бу балиларниң арисида түркийәгә башқиларниң һамийлиқида елип келингән йетим балиларму бар болуп, 8 балиниң аниси болған патимә шу қетим йетим қалған җийән оғлини қошуп җәмий 9 бала билән истанбулға келип йәрләшкән.

Бүгүнки сөһбитимиздә патимә ханим атисиз вә яр-йөләксиз қалған балилири билән аптобусқа олтуруп қәйсәригә келип җайлаштурулғандин кейинки һекайилирини аңлатти.

Юқиридики аваз улиниши арқилиқ мухбиримиз гүлчеһрәниң патимә ханим билән өткүзгән сөһбитиниң иккинчи қисми диққитиңларда болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.